• Йеңилиқлар
  • 22 Қараша, 2013

Җавапкәрлик күчәймәй, әһвал яхшиланмайду

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев ички ишлар министри Қалмуханбет Қасымовни қобул қилди. Министр мәмликәттики җинаий вәзийәт җинайәтчиликкә қарши күрәшни күчәйтиш вә җәмийәтлик һоқуқ-тәртипни тәминләш чарилири тоғрилиқ доклад қилди. Президент әмәлгә ашурулуватқан барлиқ һоқуққа хилаплиқ қилишларни толуқ ройхәткә елишниң вә җинайәтләрниң системилиқ алдини елишни жүргүзүшниң зөрүр екәнлигигә диққәтни җәлип қилди. Өз новитидә, Қалмуханбет Қасымов һоқуққа хилаплиқ қилишларниң барлиқ түрлирини толуқ ройхәткә елиш һесавиға уларниң саниниң 28 пайиз көпәйгәнлигини ейтти. Шуниң билән биллә бирқатар еғир җинайәтләрниң 13 пайиз, қатиллиқниң 13,5 пайиз төвәнлигәнлигиниң, шундақла булаңчилиқ фактлириниң азайғанлиғиниң байқиливатқанлиғи тәкитләнди. Униңдин ташқири Дөләт рәһбири мәмликәтниң автомобиль йоллиридики һалакәтләрниң хелә көпәйгәнлигини вә уни төвәнлитиш чарилирини көрүшниң зөрүр екәнлигини атап көрсәтти. —            Һазир мәмликәттә йол-транспорт вақиәлири ақивитидә адәмләр нурғун һалак болуватиду. Мәсилән, жил бешидин башлап йол қатнаш қаидилириниң 2,5 миллионға йеқин қетим бузулғанлиғи, мәс һалда автомобиль һайдиғанлиқниң 26 миң факти ройхәткә елинди, 2400 адәм һалак болуп, 80 миңдин ошуқ адәм зәрдап чәкти, — дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Министр мошу жили октярь ейида болуп өткән Һөкүмәтниң кәңәйтилгән мәҗлисидә Президент тәрипидин йол қатнаш бехәтәрлигини тәминләш мәсилилири бойичә берилгән тапшурмиларни әмәлгә ашурушниң кетип бериши тоғрилиқ әхбарат бәрди. —            Йол қатнаш қаидилирини бузғанлиғи үчүн җавапкәрликни күчәйтишкә қаритилған тегишлик нормативлиқ-һоқуқ һөҗҗәтлиригә өзгиришләр билән қошумчилар тәйярланди. Мәсилән, илдамлиқ тәртивини саатиға 40 километрдин ошуқ бузғанлиғи вә қарши йолға чиқип кәткәнлиги үчүн һайдиғучи гуванамисидин айрилиду, әнди мәс һалда машина һайдиғанлиғи үчүн җавапкәрлик 500 айлиқ һесап көрсәткүчи миқдарида җәриманни, яки 300 саат җәмийәтлик ишларни, йә сот қарари бойичә алтә айлиқ қәрәлгә мәмурий қамаққа елишни көздә тутиду. Учришиш йәкүни бойичә Дөләт рәһбири һоқуқ-қоғдаш паалийитиниң нәтиҗидарлиғини техиму ашурушқа, гражданларниң һоқуқлирини һимайә қилиш чарилирини күчәйтишкә вә ички ишлар органлиридики интизамға бағлиқ бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди. �J hi`�B ��E l;mso-layout-grid-align:none;text-autospace: none'>Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.   Панфилов наһийәси.

355 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы