• Дунияда мөҗүзә тола
  • 20 Қыркүйек, 2013

Һәйран қаларлиқ һәйкәлләр

Һәйкәл һәққидә гәп қилғанда, көз алдимизға, әң алди билән, адәмләр келиду. Амма һәйкәлниң пәқәт инсанийәткила хас әмәслигини билип қойғинимиз әвзәл. Төвәндики мисаллар сөзүмизгә испат болалайду. Россияниң Мариинск шәһиридә яңиюға һәйкәл орнитилған. Буниң өзигә хас сәвәвиму бар. 1942-жили мәзкүр тәвәдики «Красный Перекол» совхозиниң Анна Юткина рәһбәрлигидики звеноси бир гектардин 1331 центнер яңию алған. Әгәр бу зираәтниң вәтини болған Америкиниң рекорди гектариға чаққанда, 1100 центнерни тәшкил қилидиғанлиғини әскә алсақ, мариинсклиқларниң утуғиниң дуния миқиясида қанчилик әһмийәткә егә екәнлигини сезивелиш тәс болмиса керәк. Ейтмақчи, гәп болуватқан һәйкәл 2008-жили, йәни БМТ тәрипидин елан қилинған хәлиқара Яңию жили бәрпа қилинған. 2007-жили Москва түвидики Луховицы шәһиридә «рус хәлиқ закускиси» тәрхәмәккә һәйкәл қоюлди. Уни шәһәрниң 50 жиллиғиға қилинған соға, десиму болиду. Мәзкүр һәйкәлниң қәд көтириши тәсадипи әмәс. Чүнки тәрхәмәк — шәһәрниң әң асасий дарамәт мәнбәси һесаплиниду. Буниңдин ташқири луховицылиқлар йерим әсиргә йеқин вақит Москва вә униң әтрапидики шәһәрләрни тәрхәмәк билән турақлиқ тәминләп кәлмәктә. Шуңлашқа һәйкәлниң астиға орнитилған яғач туңда «Бизниң баққучимиз — тәрхәмәккә. Миннәтдар луховицылиқлардин» дегән иллиқ тиләкни оқушқа болиду. Нью-Йоркниң (АҚШ) Мәркизий истраһәт беғида Балто исимлиқ иштқа һәйкәл орнитилған. Бу ядикарлиқниңму өз тарихи бар. 1925-жили Аляскидики кичиккинә Ном шәһиридә дифтерия эпидемияси овҗ алиду. Шу пәйттә бу йәрдин 674 миль (1078 километр) мусапигә орунлашқан Ненана шәһиридин һаҗәтлик вакцинини йәткүзүш үчүн 150 ишт қошулған чана эстафетиси уюштурулиду. Эстафетиниң ахирқи тизгинини қолиға алған Балто исимлиқ иштқа бәк еғир келиду. Туюқсиз башланған җудун-чапқун тәсиридин униң ғоҗайини, норвегиялик Гуннар Каасенға чанисиға қошулған достиға ишиништин башқа илаҗә йоқ еди. Һә, Балто, өз новитидә, 60 градуслуқ соққа, боран-шувурғанға бәрдашлиқ берип, вакцинини бәлгүләнгән җайға йәткүзиду вә йүзлигән гөдәкни өлүмдин сақлап қалиду... Жуқурида гәп қилған һәйкәл Америка тарихидики шу бир қара сәһипиниң ялдамисидур. Железноводск шәһиридики (Кавказ минерал сулири курорти) «Машук-Акватерм» санаторийисиниң һойлисиға орнитилған һәйкәлму алаһидә диққәткә сазавәр. Үч периштәниң дүмбисигә артилған һәмәлчә шәклидә қурулған бу бронза мәһсулатиниң салмиғи 400 килограммни, егизлиги 1,5 метрни тәшкил қилиду. Мәзкүр ядикарлиқниң бәрпа болуш сәвәвини санаторий рәһбәрлиги «Кавказ минерал сулири елимиздики, мүмкин дуниядики, давалашниң нурғун түри һәмәл қилиш арқилиқ әмәлгә ашурулидиған әң чоң медицина мәһкимилириниң биридур. Шуңлашқа миллионлиған адәмләрниң дәрдигә дава болған һәмәлчә әйнә шундақ һөрмәткә мунасиптур», дәп чүшәндүриду. Умумән дунияда һәйран қаларлиқ һәйкәлләр наһайити көп. Әдәбий әсәрләр қәһриманлириға, явайи һәм өй җаниварлириға, турмуш җиһазлириға, һәтта аяқ кийимләргә орнитилған һәйкәлләрму бар. Буму күндин-күнгә өзгириватқан һаятниң бир алаһидилиги болса керәк.

343 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы