• Йеңилиқлар
  • 25 Қазан, 2013

Һәрқачан хәлиқ билән биллә

Мәлумки, 18-октябрь күни Астанадики Мустәқиллик сарийида «Нур Отан» партиясиниң новәттин ташқири ХV қурултийи өтти. Партияниң алий оргини — қурултайда Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти, «Нур Отан» партиясиниң Рәиси Нурсултан Назарбаев программилиқ нутуқ билән сөзгә чиқти. Президентниң сөзи барлиқ қазақстанлиқлар тәрипидин қизғин қоллап-қувәтләшкә егә болмақта. Уни төвәндә елан қилиниватқан ХV қурултай делегатлириниң пикирлириму испатлайду. Дәрһал шуни алаһидә тилға алмақчимәнки, қурултайға 1,5 миллионға йеқин аһалиси бар Алмута шәһиридики миңлиған нуротанлиқларға вәкил болуп, 130 делегат қатнашти. Уларниң арисида уйғурлардин «Нур Отан» партияси Алмута шәһәрлик шөбиси Сәясий кеңишиниң әзаси, көрнәклик тиҗарәтчи Асимҗан Злавдинов иккимиз болдуқ. Қурултай һәр иккимиздә алаһидә чоңқур тәсират қалдурди. Әйнә шу тәсиратим тоғрилиқ қисқичә ейтип өтмәкчимән. Партия қурултайлириниң адәттә тәнтәнилик шараитта өтидиғанлиғиға үгинип қалған едуқ. Бу қетим болса, «Нур Отанниң» ХV қурултийи һәқиқий ишчанлиқ шараитта өтти вә «Нур Отанниң» елимиздики асаси пухта, хәлиқ толуқ ишинидиған сәясий күч екәнлигини йәнә бир қетим очуқ көрсәтти. Қурултайда «Нур Отан» партиясиниң «Нур Отан. Нурлуқ келәчәк йолида» намлиқ Сәясий доктиринисиниң қобул қилиниши — мәмликитимиз һаятидики алаһидә атап өтүшкә әрзийдиған вақиә болди. Чүнки Доктрина Президентниң «Қазақстан-2050» Стратегиясидә алға сүрүлгән идеяләргә маслашқан партияниң муһим һөҗҗити дәп баһалиниватиду. Бу пикирни қурултайниң барлиқ делегатлири билән иштракчилириму толуқ қоллап-қувәтләйдиғанлиғини ениқ билип-сәздуқ. Президент Н.Назарбаев қурултайда сөзлигән сөзидә Қазақстанниң дуниядики тәрәққий әткән илғар оттуз дөләтниң қатаридин көрүнүшигә асас болидиған Стратегияниң барлиғини, униңға қол йәткүзүш мәхситидә муһим иш-һәрикәтләрниң әмәлгә ашурулуватқанлиғиға тохталди. Һәқиқитини ейтиш керәкки, йеңи Сәясий доктрининиң қобул қилиниши партияниң өз алдиға қойған вәзипилириниң техиму кәң миқияслиқ екәнлигини көрситиду. «Нур Отан» партиясиниң дайим елимиздики изгү ишларға түрткә болуп, баһалиқ тәшәббусларни көтирип, униң орунлинишини дайим диққәт нәзәридә тутуп келиватқанлиғи барчимизға яхши мәлум. Хәлиқниң муң-еһтияҗини толуқ қанаәтләндүрүш үчүн барлиқ мүмкинчиликләрдин пайдилинип келиватқан «Нур Отан» хәлиқпәрвәр партия екәнлигини аллиқачан испатлап болди. Қурултайда Президент алаһидә қәйт қилғинидәк, «Нур Отанниң» хәлиқтин йошурудиған һеч немиси йоқ. У партияниң Сәясий доктринисини муһакимә қилиш пәйтидә йәнә бир қетим ениқ болди. Қурултайдиму әйнә шундақ пикирниң алға сүрүлүши өз-өзидин пәйда болған нәрсә әмәс. Чүнки партия дөлитимиз билән барлиқ қазақстанлиқларниң мәнпийитини көзләйдиған һәрқандақ ишниң бешида болупла қалмастин, шундақла бәзидә бой көтирип қалидиған сәлбий көрүнүшләргә зәрбә беридиған паалийити биләнму хәлиқниң толуқ қоллап-қувәтлишигә еришти. Ейтқан бу пикримизниң ениқ мисаллири аз әмәс. Һазир елимизда «Нур Отанниң» 241, җүмлидин 126 регионаллиқ, 115 территориялик шөбиси бар. Униңдин ташқири 6304 башланғуч партия тәшкилати, 3406 хәлиқ назарити пости турақлиқ ишләватиду. Мунчивала күчкә егә партия һечқачан хәлиқниң муң-еһтияҗини, бүгүнки һаят нәпәсини диққәт нәзәридин сирт қоюшиму мүмкин әмәс. Бу тоғрилиқ партияниң сөз болуватқан мошу қурултийидиму һәртәрәплимә ейтилғанлиғи диққәткә сазавәр. Әнди һәрқандақ ишта ениқлиқ вә очуқлуқ болмиғичә, хәлиқ билән мәслиһәтләшкән һалда муһим мәсилиләрни бирлишип һәл қилмиғичә, елимиз өз алдиға қойған вәзипиләр һөддисидин утуқлуқ чиқалмайду. Шуңлашқа партия қолға алған изгү тәшәббусларни әмәлгә ашурушни вә муһим проблемиларни һәл қилишни дайим хәлиқниң диққитигә йәткүзүп туруш әнъәнисини йәниму давамлаштуридиған болиду. Буниң өзи партияниң хәлиқтин йошурудиған һечқандақ мәхпийитиниң йоқ екәнлигини йәнә бир қетим испатлиса керәк. Партия һәрқачан хәлиқ билән биллә. Қурултайда көтирилгән мәсилиләр вә униң әтрапида ейтилған пикирләр адәмдә мошундақ ой пәйда қилиду. Партия Рәиси дайим тилға елип келиватқан қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрликниң әң ярқин көрүнүши бизниң һәрбир қәдимимиздә ениқ билинип туридиғанлиғини шәхсән өзәм мошу қетим йәнә бир қетим баштин кәчүрдүм. Техи йеқиндила пүткүл мусулман әһли Қурван һейти мәйримини нишанлиди. Уни қазақстанлиқ мусулманларму жуқури дәриҗидә атап өтти. Әнди башқа дин вәкиллири уларни сәмимий тәбриклиди. Шундақла өзгә дин вәкиллириниң мошундақ диний мәйрәмлиригә мусулман әһлиму мошундақ һөрмәт билән қарайду. Һазир мәмликәт қурғучи хәлиқниң ана тили, дөләт тили — қазақ тилини үгәнгүчи башқа милләт вәкиллири, җүмлидин яшлар көпләп санилиду. Уларниң арисида һәржили һәрхил конкурслар өткүзүлүватиду. Мошу йеқиндила Қостанайда VІІ хәлиқара немис мәдәнийитиниң фестивали болуп өтти. Бәш күн давамида түрлүк-түмән милләт вәкиллири өзара достлуқ билән қазақстанлиқ вәтәнпәрвәрликниң ярқин үлгисини көрсәтти. Бу фестивальға «Нур Отан» партияси билән униң яшлар қанити һесапланған «Жас Отан» тәшәббускар болғанлиғи жуқурида ейтқан пикирлиримизниң ярқин  көрүнүши дәп ойлаймән. Әнди биз, қазақстанлиқ уйғурларму, өзимизниң миллий тәрәққиятимиз үчүн елимизда барлиқ шәрт-шараитниң толуқ яритилғанлиғини яхши билимиз һәм бу мүмкинчиликтин шараитниң яр беришичә толуқ пайдилинип келиватимиз дәп ейталаймән. Униңға өзәм узақ жиллар давамида рәһбәрлик қилған җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң һазирқи паалийити толуқ испат болалайду. Ахирида шуни ейтмақчимәнки, сөз болуватқан қурултайда Нурсултан Назарбаев барлиқ яшларға мураҗиәт қилип, әмгәк қилиңлар, оқуңлар дәп атилиқ мәслиһитини ейтти. Президентниң пәқәт мошу бир мәслиһитила миллионға йеқин әзаси бар «Нур Отан» партиясиниң әзалири җай-җайларда аһали билән учришишларни уюштуруп, партия Рәисиниң алға сүргән улуғвар идеялирини, ХV қурултайниң роһини хәлиққә толуқ йәткүзидиған паалийәткә асас болиду, дәп ойлаймән.

Әхмәтҗан ШАРДИНОВ,

«АЗМК» ҖЧЙ мудирлар кеңишиниң рәиси,  Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати,

«Нур Отан» партияси Сәясий кеңишиниң әзаси. 

428 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы