• Йеңилиқлар
  • 22 Қараша, 2013

Телеканалларниң контентини яхшилап, мәдәнийәтни риваҗландурайли

Мәмликәт Президенти Нурсултан Назарбаев мәдәнийәт вә әхбарат министри Мухтар Қул-Мухаммедни қобул қилди. Учришишта Мухтар Қул-Мухаммед мәдәнийәт саһасини вә әхбарат кәңлигини йеңилашниң, шундақла Һөкүмәтниң кәңәйтилгән мәҗлисидә берилгән тапшурмиларни орунлашниң кетип бериши тоғрилиқ доклад қилди. Президент дөләт телеканаллирини оптималлаштуруш вә уларниң контентини сүпәт җәһәттин яхшилаш чарилирини көрүшниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. Министр әхбарат сәяситидә тегишлик ишларниң жүргүзүлгәнлигини хәвәр қилди. Җүмлидин жүргүзүлгән тизимлаш нәтиҗиси бойичә һечқандақ паалийәтни әмәлгә ашурмиған аммивий әхбарат васитилири дөләт һесавидин чиқирилди. Бүгүнки күнгә қәдәр мәмликәттә һәқиқий паалийәт елип бериватқан 2105 аммивий әхбарат васитиси, җүмлидин 1360 гезит, 511 журнал, 49 радиостанцияси, 71 телеширкәт ройхәткә елинған. Униңдин ташқири «Астана Опера» театриниң паалийитигә мунасивәтлик мәсилиләр, Миллий мирасгаһ қурулушиниң кетип бериши вә униң коллекциясини шәкилләндүрүш, чоң хәлиқара чарә-тәдбирләрни, Мәдәнийәт күнлирини өткүзүш, ономастикилиқ комиссияләрниң ишини мукәммәлләштүрүш мәсилилири муһакимә қилинди. Дөләт рәбһири қаралған мәсилиләр бойичә ениқ тапшурмиларни бәрди.

343 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы