• Йеңилиқлар
  • 06 Желтоқсан, 2013

Әтики күнимизни бүгүн ойлисақ...

Дәвир тәшвиши вә миллий тәрбийә Бүгүн җәмийитимиздә вақит еқимиға яндашқан, заманивий яшларни көпләп учритишқа болиду. Бәзидә биз«Улар миллий тәрбийидин мәһрум» дәп һечбир асасиз әйипләйдиған пәйтлиримизму болуп қалиду. Әслидә миллий тәрбийә адәм қәлбигә этнопедагогика арқилиқ сиңидиғини һәқиқәт. Шуңлашқа көпчилик болуп, заманға һәддидин зиядә яндашқан яшлиримизни қуруқ әйипләштин көрә, уларға неминиң зиян, неминиң пайда екәнлигини чүшәндүрүп, тоғра йол көрситишимиз керәк. Мәлумки, миллий тәрбийә чоңға һөрмәт, кичиккә иззәт көрситиш билән пәриқлиниду. Әпсуски, бүгүнки күндә бу хисләтләр азийиватиду. Аләмшумуллаштуруш җудун-чапқунида миллий қәдрийәтлиримизни сақлап қалалаймизму? Арам бәрмәйдиған соал... Алди билән биз аләмшумуллаштуруш дегинимиз немә, униға қисмән ой жүгәртип көрәйли. Аләмшумуллаштуруш — бизниң көз алдимизда наһайити сүръәтлик жүрүватиду. Мәсилән, Қазақстан башқа әлләр билән ихтисадий риқабәткә чүшүп, тәрәққий етиватиду. Жираққа бармайла, өзимиздин мисал кәлтүридиған болсақ, учимизда Европа әллириниң биридә тикилгән костюм, путимизда Түркиядин әкәлгән туфли, астимизда Германия яки Япониядә ишләпчиқирилған йеник автомобиль, өйүмиздә Россия билән Хитайниң техникилиқ васитилири, қолумизда Хитай, Җәнубий Корея, Финляндияниң янфонлири. Яшлиримизниң сөйүп көридиғини чәтәлниң түрлүк-түмән сериаллири. Буниң һәммиси бүгүнки яш әвлатқа тәсир йәткүзмәй қоймиди. Әнди «миллий» дегән сөзниң мәнасиға чөкидиған болсақ, униң ичидә әлгә-йәргә, тилимизға, динимизға дегән һөрмәт ятиду. Миллий тәрбийини бала қәлбигә сиңдүрүштә аилидә, балилар бағчисида, мәктәпләрдә атқурилидиған иш-паалийәтләрниң орни алаһидә. Ениғирақ ейтсақ, тәрбийә елишни нарседә ана қосиғидин башлиса, уни мәктәптә миллий қәдрийәтләр асасида йетилдүрүш интайин әһмийәтлик. Шундақ қилған тәғдирдила биз милләтпәрвәр, пәм-парасәтлик әвлатни тәрбийиләймиз. Бүгүнки аләмшумуллаштуруш дәвридә Ғәрип мәдәнийитиниң бизгә қобул қилишқа болидиған һәм инкар қилидиған тәрәплириму йетәрлик. Атап ейтсақ, Ғәрипниң технологиялик утуқлирини, ихтисадий ишләп чиқириш җәриянлирини уюштуруш тәҗрибилири билән илмий-техникилиқ мәдәнийитини үгинишимиз керәк. Уларниң технологиялик йеңилиғиға интилип, ихтисадий җәриянларни уюштуруштики утуқлирини өзләштүрүш зөрүрийәт, еһтияҗ болғини билән, мәдәнийитигә һәддидин зиядә әгишиш яхшилиққа апармиса керәк. Бизгә бүгүнки күндә Ғәрипкә маслашқан аҗиз әвлатни әмәс,  миллий тәрбийини қәлбигә сиңдүргән, роһи үстүн, җигәрлик, хәлқигә көйинидиған, миллитини сөйидиған, вәтәнпәрвәр яшларни тәрбийиләш зөрүр. Бизгә миллий қияпитимизни, қәдрийәтлиримизни сақлап қелиш һәммидин қиммәт. Шуңлашқа мәктәпләрдә миллий тәрбийә мәсилисигә алаһидә етивар берилип, һәрбир устазниң дәриси хәлиқ педагогикисиға асаслиниш керәк. Ата-ана билән устаз бәргән тәрбийә пухта болғандила миллий роһи үстүн әвлат йетилип чиқиду. Миллий тәрбийиниң булиғи, биринчидин — аилидә, иккинчидин — мәктәптә болғанлиқтин, ата-ана билән мәктәп, йәни муәллимләр билән җамаәтчилик қоюқ мунасивәттә болуши һаҗәт. Миллий мәдәнийәттин мәһрум әвлаттин хәлқимизниң мәнпийитини көзләйдиған, милләткә пайда кәлтүридиған йетүк шәхс чиқмайду. Улуқ намайәндимиз Әл-Фараби: «Адәмгә билим билән биллә, тәрбийә берилиши керәк, тәрбийисиз берилгән билим — инсанийәтниң дүшмини», — дегән. Әвлат тәрбийисидә қедимдин шәкилләнгән хәлқимизниң яхши рәсим-йосун, әнъәнилирини оқуп үгиниш, улардин үлгә-ибрәт елиш, яш әвлатни изгүлүккә дәвәт қилиш чоң мәсъулийәтни тәләп қилиду. Умумән, миллий тәрбийә гөдәк вақтидин берилмисә, кейин қийинға чүшиду. Униңға күндилик һаятимизда учришип туридиған мисалларни кәлтүрсәк, купайә. Мәсилән, миллий тәрбийә көрмигән, һәтта ана тилида сөзләлмәйдиған айрим кишиләр миллий мәдәнийәт, урпи-адәт вә рәсим-қаидиләрдин тамамән жирақ. Мошундақ аилидә өсүп-йетилгән бала әтә һеч ойланмастин өзгә динни, башқа әлниң мәдәнийитини қобул қилишқа тәйяр туриду. Өзи үчүн яхши көрүнгән нәрсиниң йетигидә кетиду. Мошу җәһәттин алғанда аләмшумуллаштуруш шараитида миллий теги-тәктимиздин аҗирап қалмишимизға қибилнамә болидиған бирдин-бир васитә — миллий тәрбийә. Демәк, бүгүн бизгә миллий тәрбийини риваҗландурушниң илмий җәһәттин асасланған концепциясини түзүп чиқиш керәк. Һәтта бу новәт күткүзмәйдиған муһим мәсилә. Хуласә шуки, балисини бөшүккә бөләп, әлләй нахшисини ейтидиған аниниң, нәврисини миллитимизниң кәлгүси билән бағлаштуруп, хәлиқ чөчәклирини ейтип беридиған бова-момилиримизниң сепи шалаңлишиватқан бүгүнки күндә, әвладимизға миллий тәрбийә бериш — «аләмшумуллаштуруш» аталмиш қуюнға тақабил туридиған асасий амил екәнлигини әқиланә түрдә иқрар қилип, мошу йөнилиштә яш әвлатқа мәктәпләрдә хәлиқ педагогикиси асасида тәлим-тәрбийә беришни җанландуруш зөрүр. Бу җәһәттин устазларға жүклинидиған вәзипиму, җавапкәрликму зор. Демәк, елимизниң келәчиги — яшларниң қолида десәк, әвлатниң тәғдири — устазларниң қолида екәнлигини ядимиздин чиқармиғинимиз әвзәлдур. Шәмшидин АЮПОВ.  

383 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы