• Йеңилиқлар
  • 22 Қараша, 2013

Бирлишип умумий мәхсәтләргә йетәйли

Астанада Мустәқиллик сарийида Қазақстан Җумһурийитиниң Мәдәнийәт вә әхбарат министрлиги вә Гражданлиқ альянс тәрипидин уюштурулған «Дөләт рәбһири Нурсултан Назарбаевниң «Қазақстан-2050» Стратегияси даирисидә гражданлиқ җәмийәт вә һазирқи синақ-ховуплар» мавзусида VІ Гражданлиқ форум болуп өтти. Униң ишиға чоң һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң рәһбәрлири, Президент Мәмурийитиниң, Һөкүмәтниң, мәркизий дөләт органлириниң вәкиллири қатнашти. Униңдин ташқири форумға бирқатар чәтәллик вә хәлиқара һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларму қизиқиш һасил қилди. Форумда Президент Мәмурийити рәһбириниң орунбасари Бағлан Майлыбаев нутуқ билән сөзгә чиқти. У гражданлиқ җәмийәтниң Нурсултан Назарбаев оттуриға қойған «Қазақстан-2050» Стратегиясини әмәлгә ашурушқа салмақлиқ һәссә қошуватқанлиғини тәкитлиди. —            Стратегияниң асасий мәхсити — дунияниң тәрәққий әткән 30 мәмликитиниң қатариға кириш — мәхситини қолға кәлтүрүш дөләт вә җәмийәтниң охшаш җавапкәрлигини һәм конструктив һәмкарлиғини тәләп қилиду, — деди Бағлан Майлыбаев. Андин кейин сөзгә чиққан Премьер-Министрниң орунбасари Бақытжан Сағинтаев гражданлиқ җәмийәт институтлирини тәрәққий әткүзүшкә, уларниң дөләт билән өзара һәрикәт қилишида мәзкүр диалог мәйданиниң муһим роль ойниғанлиғини әслитип өтти. Өткән жиллар мабайнида бу йәрдә муһим иҗтимаий мәсилиләр муһакимә қилинди, дөләтлик әһмийәткә егә йеңи лайиһиләр қолға елинип, һөҗҗәтләр — һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларни дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләш программиси, дөләт иҗтимаий буйрутмиси тоғрилиқ қанун, гражданлиқ җәмийәтни тәрәққий әткүзүш концепцияси — қобул қилинди. Бақытжан Сағынтаевниң тәкитлишичә, һәр жили һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлар дөләт, тиҗарәт саһаси вә хәлиқара тәшкилатлар билән бирликтә қазақстанлиқларниң ениқ проблемилирини һәл қилишқа қаритилған нурғун лайиһиләрни әмәлгә ашуруватиду. —            Бийил һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлар билән бирләшкән лайиһиләрни әмәлгә ашурушқа дөләт тәрипидин барлиғи болуп 6 миллиард тәңгидин ошуқ мәбләғ бөлүнди, бу иҗабий көрсәткүч сақлиниду, — дәп хәвәрдар қилған вице-премьер вә һазирқи күндә сәккиз министрликниң дөләт иҗтимаий буйрутмиси билән ишләватқанлиғини әслитип өтти. Шундақла форумни ечиш даирисидә Гражданлиқ аьянсниң рәһбири Нурлан Еримбетов, ЕБҺТниң Астанадики мәркизи рәһбириниң орунбасари Жанет Клетцер, Қазақстан Тиҗарәтчилири миллий палатиси башқармиси рәисиниң биринчи орунбасари Рахим Ошақбаев, җумһурийәтниң чоң һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлириниң вәкиллири сөзгә чиқти. Һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлар вәкиллириниң Мәдәнийәт вә әхбарат министрлигиниң мәсъул кативи Жанна Қурманғалиева билән болған сөһбити наһайити җанлиқ өтти. Министрлик вәкилигә һәрхил соаллар қоюлди. Делегатлар Улуқ Вәтән урушидики Ғалибийәтниң 70 жиллиғини нишанлашқа вә «ЭКСПО-2017» көргәзмисини өткүзүшкә тәйярлиқ көрүш, дөләт иҗтимаий буйрутмисини орунлаштуруш алаһидиликлири вә иҗадий коллективларни дөләт тәрипидин мәбләғ билән тәминләш, яшларни вәтәнпәрвәрлик роһта тәрбийиләш мәсилилиригә қизиқиш һасил қилди, ениқ проблемилар вә әһвалларға мунасивәтлик мәслиһәт алди. Учришиш давамида «Һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларни дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләш тоғрилиқ» қанунниң лайиһисини тәйярлаш мәсилилиригә чоң диққәт бөлүнди. Жанна Қурманғалиеваниң тәкитлишичә, мәзкүр қанун толуқ ойлаштурулған, нәтиҗидарлиқ қанун болуши, униңда дөләт вә һөкүмәтлик әмәс секторниң өзара һәрикәт қилишиниң барлиқ мәсилилири әкис етилиши керәк. Буниң үчүн алдиримай, һәрбир пәйтни кәлгүси қанунниң һәрбир нормисини бирлишип күч чиқирип тәйярлаш керәк. Мундақ иш шәклиниң гражданлиқ сектор вәкиллиригә яққанлиғини һәрбир учришиштики «очуқ микрофон» алдида новәт күтүп турғанларниң көп болуши испатлайду. Ейтмақчи, мундақ тәҗрибә мәркизий дөләт органлириниң рәһбәрлири үчүнму пайдилиқ болди. Мәсилән, саламәтликни сақлаш министри Салидат Қайирбекованиң тәкитлишичә, муһим лайиһиләрни яки дөләт программилирини әмәлгә ашуруватқан һәрқандақ министр үчүн әкси алақә зөрүр, җай-җайларда программиларниң қандақ әмәлгә ашурулуватқанлиғини билиш муһим, һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлар билән очуқ мунасивәттә болуш — барлиқ иштин хәвәрдар болушниң әң яхши  имканийити. Форум даирисидә шундақла Қазақстан һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлири муваппәқийәтлириниң көргәзмиси уюштурулуп, униңда «үчинчи секторниң» утуқлуқ тәшәббуслири тонуштурулди, йеңи иҗтимаий технологияләрни пайдилиниш механизмлири, гражданлиқ җәмийәт институтлирини тәрәққий әткүзүш тарихи көрситилди. Форумниң иккинчи күни делегатлар дөләт вә һөкүмәтлик әмәс тәшкилатларниң өзара һәрикитини қануний җәһәттин тәминләш, уларниң җәмийәткә һесават бериши, регионлар тәрәққиятиға вә йәрлик өзини өзи башқурушқа қатнишиши охшаш муһим мәсилиләрни муһакимә қилди. Меценатлиқ, хәйрихаһлиқ мәдәнийити вә иҗтимаий җавапкәрлик, хәлиқара һөкүмәтлик әмәс тәшкилатлар билән өзара һәрикәт қилиш мавзулири айрим қаралди. «Йешил» ихтисатни тәрәққий әткүзүш вә Сүръәтлик индустриал-инновациялик тәрәққият программисини әмәлгә ашуруш охшаш дөләт тәшәббуслири, шундақла келәчәктә Астанада өткүзүлидиған «ЭКСПО» көргәзмисигә тәйярлиқ көрүш мәсилилиридә «үчинчи секторниң» паалийити муһакимә қилинди. Атап көрситилгән мавзулар бойичә тәвсийәләр тәйярланди. Җүмлидин делегатлар «ЭКСПО-2017» үчүн Қазақстан кәшпиятлириниң көргәзмисини уюштурушни вә Сүръәтлик индустриал-инновациялик тәрәққият бойичә дөләт программиси даирисидә илғар кәшпиятларни бирләштүрүш үчүн Келәчәк энергетикиси институтини қуруш мәсилисини ишләпчиқишни тәклип қилди. Икки күн давам қилған муназириләр йәкүни бойичә униңға қатнашқучилар Гражданлиқ форумниң хуласә һөҗҗитини қобул қилди.

354 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы