• Бизниң сөһбәт
  • 10 Қаңтар, 2014

Алмута метроси яки Йәрасти транспортидики уйғурлар

Қазақстан Мустәқиллигиниң 20 жиллиғи һарписида, йәни 2011-жилиниң 1-декабрь күни Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Алмута метросини тәнтәнилик рәвиштә ачқан еди. Бу елимиз һаятидики муһим вақиәләрниң бири болғанлиғи сөзсиз.Дәсләптә Алмута турғунлири, шәһәр меһманлири метроға, худди мирасгаһларни зиярәт қилғандәк, келишкә башлиди. Һәтта бәзидә метроға кириш үчүн новәттә турған әһвалларму болди. Иқрар қилиш керәкки, Алмута метроси мәйли станцияләрниң безилиши җәһитидин болсун, мәйли техникилиқ җабдуқлиниши тәрипидин болсун, һәқиқәтәнму наһайити утуқлуқ чиқти. Буни МДҺ әллириниң мутәхәссислириму етирап қилди. Һазир Алмута метроси шәһәрниң җәмийәтлик транспорт системисидики әң қолайлиқ транспорт түригә айланди. Бүгүнки таңда метрода икки миңдин ошуқ адәм ишләватиду. Шуларниң арисида икки уйғур пәрзәнди бар. Пурсити чүшүп, биз улар билән учраштуқ. Рәвқәт Мәсимов Алмута метроси ечилған күндин башлап машинист болуп ишләп кәлмәктә. Рәвқәтниң ата-аниси әсли Султанқорған жутидин екән. Өткән әсирниң 70-жиллириниң ахирида Ташкәнткә көчүп кетипту. Рәвқәт шу йәрдә чоң болған. — Мәктәпни тамамлиғандин кейин, Ташкәнт төмүр йол транспорти техникумида билим алдим. Электровоз-машинист кәспини егиләп, Ташкәнт метросида он жил ишлидим, — дәйду Рәвқәт. — 2009-жили Алмутиға көчүп кәлдим. Шу жили Алмута метросиға машинистларни қобул қиливатқан екән. Һөҗҗәтлиримни өткүзүп, бираз вақиттин кейинла, мошу йәргә ишқа тәклип қилиндим. Шу жили мениңдин башқа Ташкәнт метросида ишләватқан йәнә икки кәсипдишимму ишқа орунлашти. Сәвәви, Қазақстанда метро дәсләп ечилғанлиқтин, бизгә охшаш тәҗрибилик мутәхәссисләр йоқниң орнида еди. Шундақла Қазақстанда нәқ метро машинистлирини тәйярлайдиған оқуш орунлириму йоқ. Һазир Алмута метросидики машинистлар арисида пәқәт мениң вә Ташкәнттин кәлгән йәнә бир кәсипдишим Едилхан Садықовниңла «Үчинчи дәриҗилик машинист» категорияси бар. — Ташкәнт метроси билән Алмута метросиниң пәрқи барму? — Мәлумки, Ташкәнт метроси кеңәш дәвридә селинған. Демәк, униң техникилиқ тәминати көп җәһәттин заман тәләплиригә җавап бәрмәйду. Алмута метроси болса, әң йеңи заманивий техникилар билән җабдуқланған. Электропоездлар Кореядә ишләнгән, һәммә қолайлиқ шараит моҗут. Мошундақ поезда ишләшниң өзи раһәт. Станцияләрму яхши безәлгән. — Метро үчүн йол қаидилиридә алаһидиликләр барму? — Метро транспортиниң алаһидилигигә мунасивәтлик айрим өзгичиликләр бар. Көп җәһәттин адәттики қобул қилинған йол қаидилиригә мувапиқ ишләймиз. Бәзиләр метрода бирла йол, тосалғулуқлар йоқ, шуңлашқа халиғиничә меңишқа болувериду, дәп ойлиши мүмкин. Амма ундақ әмәс. Метродиму светофорлар, илдамлиқни чәкләйдиған бәлгүләр бар. Униңдин ташқири барлиқ җайларда видеоназарәт васитилири орнитилған. Шуңлашқа биз йол қаидилиригә қәтъий риайә қилимиз. Биринчидин, бу йәрдә йолувчилар бехәтәрлигини тәминләш асасий мәхсәттур. Иккинчидин, қаидиләргә хилаплиқ қилсаң, җәриман төләйсән. Ишләш үчүн бизгә барлиқ шараитлар яритилған. Машинистлар һәр икки саатта 40 минут дәм алиду. Тамақлиниш, ухлаш үчүн мәхсус бөлмиләр моҗут. Худаға шүкри, мошу вақит ичидә Алмута метросида һечқандақ пәвқуладдә әһвал йүз бәрмиди. Йолувчиларға сүпәтлик хизмәт көрситишкә тиришип келиватимиз. Алмута метросида ишләватқан йәнә бир қериндишимиз Эльмира Исрайилова. Эльмира метрониң чоң һәмшириси. У Челәк наһийәсиниң (һазирқи Әмгәкчиқазақ) Қорам йезисида туғулуп, өскән. Мәктәпни тамамлиғандин кейин, Талғирдики медицина училищесида оқуп, һәмширә мутәхәссислигини егиләйду. — Метроға ишқа тәсадипи кирип қалдим десәмму болиду, — дәйду Эльмира. — Мәлум сәвәпләргә бола, илгәрки иш орнумдин кетишкә мәҗбур болған едим. Метроға һәмшириләрни қобул қилиш тоғрилиқ еланни көрүп, һөҗҗәтлиримни тапшурдум. Чоң конкурс болди. Униңдин муваппәқийәтлик өтүп, ишқа қобул қилиндим. Жигирмә жиллиқ тәҗрибәм инавәткә елинған болуши керәк, бирдинла чоң һәмширә болуп тайинландим. — Силәр асасән қандақ ишларни әмәлгә ашурисиләр? — Метрониң һәрбир станциясидә бир медицина пункти бар. Биз һәр күни смениға кәлгән һәрбир ишчини медицинилиқ тәкшүрүштин өткүзимиз. Мәсилән, мән ишләйдиған «Райымбек» станциясидә бир сменида йүздин ошуқ адәм ишләйду. Ишимиз әтигәнлиги саат 6.00да башлиниду. Һәрбир хадимниң, мәйли у аддий ишчи яки рәһбәр болушидин қәтъий нәзәр, қан қисимини, һараритини, умумий саламәтлигини тәпсилий тәкшүрәймиз. Алаһидә тәкитләш керәкки, пәқәт биз рухсәт бәргәндин кейинла, улар ишқа киришиду. Рухсәт бәрмисәк, ишләш һоқуқи йоқ. Тәкшүрүш пәйтидә биз ишчилиримизниң алкоголь ичимликлирини истимал қилғанлиғиға яки қилмиғанлиғиға алаһидә диққәт бөлимиз. Тәкшүрүш алкотестер арқилиқ әмәлгә ашурулиду. Һарақ-шарап ичип кәлгәнләр дәрһал иштин чиқирилиду. Биз шундақла машинистларниң саламәтлигигә алаһидә көңүл бөлимиз. Машинистлар дайим йәр астида, тоннельда, һәрхил электроника билән ишлигәчкә, уларниң саламәтлигигә мәлум дәриҗидә зәрәр йетиш еһтималлиғиму моҗут. Шуңлашқа улар һәр икки саатта 40 минут дәм алиду. Шу чағда уларниң қан қисимини, һараритини тәкрар тәкшүрәймиз. Витаминларни, кислород коктейльлирини беримиз. Кислород коктейльлири машинистларниң сәгәк болушини тәминләйду. Дуниявий тәҗрибидә машинистлар ухлап қалған әһваларму көп болған. Улар  ақивәттә паҗиәлик һалакәтләргә елип кәлгән. Шуңлашқа метрода бехәтәрлик мәсилисигә алаһидә көңүл бөлүниду. — Йолувчиларниң силәргә мураҗиәт қилған пәйтлири болдиму? — Әлвәттә, ундақ вақиәләрму болуп туриду. Өткән язда бир яш аял балиси билән эскалаторда жиқилип чүшти. Худаға шүкри, бизниң хадимлар эскалаторни дәрһал тохтитип үлгирипту. Шундиму һелиқи аял еғир җараһәтләрни алди. Мән дәрру уларниң ярилирини теңип, дәсләпки медицинилиқ ярдәм көрсәттим. Өткәндә болса, бир яшанған аял дәсләпки қетим метроға чүшкән екән. Бирдинла қан қисими көтирилип, бурнидин қан еқишқа башлапту. Қанни аран дегәндә тохтаттим. Пәқәт шуниңдин кейинла «тез ярдәм» машинисини  чақирдуқ. Хуласиләп ейтсам, метро хадимлири, жуқурида тәкитлигинимдәк, йолувчиларниң бехәтәрлигини тәминләштә барлиқ  күчини сәпәрвәр қилиду. Мақалимизниң ахирида Алмута метросиға мунасивәтлик қизиқ фактларни кәлтүрүшни тоғра көрдуқ. 1978-жили Алмута шәһириниң баш плани тәстиқлинип, бу планда метро селиш көздә тутулған. 1980-жили СССР Министрлар Кеңишиниң рәиси Алексей Косыгин Алмутида метро селиш лайиһисини тәйярлаш тоғрилиқ қарарға қол қойиду. 1981-жили 3-июль күни Қазақ ССР Министрлар Кеңиши Алмутида метро селишниң тәйярлиқлири тоғрилиқ қарар қобул қилиду. 1988-жили Қазақ ССР Министрлар Кеңишиниң рәиси Нурсултан Назарбаев қарарға қол қойғандин кейин, метрониң қурулуш ишлири башлиниду. Қурулуш сабиқ Кеңәш Иттипақиниң бюджети һесавиға жүргүзүлиду. 1991-жили метро қурулушиниң сметиси 457 миллион рубльни тәшкил қилған. Метро қурулуши давамида Алмутида 137 бена, шуниң ичидә 92 турушлуқ өй бузулған. Алмута метроси Қазақстанда — биринчи, Мәркизий Азиядә — иккинчи (Ташкәнт метросидин кейин), сабиқ Кеңәш Иттипақидики он алтинчи метрополитен һесаплиниду. Метро тәвлүгигә 30 миңға йеқин йолувчини тошуйду. 2012-жили 18 январь күни миллионинчи йолувчи, 2013-жили 8-июльда он миллионинчи йолувчи метроға олтарған. Бийил Алмута метросиниң биринчи линиясидики йеңи икки станцияни ишқа қошуш мәхсәт қилинмақта. Келәчәктә болса, метрониң үч линиясини ишқа қошуш көздә тутулған. Йолдаш МОЛОТОВ.

470 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы