• Йеңилиқлар
  • 02 Сәуір, 2012

Норуз — баһар тәнтәниси!

Пәсилләр әркиси — баһар билән тәң келидиған Норуз бийил тәбиәт қәғишлигигә, қишниң хелила созулуп кәткинигә қаримай, өзигә хас болған дағдуғилиқ мәйрәмлик кәйпият билән һәмминиң көңлини көтиривәтти. Адәттикидәк, Алмутидики барлиқ чоң-кичик мәйданлар мәйрәмлик түс елип, шәһәрликләр билән уларниң меһманлирини қучақ йейип қарши алди. Шәһәрниң барлиқ наһийәлиридә дағдуғилиқ атап өтүлгән Норуз униң иштракчилириниң хатирисидә хелә вақит сақлинип қалидиғанлиғи ениқ. Әнди Әвезов наһийәси болса, бу күни қош сәнәни атап өтти: нәқ Норуз күни наһийәниң қурулғиниға 40 жил толди. Шуңлашқа бу күни Момышулы кочисиниң Абай вә Шаляпин кочилири арилиғидики қисми наһийәниң әң чоң мәйданлириниң биригә айланди. Мәйрәмлик безәлгән бу вақитлиқ мәйданда наһийә территориясидики ишләп чиқириш карханилири билән билим дәргаһлири, миллий мәдәнийәт мәркәзлири жигирмидин ошуқ кигиз өй тикип, онлиған сода-сетиқ орунлирини ачти. Наһийәниң 40 жиллиғиға вә Норуз мәйримигә беғишланған тәнтәнигә қатнашқан Алмута шәһириниң һакими Ахметжан Есимов әвезовлиқларни бу қош мәйрәм билән сәмимий тәбрикләп, уларға утуқ вә амәт тилиди. Шәһәр һакими өз нутқида Әвезов наһийәсиниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиға тохтилип, қолға кәлтүрүлгән утуқларда наһийә турғунлириниң мунасип һәссиси барлиғини алаһидә қәйт қилди. Мәлумки, ахирқи жиллири шәһәр бойичә умумйүзлүк қолға елинған «Алмута һойлилири» программиси даирисидә әң нурғун һойла нәқ мошу наһийәдә аватлаштурулди, пәқәт өткән жилила 20 чақирим йол мурәккәп җөндәштин өткүзүлди, йеңидин ечилған иш орунлириниң сани бойичиму наһийә алдинқи сәптә келиватиду. Шәһәр һакими өз нутқида мана мошулар тоғрилиқ ейтип, наһийәдә паалийәт елип бериватқан этномәдәнийәт мәркәзлири шәһәрликләрниң өз ара достлуқ-бирлигини тәминләшкә қаритилған мәдәний чарә-тәдбирләрни турақлиқ өткүзүп келиватқанлиғиниму әсләп өтти. Мошуниңға мунасивәтлик биз шуни алаһидә қәйт қилмақчимизки, Әвезов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи сөз болуватқан мәйрәмлик чарә-тәдбирләргә чоң тәйярлиқлар билән кәлгәнлигини көрсәтти: миллий кийимләрни кийгән жигит-қизлар нағра-сүрнәйләр садаси астида шох вә нәпис уссулларни иҗра қилип, мәйрәм қатнашқучилириниң кәйпиятини техиму көтиривәтти, миллий таамлар көргәзмисидә болса, уйғур ашпәзлири тәйярлиған хилму-хил миллий таамлиримиздин дәм-туз тартмиған адәм қалмиди, қазақ хәлқиниң миллий оюнлириға қатнишип, ғалип чиққан қара көзлиримизму аз болмиди. Бу қош мәйрәмгә әйнә шундақ тәйярлиқ билән кәлгән Әвезов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәһбәрлигиниң һәртәрәплимә кәң паалийитини мошу мәрикигә меһман сүпитидә қатнашқан җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Әхмәтҗан Шардинов жуқури баһалап, иллиқ ләвзини билдүрди. Умумән, бийилқи Норуз мәрикиси елимизниң барлиқ җайлирида, җүмлидин уйғурлар зич истиқамәт қиливатқан наһийә, йезиларда жуқури кәйпият илкидә атап өтүлди. Мәсилән, Панфилов наһийәси бойичә өз мухбиримиз Нурәхмәт ӘХМӘТОВниң хәвәрлишичә, 22-март күни Яркәнт шәһиридә өткән мәйрәмлик чарә-тәдбирләргә миңлиған адәм қатнишип, улар тарихниң талай синақлирида мустәһкәмләнгән хәлиқләр достлуғиниң әмәлияттики үлгисини йәнә бир қетим намайиш қилди. Норузға беғишланған тәнтәнилик жиғинда тәбрик сөзгә чиққан наһийә һакими Ермек Келимсеит Өсәк тәвәсидә паалийәт елип бериватқан җәмийәтлик тәшкилатларниң, җүмлидин наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң бу мәйрәмгә пухта тәйярлиқлар билән кәлгәнлигини мәмнунийәт билән тилға алди. Әнди Әмгәкчиқазақ наһийәси Ават йезисиниң турғуни, гезитимизниң активисти Халидәм ПАТТАРОВА өзи истиқамәт қиливатқан йезида өткән Норуз тәнтәнилири тоғрилиқ тәвринип йезип, Д.Розахуновниң рәһбәрлигидики «Баһар» нахша-уссул ансамбли концертиниң, йезилиқ Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси О.Мәңсүрованиң уюштуруши билән миллий таамлар көргәзмисиниң наһайити утуқлуқ өткәнлигини тилға алиду. Шундақла Өмәр Муһәммәдий намидики оттура мәктәп оқуғучилириниң Норуз қошақлирини ипадилик оқуп, көпчиликниң көңлидин чиққанлиғини, шуңлашқиму көп милләтлик аватлиқлар өзлириниң наһайити рази екәнлигини билдүрүп, уларға жутдашлириниң миннәтдарлиғини гезит арқилиқ йәткүзүшни илтимас қилиду. Норузға беғишланған тәнтәниләр җай-җайларда әйнә шундақ тәшкиллик вә көңүллүк өтүп, һәқиқий баһар мәйримигә, хәлиқләр достлуғи мәйримигә айланғанлиғи тоғрилиқ йезилған хәт-хәвәрләр редакциягә һәр күни дегидәк келиватиду. Уларниң һәммисини гезитимиз сәһипилиридә елан қилишниң имканийити йоқ, әлвәттә. Шундиму биз, редакциямизгә келиватқан хәвәрләргә асасланған һалда, Норуз мәйриминиң хәлқимиз вәкиллири зич яшайдиған Уйғур, Әмгәкчиқазақ, Талғир, Или, Җамбул наһийәлиридә дағдуғилиқ нишанланғанлиғини ейтип өтмәкчимиз. Тәкитләп ейтқанда, мустәқиллик шарапити түпәйли қайта тикләнгән Норуз бу қетимму бизгә хошаллиқ дәмләргә толуп-ташқан унтулмас дәқиқиләрни бәхш әтти.

Иврайим БАРАТОВ.

 

767 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы