• Йеңилиқлар
  • 20 Желтоқсан, 2013

Ишбиләрмән аяллар баш қошти

Панфилов наһийәлик һакимийәтниң мәҗлисләр залида «Қазақстан Җумһурийитидә 2006 — 2016-жилларға бәлгүләнгән гендерлиқ баравәрлик стратегияси: Панфилов наһийәсидики әһвали билән истиқбали» мавзусида ишбиләрмән аяллар бирләшмисиниң конференцияси болуп өтти. Дөләт Гимни билән башланған бу баш қошушни наһийә һакиминиң орунбасари, наһийәлик аяллар ишлири вә аилә-демографиялик сәясәт хусусидики комиссияниң рәиси Роза Мағрупова ечип, доклад билән сөзгә чиқти. «Қазақстан-2050» Стратегияси — қелиплашқан дөләтниң йеңи сәясий йөнилиши» намлиқ җумһурийәт Президенти Н.Ә. Назарбаевниң Қазақстан хәлқигә йоллиған бийилқи Мәктүбидә илгири сүрүлгән вәзипиләр вә уларни орунлаштики аялларниң роли тоғрисида тәпсилий тохтилип өтти. Алмута вилайәтлик ишбиләрмән аяллар бирләшмисиниң рәиси Римма Салықова, «Нур Отан» партияси Алмута вилайәтлик шөбиси аппаратиниң башлиғи Гүлнәр Тойлыбаева конференция қатнашқучилирини тәбрикләш билән бир қатарда, уларниң иш-паалийитигә муваппәқийәтләр тилиди. Наһийәлик тиҗарәт бөлүминиң башлиғи Мурат Сейсенбеков өз сөзидә тәвәдә тиҗарәт билән шуғуллиниватқан ханим-қизларниң иш-паалийитини тәһлил қилип, келәчәктә бу саһани техиму тәрәққий әткүзүш мәсилилиригә тәпсилий тохталди. Наһийәлик аһалини иш билән тәминләш мәркизиниң башлиғи Айгүл Бералиева болса, елимизда тиҗарәтни йәниму тәрәққий әткүзүш бойичә дөләт программилириниң йезилиқ җайларда орунлиниши тоғрилиқ ейтип өтти. Конференциядә шундақла «Қазақстан турушлуқ-өй қурулуш аманәт банкиси» акционерлиқ җәмийити вилайәтлик шөбисиниң башлиғи Мәмила Мусабекова, «Әрзән турушлуқ өй-2020» дөләт программиси бойичә әмәлгә ашурулуватқан ишлар, вилайәтлик саламәтликни сақлаш мәһкимисиниң баш мутәхәссиси Лейла Серикбаева балилар саламәтлигини сақлаш мәхситидә көрүлүватқан чарә-тәдбирләр һәққидә пикир билдүрди. Баш қошушта Яшкәнт йезисида сатраш болуп ишләватқан Мөлдир Бурашева билән Еңбекши йезисидики миллий кийим-кечәк тикиш ишханисиниң тикинчиси Турсынгүл Қатыран өзлириниң иш-паалийәтлири һәққидә ейтип, кәлгүсигә бәлгүләнгән реҗә-мәхсәтлири билән тонуштурди. Ахирида наһийәдә тиҗарәт билән шуғуллиниватқан, яхши нәтиҗиләрни қолға кәлтүрүватқан бир топ аяллар вилайәтлик ишбиләрмәнләр бирләшмисигә әзалиққа қобул қилинди. Уларға Римма Салықова тәнтәнилик шараитта гуванамиларни тапшурди.

Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.

Панфилов наһийәси.

412 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы