• Йеңилиқлар
  • 13 Желтоқсан, 2013

Горбачев қандақ сайланған

Башқа нәширләр сәһипилиридин КПСС Мәркизий Комитетиниң сабиқ баш кативи, илгәрки СССРниң биринчи вә ахирқи президенти Михаил Горбачев һазир 82 яштин алқиди. У өзи башлиған қайта қуруш җәриянидин башқа йолниң йоқ екәнлигини, өзиниң һечқачан мәнсәппәрәс болмиғанлиғини,  һечқачан һакимийәт бешиға интилмиғанлиғини вә һечқачан униң үчүн күрәшмигәнлиги тоғрилиқ сөзләшни яхши көриду. Әнди ахирқи нәпәсини еливатқан баш катип Константин Черненкониң өлүми алдида партия рәһбириниң лавазими үчүн талаш-тартишларниң башланғанлиғи тоғрилиқ испатларни «миш-мишлар вә сәпсаталардин башқа һечнәрсә әмәс», дәп атайду. Гоя Михаил Сергеевичқа тәң келидиған риқабәтчи болмиған вә шу чағдики һакимийәт бешидикиләр өз арисидин әң талантлиқ, саватлиқ вә яш кадрни көрсәткәнмиш. Һәтта униң хаһишиға қаримай, шундақ қилған. Мундақ тәхминдә пәқәт баш катиплиққа намзатниң яш екәнлигила һәқиқәткә мас келиду. Сәвәви, Горбачев өз паалийитидә һечқандақ алаһидә утуқларға еришмигән. Әнди һакимийәт үчүн болса, әксичә, наһайити җиддий күрәшкән еди. Униң таланти, анчила чоң болмисиму, һәр һалда, пәқәт шуниңдила көрүниду. Бирақ униң таланти сарай иғвалирида күчлүк болғини билән, чоң сәясәттә аҗизлиқ қилиду. Горбачев һакимийәт бешиға чиқишни халидиму — бу мәсилә үстидә һәтта талишишниң өзи әқилгә сиғмайду. Комсомол активистлиридин болди, партиягә өтти, Ставрополь вилайәтлик партия комитетиниң биринчи кативиғичә көтирилди, вилайәткә риқабәтчи болған Краснодар өлкисиниң рәһбири Медуновқа қарши материал топлап, уни «чөктүрүвәтти». Раст, Горбачевни жуқури тартип турди. Дәсләптә униң алдида вилайәткә рәһбәрлик қилип, кейин Москваға авушқан Федор Кулаков йөләкчилик қилди. Кулаковниң вапатидин кейин, Горбачевни Юрий Андропов өз қанитиниң астиға алиду. Һәтта мошу дәсләпки басқучта Горбачев чоң йолдашлириниң алдида шахмат тахтисидики адәттики таш екәнлигини сәзсиму, өз ролини атқуриду. Немә керәк болса, шуниң һәммисини қилиду, лавазимларни егиләйду, чақмақтин-чақмаққа йөткилип, итаәтмәнлик билән рәқиплириниң ташлирини «йәйду». Мундақ һаләттә һакимийәт бешиға чиқишни халимиған адәм башқиларниң қолидики қочақ ролини ойнаштин баш тартқан болар еди. Бирақ Горбачев баш тартмайду, өзидин немини тәләп қилса, шуниң һәммисини итаәтмәнлик билән орунлайду. Әнди 1983-жилниң ахирида ағриқ Андропов пат-патла һошини йоқитип, ағриқханидин чиқмай жүргәндә, Михаил Сергеевич өз партиясини ойнимақчи болиду. Бу вақитқа қәдәр у КПСС Мәркизий Комитети Сәясий бюросиниң әзаси болуп сайлинип, СССРдики әң тәсирлик он адәмниң биригә айланған еди. Раст, у өзиниң аброй-инавити, алақә-мунасивәтлири бойичә у мошу онлуқта әң ахирқи орунларниң бирини егиләтти. Бирақ уларниң арисида әң яш болуп, өлүм алдида болсиму, һәр һалда партия вә дөләтни башқуруватқан шәхс һимайисигә егә еди. Умумән, Андропов яшларға тайинип, мәмликәттә һакимийәтни тапшуруш мәсилисидә ғәйри-тәбиий әһвалниң қелиплашқанлиғини, бовайларниң новәттики әвлатқа йол бәрмәйватқанлиғини, кеңәш рәһбәрлирини һәр айда дегидәк дәпин қилишниң әйнә шундақ сәясәтниң нәтиҗиси болғанлиғини чүшинәтти. У партия вә дөләткә рәһбәрлик қилған 15 айда көплигән партия лидерлирини Москваға йөткиди. Уларниң һеч қайсиси, Горбачев охшаш, Сәясий бюроға әза болмисиму, бәзилири мошу алий органға намзат болған еди. Юрий Владимирович һакимийәтниң кадрлар тәркивини яшартишни, социализмни йеңилап, уни хелә риқабәткә қабил қилишни, әтималим, Хитайниң йоли билән меңишни халиған еди. Андроповниң әқилликлиги вә адиллиғи һечқандақ шәк-шүбһә туғдурмайду. У йәнә бираз вақит өмүр сүргинидә мәмликәтниң тәғдири тамамән башқичә болар еди. Бирақ ундақ болмиди. Ағриқ баш катип пәқәт хелә яш рәһбәрләрдин кадрлар резервини шәкилләндүрәлиди. Бирақ уларни йә тәрбийиләп, йә тоғра йөнилиш берип үлгирәлмиди. Ақивәттә ислаһатларни әмәлгә ашурмақчи болған рәһбәрләр арисида тавакәлчиләр, ихтисас дәриҗиси төвәнләр вә һәтта хаинлар нурғун болуп чиқти. Әтималим, Кремльдики бовайлар буни сезип қалған болса керәк. Шуңлашқа улар Горбачевниң баш катип болуш үчүн әмәлгә ашурған биринчи урунушиниң алдини алиду. Бу урунуш Горбачевниң Сәясий бюрониң мәҗлисидә ағриқханиниң реанимация бөлүмидә ятқан Андроповниң орниға рәислик қилишқа урунған вақтида қилинған еди. Мундақ урунушниң болидиғанлиғини Андропов билгән еди. Чүнки униң үчүн Горбачевниң өзиниң вариси болуши муһим болмай, әксичә һакимийәтни адил инсан, бирақ «хам», әң муһими, КПСС Мәркизий Комитетиниң аппаратидин ташқири башқа һечқандақ рәһбәрлик қилип көрмигән Константин Черненкоға тапшурушни халиматти. Константин Устиновичниң йә ишләпчиқириштин, йә йеза егилигидин хәвири болмай, у Андроповниң өзи охшаш мәхсус хизмәтләргиму рәһбәрлик қилмиған еди. Старая площадьтики һөҗҗәтләр вә партия мәмурийитиниң иши үстидин назарәт қилип турған һәқиқий идариваз. Униңдин ташқири Черненкониң ағриғи наһайи еғир болуп, уни йүз бериватқан вақиәләрдин бирнәччә ай илгири әмгәккә ярамсиз нака дәп тапқан еди. Сәясий бюро — бу бир-бирини узун жиллардин бери яхши билидиған адәмләрниң зич-қоюқ даириси. Униң әзалириниң көпчилиги үчүн «Костя» — яхши жигит, мукапатларға еришкән адил партия әзаси. Униң үстигә техи йеқиндила саламәтлиги яхши еди — бузулған белиқтин зәһәрлинип, ағриққа муптила болиду вә һаятиниң ахириғичә сақиялмайду. Шундақ екән, өзлириму хелә яшларға келип қалған партия рәһбәрлири сәпдишиниң бешиға чүшкән мошу келишмәсликни қобул қилип, униңға һисдашлиқ билдүриду. Униң үстигә баш катип Андропов бовайни чәткә қеқип, иштин чәтләштүриду, әнди болса, өзиму өлүм алдида йетип, ағриқханидики Мәркизий Комитетқа Сәясий бюро мәҗлисини лавазими бойичә шуниңға мунасип болған Черненко әмәс, бәлки Горбачев жүргүзсун, дегән мәзмунда хәт әвәтиду. Мундақ алмаштуруш баш катип яхши көрмәйдиған Черненкони «тәхт мирасхорлири» тизимидин чиқирип, башқа бираз «еғир салмақ дәриҗисидикиләрни», җүмлидин Горбачевниң өзини һакимийәт үчүн күрәшкә дәвәт қилиду. Бирақ Андроповниң плани әмәлгә ашмайду, чүнки Сәясий бюрониң Горбачевтин башқа барлиқ әзалири униңға қарши чиқиду. Көпчилик, биринчидин, Константин Устиновичқа мунасивәтлик адиллиқ қилмайватиду, дәп һесаплайду. У аз вақит болсиму башқуруши керәк. Иккинчидин, намзатларниң һечқайсиси өзлирини күрәш үчүн йетәрлик һалда күчлүк дәп һесаплимай, һәммиси күрәшни кейингә қалдурушқа келишиду вә Черненкониң көрситилиши вақитлиқ келишим болиду. Үчинчидин болса, Константин Устиновичниң өзи еғир ағриқ болсиму, һәр һалда илгәркидәкла һөҗҗәтләр үстидин назарәт қилатти. Андроповниң Мәркизий Комитетқа язған хетиму униң қолидин өтиду вә униңдин кейин икки парчә «жүтүп» кетиду. Шундақ екән, Мәркизий Комитет мәҗлисидә Горбачевни рәислик қилсун, дегән тәклип берилмәйду. Ейтишларға қариғанда, буниңға һәйран қалған Михаил Сергеевич чирайидин кетип, шу күни кәчқурунлуғила ағриқханиға — Андроповқа «иғвагәрләр» үстидин шикайәт қилишқа барған екән. Баш катип наһайити қаттиқ терикиду һәм Старая площадьқа, һәм Кремльға телефон қилип, сәпдашлирини уятсиз сөзләр билән тиллайду. Бирақ болар иш болуп, мәҗлис өткүзүлгән еди... Новәттики мәҗлис өткүзүлгичә Андропов һаяттин өтиду. Нәтиҗидә йәнә бир жил партия вә дөләтни Черненко башқуриду. Горбачев болса, униң еһтимал варислириниң бири болуп қалиду. Барлиғи болуп мәмликәттики алий һакимийәткә үч Сәясий бюро әзаси — Горбачев, Ленинград шәһәрлик партия комитетиниң биринчи кативи Григорий Романов вә Москва шәһәрлик партия комитетиниң биринчи кативи Виктор Гришин — һәқиқий намзат еди. Уларниң һәр бириниң өз әвзәлликлири вә камчилиқлири болған. Шу чағдики кеңәш рәһбәрлиригә нисбәтән «яшлиғи» — 53 яш — Горбачевниң асасий утуғи еди. Шундақла тил тепишишни билидиғанлиғи, һәммигә яхши көрүнүшкә тиришиши. Черненко сайланғандин кейин, Горбачев Романов билән йеқин дост болушқа интилған, дегән гәпләр бар. Һәрхил чарә-тәдбирләрдә униң билән һәмминиң көз алдида сөһбәт қурушқа тиришатти, рәқивини чәт әлләргә командировкиларға атланғинида аэропортқичә узитип, шу йәрдә қарши елип жүрди. Романовниң өзи болса, Горбачевниң илтипатини хуш көрмиди, күтүвелиш-узитишлирини рәт қилип, салқин мунасивәттә болди. Умумән, у мурассәгә оңайлиқ билән кәлмәйдиған вә қәтъий етиқатқа егә қатаң адәм еди. Мана мошу хисләтләр уни сәясәтчи сүпитидә аҗизлаштуратти. Һәм Сәясий бюрода, һәм Мәркизий Комитетта Романовқа еһтият билән мунасивәт қилатти, униң әгәр  һакимийәт бешиға кәлсә, түгүчни қаттиқ тартип, тазилашни башлайдиғанлиғини чүшинәтти. У жилларда хәлиқ арисида «қаттиқ қол» идеяси аммибаплиққа егә болуп, 80-жилларниң оттурилирида машиниларниң кабинисида Сталинниң портретини көпләп көрүшкә болатти. Амма жуқарқи тәбәқидикиләрни, чүшинишликки, Иосиф Виссарионовичниң обризи анчила хуш қилматти. Нәқ шуңлашқа Романов бу «мусабиқида» биринчиликкә мунасип әмәс еди. Бирақ, әтималим, у әң яхши намзат еди: ишләпчиқиришни яхши биләтти, униң үстигә, кейинирәк униң Ленинградқа рәһбәрлик қилғинини мәзкүр шәһәрниң ХХ әсирдики пүткүл тарихидики әң утуқлуқ рәһбәрлик дәп етирап қилиду. У пүткүл һаятида әмгәк қайнимида болуп, заводларни салди, һәрбий-санаәт комплексиға рәһбәрлик қилди, тапшурулған барлиқ ишни әмәлгә ашурди. Ахирида, униң йешиму — 60 яш — сәясәтчи үчүн әң қолайлиқ еди. Бирақ, әпсус, яхши дипломат әмәс. Әнди Виктор Гришинға кәлсәк, уни нурғунлиған рәһбәрләр қоллап-қувәтлигән еди. Башқуруш саһасидики утуқлириму аз әмәс, һәр һалда, Виктор Васильевич он йәттә жил пайтәхтни башқурған. Бирақ 70 яшқа киргәнлиги вә СССРниң әң бай шәһиригә узақ һәм утуқлуқ рәһбәрлик қилишиниң әкси тәрипи — пайтәхтниң сода рәһбәрлири билән өзигә дағ чүширидиған алақә-мунасивәтлири униң камчилиқлиридин еди. 1984-жили, Черненко вақтида, нәқ атақлиқ Елисеев гастрономиниң мудирини җазалайду вә бу Гришинниң абройиға хелә дәриҗидә шәк кәлтүриду. Бу йәрдә шуни тәкитләш керәкки, һалсиз ятқан Черненкониң өзиму варислирини дәпсәндә қилидиған материалларни топлаш билән шуғуллиниду. Ағриқ өз йолида, амма бовай вапатиға үч ай қалғандила титирәп турған қоллиридин чулвурни бошитиду. Буниңғичә болса, һәммә нәрсини назарәт қилишқа тиришиду. Шуңлашқа Гришинниң сода мафияси билән болған алақилири бойичә Андропов башлиған тәргәвни давамлаштуриду. Гришинға қарши җиддий испат-дәлилләр тепилмисиму, миш-мишлар тарқап, униң абройиға хелә дәхил йәткүзиду. Әйнә шундақ мәхсәт-нийәт билән Григорий Романов Ленинград шәһәрлик партия комитетиниң биринчи кативи болған вақтида, гоя Қишлиқ сарайда қизиниң тойини өткүзгән һәм меһманларниң алдиға Эрмитаждин елинған қача-қомучларни қойған вә мәс һалда мошу бебаһа сервизларниң бираз қисмини чеқивәткән, дегән Брежнев вақтида тарқалған миш-мишлар қайтидин қозғилиду. Әлвәттә, мошуниң һәммиси ойдурма болсиму, һәр һалда, өз «хизмитини» атқуриду. Өз бешимчилиққа берилгән Романов тоғрилиқ миш-мишлар хәлиқ ичидила әмәс, бәлки Мәркизий Комитет әзалириниң арисидиму тарқалған еди. Горбачевқа болса, рәқиплиридин пәриқләнгән һалда, һәқиқий җинаий иш қозғилиши мүмкин еди. Черненкониң көрсәтмиси бойичә, Ставропольегә Дөләт бехәтәрлиги комитетиниң тәргәвчилири әвәтилип, бирнәччә айдила малийә мәсилилири бойичә сүйистимал қилиш вә йошурун тиҗарәтни һимайә қилиш тоғрилиқ нурғунлиған фактларни паш қилиду. Әтималим, қери баш катип Горбачевни түрмигә солашни әмәс, бәлки уни қармаққа илип, өзиниң бехәтәрлигини тәминләшни халиған болса керәк. Бирақ Горбачев униң алдини алиду. Дөләт бехәтәрлиги комитетиниң рәиси Чебриков билән мунасивитини күчәйтип-яхшилап, уни өз иттипақдишиға айландуриду вә Чебриков тәргәвни тохтитип, уни Черненкониң өлүмигичә созиду. Шундақ екән, мундақ ейтқанда, Константин Устинович Горбачевниң пайдисиға иш қилиду. Гришин вә Романов тоғрилиқ миш-миш тарқитиш уларниң рәқивигә қарши һәқиқий ишни қозғашқа қариғанда оңай болуп чиқиду. Униңда Ставропольедә жүргүзүлгән тәргәв мәхпий тутулиду, әнди падишаниң қача-қомучлири вә сода саһасидики парихорлуқ тоғрилиқ миш-мишлар хәлиқ арисида йәнә узақ вақит сақлиниду. Бирақ алий лавазимға намзатларниң өзлириму бош жүрмәйду. Иғва қилип, өзара иттипақлишиду, иттипақдашлири арқилиқ һалсизлиниватқан Черненкоға қисим көрситиду. Мәсилән, Горбачевни мудапиә министри Устинов, Романовни болса, Устиновниң орунбасари, баш штаб башлиғи Огарков қоллап-қувәтләйду, у умумниң пикричә, қери министрни алмаштуруши керәк еди. Горбачевниң зәрбиси туюқсиз берилиду. Сентябрьда Романов Эфиопиягә мошу мәмликәт компартиясиниң қурултийиға, әң муһими, уларға кеңәш қуралини йәткүзүш тоғрилиқ келишишкә атлиниду. Москваға қайтиши билән Григорий Васильевичниң әһвали мүшкүллишиду. У мәмликәттә болмиған вақитта маршал Огарковни барлиқ лавазимлиридин елип ташлайду. Бу шунчилик чапсанлиқ билән йүз беридуки, әтигәнлиги сетилған «Известия» гезитиниң биринчи бетидә Финляндия делегациясини узитиватқан маршалниң сүрити елан қилиниду, радио болса, бу вақитта униң истипаға кәткәнлиги тоғрилиқ елан қилиду. Әйнә шуниңдин кейин Романовниң өзиму йеңилиқлар түркүмидин йоқап кетиду вә униң үчүн мәҗбурий болған Кремль мәрасимлириниң һеч қайсисида пәйда болмайду. Мана мошу чарә-тәдбирләрниң һәммисидә Черненкониң йенида әнди Горбачев ғалибанә күлүмсирәп туриду. Ғалибийәтни техиму мустәһкәмләш үчүн октябрь ейиға Мәркизий Комитетниң пәвқуладдә пленуми бәлгүлиниду. Чәт әл журналистлириға «мәхпийәтликни сақлиған һалда» Романов билән Огарков ағдуруш тәйярлиған, бирақ партия өз вақтида уларни паш қилалиди, дегән гәпләрни тарқитиду. Сәл кейинирәк муһим өзгиришләр йүз бериду. Кимду-бири Сәясий бюро тәркивидин чиқирилиду… «Правда» гезитиниң баш муһәррири Япония мухбирлири билән болған сөһбәттә Горбачевни, һәтта «иккинчи баш катип» вә «Константин Устиновичниң оң қоли», дәп атайду. Бирақ Романов интиқам алиду. Пленумға он күн қалғанда, хизмәтлиридин чәтләштүрүлгән маршал Огарков, һәммини һәйран қалдуруп, кеңәш һәрбий делегациясигә рәһбәрлик қилип, ГДҖниң рәһбири Хонеккер билән учришиш үчүн Шәрқий Берлинға келиду, униңдин кейин болса, кеңәш әскәрлириниң Европидики контингентиниң баш қомандани болуп тайинлиниду. Бир қизиқ йери, бу тайинлаш тоғрилиқ Европиға кәлгән Романов елан қилиду. Униңдин кейин болуп өткән Мәркизий Комитет пленумида Горбачев сөзгә чиқмайду, һәтта һесаватлардиму униң исми аталмайду. Гезитларниң сәһипилиридә униң сүрәтлири аз учрайду, пәйда болған һаләттиму, Горбачев чәткә чиқирилип, Черненкониң қешида Романов туриду. 1984-жили декабрьда Горбачевниң һимайичиси Устинов вапат болғанда, Романов матәм комиссиясигә рәһбәрлик қилиду вә мавзолейда ағриқ Черненкониң орнида туриду. Ваһаләнки, бу униң мәнсивиниң әң чоққиси болиду. Баш катипниң өлүмигә йәнә икки ай қалған еди вә Горбачевқа вәзийәтни түзитиш үчүн бу вақит йетәрлик болиду. Яш үмүткарға Сәясий бюрониң әң тәсирлик әзалириниң бири болған, ташқи ишлар министри Андрей Громыкони өз тәрипигә қаритиш мүмкин болиду. Қери дипломат «Мишаниң» Ғәрип рәһбәрлири билән алақә орнитиш маһаритини баһалайду. Йошурушниң һаҗити йоқки, министрға вәдә қилинған вә анчила еғир әмәс СССР Алий Кеңиши Президиуминиң Рәиси, йәни маһийәттә, СССР президенти лавазимиму өз ролини ойнайду. Громыко яш үмүткарни қоллап-қувәтләйду вә Дөләт бехәтәрлиги комитетиниң рәиси Чебриков иккисиниң күчи һәл қилғучи роль атқуриду. Әһвали начарлашқан Романов Гришинға үмүт артип, өз тәсирини униң намзитини қоллашқа сәрип қилиду вә һәтта Сәясий бюро әзалириниң көпчилигиниң қувәтлишигә егә болиду. Лекин Москва шәһәрлик партия комитети биринчи кативиниң бузулған абройи униңға кашила болиду. Әйипликму яки әйиплик әмәсму, амма сәлбий миш-мишлар «қәһримани» болуп туруп, һакимийәт бешиға чиқишниң һаҗити йоқ. Хәлиқ чүшәнмәй қалиду. Раст, партия рәһбәрлири узақ вақит иккиләнди, һәтта Черненкониң вапатидин кейин Гришинниң намзитини яқлимақчи болди. Пәқәт Громыкониң «Силәр тавут көтирип зерикмидиңларму?» дегән соалидин кейинла кимни яқлап аваз бәргәнлигини билисиләр. «Моя семья» һәптилигидин елинди. 

374 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы