• Дунияда мөҗүзә тола
  • 20 Желтоқсан, 2013

Фонтанлар дуниясида

Фонтанларниң һәрқандақ шәһәрниң һөснигә һөсүн қошидиғанлиғи һеч ким үчүн сир әмәс. Шуңлашқа дунияниң барлиқ тәрәққий әткән әллиридә уларға алаһидә әһмийәт берилиду. Сеулдики (Корея) «Ай һасан-һүсини» фонтани дуниядики әң чирайлиқла әмәс, шундақла әң узун фонтан болуп һесаплиниду. У Хан дәриясиниң қирғақлирини қошуп туридиған Банпо көрүгидин еқип чүшиду. Бу әҗайип мөҗүзә орнитилғандин кейин мәзкүр көрүкниң шан-шөһрити көтирилип, шәһәрликләр билән туристларниң сөйүмлүк җайиға айланди. Һәтта у Гиннессниң рекордлар китавиға кирди.  Дуниядики әң егиз фонтан — Җиддидики Фахд падишаниң фонтанидур. Уни йәрлик аһали «Фахд фонтани», бәзилири «Җиддә фонтани» дәпму атайду. У 1983-жили ишқа қошулған. Мәзкүр фонтанниң сүйи дәсләпки күнлири 120 метр егизликкә көтирилсә, икки жилдин кейин 312 метрғичә йәткән. Фахдниң бу «карамити» жил — он икки ай тохтимай атқилап туриду. У пәқәт җөндәш ишлириға мунасивәтлик яки наһайити қаттиқ шамал чиққанда атқилишини тохтитиши мүмкин. Йәр йүзидики әң чоң һәм қиммәт фонтанлар комплекси Дубайға орунлашқан. У 2009-жили тәнтәнилик рәвиштә ечилған. Униң қурулушини калифорниялик WET ширкити жүргүзгән. Көләми үч футбол мәйданиға баравәр бу иншаәтниң хираҗити 218 миллион АҚШ доллирини тәшкил қилған. Дубай фонтанлириниң бир алаһидилиги, улар дайим яңрап туридиған сазға җор болуп, шуниңға мувапиқ һәрхил «уссулларни иҗра қилиду». Қараңғу чүшкәндә фонтанларниң «уссулини» 30 километр мусапидин көрүп, тамашә қилишқа болиду.

583 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы