• Йеңилиқлар
  • 22 Қараша, 2013

«Уйғур авазиға» биз йезилмай, ким йезилсун!

Муштири — 2014  Мустәқил Қазақстанниң ихтисади йүксилинип, хәлиқниң иҗтимаий-сәясий турмуш әһвали яхшиланғандин буян ана тилимизда чиқидиған гезит-журналларниң көпәйгәнлигигә һәммимиз хурсән. Шундиму мошу қутлуқ диярда яшаватқан үч йүз миңға йеқин уйғурлар үчүн, шәхсән маңиму, йерим әсирдин ошуқ тарихи бар, салаһийити жуқури, тәҗрибиси мол, үч әвлатниң қол тамғиси моҗут бирдин-бир рәсмий нәшримиз — «Уйғур авазиниң» орни алаһидә. Сәвәви, у мошу вақит ичидә дәвримизниң роһиға һәмнәпәс, хәлқимизниң роһий һәмшериги, мәдәт бәргүчиси болди. Һазирму һаятимизда йүз бәргән өзгириш, йеңилиқлар вә вақит тәливигә яндишип, мәзмун-маһийити, миллийлигини сақлиған һалда миллитимизниң тарихи, мәдәнийити, сәнъити, маарипи, әдәбияти, турмуш шараитиға мунасивәтлик мәсилиләр, муәммалириға әтраплиқ көңүл бөлүп, сүпитини яхшилаш бәдилигә башқа миллий нәширлиримизниң карван беши хизмитини атқуруп, көплигән алийҗанап ишларниң уютқуси болуп келиватқанлиғини зор мәмнунийәт билән тилға алған орунлуқ. Биз, уйғурлар, арисида өзиниң бурунқи коллективлиқ тәрғибатчи, тәшвиқатчила әмәс, шундақла коллективлиқ тәшкилатчи сүпитини һеликәм йоқатмай, елимиз билән хәлқимизниң һаятида йүз бериватқан сан түрлүк әхбаратни көпчиликкә өз вақтида йәткүзүп, йеңилиқларни йеқиндин билишкә, хусусийлаштуруш билән аләмшумуллаштуруш җәрияни қатар жүрүватқан бүгүнки күндә һәрқайсимизниң шәхсий көзқаришиниң шәкиллиниши вә уларниң өзара уйғунлишишини қелиплаштурушта муһим роль ойнаватқанлиғи — испат тәләп қилмайдиған һәқиқәт. Һәптидә бир келишини көз талдуруп күтидиған һәрбир гезитхан униң сәһиписидин өзини қизиқтуридиған материалларни оқуп, роһий тәшналиғини қандуридиғанлиғини өз мисалимда яхши билимән. Кейинки вақитларда гезитниң чоң вә яш иҗаткарларниң қәлимигә мәнсүп көләмлик шеир, һекайә, повесть, романлардин парчиларға орун бериши, тарихий Вәтинимиздә вә чәт әлләрдә яшаватқан язғучи-шаирлиримиз билән қандаш-қериндаш хәлиқләр әдиплириниң әсәрлирини тонуштуруши, һәртүрлүк көзқараштики публицистикилиқ, тәнқидий материалларни җүръәтлик бесиши охшаш маңа нәмунилик ишлири бөләкчә яқиду. Миллий маарипимизниң тәғдири, истиқбали, ана тилимиз, урпи-адәтлиримизниң сақлинишиға җанкөйәрлик көрситиватқанму — мошу гезит дәп ишәшлик ейталаймиз. Мошундақ ишларниң дәвәтчиси болуватқан ана тилимиздики гезитимизниң тәғдирини ойлаш — һәрбир уйғурниң милләт — хәлиқ алдидики әң биринчи борчи. Лекин муштири топлаш иши қизғин кетип барған бүгүнки күндә — көпимизни ечиндуруп, тил қисинди қилидиған асасий нәрсә — «Уйғур авазиға» аңлиқ вә ихтиярий йезилишниң суслуғи, һазир униң тиражи кеңәш дәвридики жуқури көрсәткүчниң 50 пайизидин ашиду. Қазақстандики 50 — 60 миң аилә уйғурлар үчүн тиражни 25 миңға йәткүзүш асасий мәсилә болушқа тегишлик дәп ойлаймән. Гезитлар лимити чүширилгән дөләтлик мәһкимиләрдә униңға қошумчә, ихтиярий йезилиш зиялий җамаәтчиликниң зиммисидики иш. Миллий һиссият, миллий ғурур барғансири өчүп барған һазирқи заманда бөкимизни алдимизға қоюп, өзимизни сорайдиған вақит йәтти. Өзимизгә өзимиз — херидар, өзимизгә өзимиз йөләк болмисақ, қандақ болиду. Мәғрурлуқ, ғурурдин айрилма қандаш, Бол, дәвир роһиға һәмра, аһаңдаш. Өзәңни уйғурға пәрзәнт санисаң, Хәлқиңни өм қилар ишиға яндаш. Шуңлашқа «Уйғур авазиға» биз йезилмай, ким йезилсун!

Җәмшит РОЗАХУНОВ,

шаир, Әмгәкчиқазақ вә Уйғур

наһийәлириниң Пәхрий граждани.

 

387 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы