• 1-декабрь — Тунҗа Президент күни
  • 29 Қараша, 2013

ПАЙТӘХТКӘ — АЛАҺИДӘ ДИҚҚӘТ

Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Астанани техиму тәрәққий әткүзүш мәсилилиригә беғишланған кеңәшмә өткүзди. Кеңәшмигә Премьер-Министр С.Ахметов, Президент Мәмурийитиниң рәһбири К.Мәсимов, «Самруқ-Қазына МПФ» акционерлиқ җәмийити башқармисиниң рәиси Ө.Шөкеев, Президент Мәмурийити рәһбириниң орунбасари Г.Абдрахимов, Баш прокурор А.Дауылбаев, Астана һакими И.Тасмағамбетов, Ақмола вилайитиниң һакими К.Айтмухаметов қатнашти.Нурсултан Назарбаев йеқинда «Астанагенплан» илмий-тәтқиқат лайиһиләш институти» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғини зиярәт қилғанда пайтәхтни тәрәққий әткүзүш мәсилилириниң қаралғанлиғини тәкитләп өтти. — Шәһәр аһалиси көпийип, 900 миң турғунни тәшкил қилиду. Һәрһалда биз ундақ көрсәткүчкә 2020 — 2030-жилларда йетишни көздә тутқан едуқ. Әйнә шуниңға бағлиқ шәһәр қурулуши аһалиниң чапсан өсүшидин кейин қелип, ақивәттә түрлүк қийинчилиқлар пәйда болмақта. Әлвәттә, биз мәмликәтниң барлиқ шәһәрлирини тәрәққий әткүзүш үстидә ишләватимиз, лекин пайтәхткә алаһидә диққәт бөлүнүши керәк. Бийил баһарда мән кеңәшмә өткүзүп, бирқатар тапшурмиларни бәрдим. Уларни әмәлгә ашурушниң кетип бериши билән тонуштум, амма алдимизда йеңи вәзипиләр пәйда болуп, улар тегишлик қарарларниң қобул қилинишини тәләп қилмақта, — деди Президент. Дөләт рәһбири шәһәр бойичә мәйдани 7000 гектарни тәшкил қилидиған 188 участкиниң дөләт мүлки қаримиғиға қайтурулғанлиғини хәвәр қилди. — Баш прокуратуриниң әхбаритиға қариғанда, бүгүнки күнгә қәдәр 11000 гектар өзләштүрүлмиди вә қайтурулмиди. 11 участка қурулуш үчүн берилди, бирақ қурулуш жүргүзүлмәйватиду. Йәр қандақ сәвәп бойичә қайтурулмайватиду? Көплигән сәвәпләргә асасланмақта. 2008-жилниң өзидила шәһәр һакимийити йәрни дөләткә дәсләпки баһасида қайтурушқа тәйяр йәр егилири билән шәртнамиларни түзди. Қачанду-бир вақитта участкилар әрзән баһада сетивелинған еди, әнди қурулуш вақти кәлгәндә болса, униң үчүн жуқури баһа тәләп қилип, дөләт йәрлири һесавиға нурғун ахча тепиватиду. Бу тәртипсизликкә хатимә бериш керәк. Бу маңлай тәрини төкүп тепилған ахча әмәс. Өз вақтида йәр егиси хәшлигән мәбләғ қанун билән қайтурулса, башқа гәп. Бирақ дөләт еһтияҗи тоғрилиқ мәсилә қоюлғанда, йәр қайтурулуши керәк. Биздә барлиқ қануний имканийәтләр моҗут, — деди Нурсултан Назарбаев. Қазақстан Президенти бу мәсилиниң Алмутиғиму мунасивәтлик екәнлигини тәкитлиди вә мошу ишни қолға елип, ахириға йәткүзүшни тапшурди. Дөләт рәһбири пайтәхткә йеқин наһийәләрдә йәр мәсилисидә тәртип болмай, ақивәттә территориягә баш-баштақсиз егә болуш әһваллириниң орун еливатқанлиғини тәкитлиди. Униңдин ташқири Президент Ақмола вилайитиниң һакимиға пайтәхт әтрапидики барлиқ аһалилиқ пунктларниң баш планлирини түзитишни, Баш прокурорға болса, Астанадики җинайәтчилик әһвалини тәһлил қилип, униң алдини елишни күчәйтишни тапшурди. Дөләт рәһбири шундақла пайтәхттики турушлуқ өй баһалириғиму диққәт ағдурди. — Оттура һесапта бир квадрат метрниң баһаси тән нәрқидин 2-3 һәссә ошуқ. Мәсилән,«Европа Палас» турушлуқ өй комплексида бир квадрат метрниң тән нәрқи 1000 доллар болсиму, пәтирләр бир квадрат метр үчүн 3,5 миң долларға сетиливатиду. «Хайвилл» турушлуқ өй комплексида пәтирниң тән нәрқи 1,5 миң доллар болуп, баһаси һазир 4-5 миң долларға йәтти. «Парижский квартал» комплексида пәтирниң тән нәрқи 1300 доллар болуп, 5000 доллардин сетиливатиду. Бу наһайити жуқури баһа. Буниңда «Европа Палас» турушлуқ өй комплексини салғучи ширкәт пәқәт 1,6 миллион тәңгә миқдаридила селиқ төлиди, — дәп тәкитлиди Нурсултан Назарбаев. Президент мәзкүр мәсилини һәл қилишқа комплекслиқ яндишиш керәк екәнлигини атап көрсәтти. Нурсултан Назарбаев шәһәрдә қурулуш ишлири башланған дәпләпки жилларда көплигән беналар сиртиниң сүпәтсиз материаллар билән қапланғанлиғини тәкитлиди вә шәһәрни эстетикилиқ безәндүрүш мәсилисигә алаһидә диққәт бөлүшни тапшурди. Кеңәшмә давамида Астана һакими И.Тасмағамбетов әқлий транспорт системисини ишләп чиқиш тоғрилиқ әхбарат бәрди. У 2016-жили җарий қилиниду вә шәһәрдики пүткүл транспорт еқимини автоматлиқ түрдә тәртипкә кәлтүрүш имканийитини бериду. У шундақла ТЭЦ-1 карханисини реконструкция қилишниң кетип бериши вә ТЭЦ-3 карханисиниң қурулуш җәрияни тоғрилиқ доклад қилди. Ақмола вилайитиниң һакими К.Айтмухаметов болса, Астана әтрапида «озуқ-түлүк бәлбеғини» шәкилләндүрүш бойичә иш тоғрилиқ әхбарат бәрди. Кеңәшмә йәкүни бойичә Дөләт рәһбири пайтәхтни техиму тәрәққий әткүзүш, шәһәрни аватлаштуруш вә исситиш мәвсүмини лазимлиқ дәриҗидә жүргүзүш бойичә бирқатар ениқ тапшурмиларни бәрди.

449 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы