• Йеңилиқлар
  • 25 Қазан, 2013

«Уйғур авазиға» биз йезилмай, ким йезилсун!

Муштири топлаш — 2014 Һазир бәзиләр «Уйғур авазиниң» баһаси қиммәтләп кетипту» дегән гәпни қилип жүриду. Әслидә у, һәқиқәтәнму, қиммәт туридиған гезит. Ана тилимизда йоруқ көрүватқан бу гезит немиси билән қиммәт? Биз алди билән мошуни чүшинивелишимиз лазим. «Уйғур авази» —  у уйғур хәлқиниң авази. Шәхсән мениң үчүн бу гезит муқәддәс бир дуния. Европа мәдәнийитиниң асасини салған эллин-грекларға охшаш мәдәнийәт яратқан хәлиқниң авази. «Уйғур авази» — әҗайип мөҗүзикар күч билән риштилирини бир-биригә чәмбәрчас бағлап турған һәрбир қазақстанлиқ уйғурға бүгүнки күндә қувәт, мәдәт, үмүт бәхш етидиған бирдин-бир қурал. Мениңчә, келәчигимизниң парлақ болуши пәқәт яхши нийитимизгә һәм, униңға ишинишимизгә бағлиқ. Һә, бу ишәнчә ачқучлириниң бири әйнә шу «Уйғур авазида».  Қазақстан диярида йерим әсирдин ошуқ вақит уйғурниң ким екәнлигини тонутуватқан, мәдәнийитимизниң тәрәққиятиға салмақлиқ һәссә қошуватқан мошу гезит болмиғанда, биз қазақстанлиқ үч йүз миңға йеқин уйғур сөзсиз, тенәп-тәнтирәп қалаттуқ. Дунияда әмәс, һәтта хошна наһийәдә немә вақиә йүз бериватқанлиғидин хәвәрсиз болаттуқ. Мәсилән, жирақтики Америкида туруп, медицина саһасида дуниявий әһмийәткә егә йеңилиқни ачқан Шөһрәт Митәллиповни йезидики аддий уйғур мошу нәшир арқилиқ тонуди. Мундақ мисаллар наһайити көп. Гезит әдәбият, тарих мәсилилиригә көп көңүл бөлмәктә. Уни мәзкүр нәширниң турақлиқ муштирилири яхши билиду. Һазир гезит хадимлири заман еқимиға яндишип, илгәркидәк махташ-мәдһийиләштин қутулушқа тиришиватиду. Гезитта тәнқидий материалларму көпләп бериливатиду. Әдәбият саһасида қәләм тәвритиватқан язғучи, шаирларниң намиға йезиливатқан тәнқитләрни шәхсән мән, қоллап-қувәтләймән. Әсли шундақ болуши керәк. Ана тилимизни сақлап қелиштиму гезит бебаһа әмгәк қилмақта. Бизгә керигиму шу. Сәвәви, тил бар — биз бар. Намиға лайиқ паалийәт елип бериватқан гезитимиз буни яхши чүшиниду. Мана шуңлашқа «Уйғур авазиға» биз йезилмай, ким йезилсун?

Бәһрим ҒЛАВДИНОВ,

мемарчилиқ пәнлириниң доктори, профессор.

344 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы