• Йеңилиқлар
  • 16 Қаңтар, 2014

Президент Премьер-Министрни қобул қилди

Дүшәнбә күни Дөләт рәһбири Премьер-Министрни қобул қилди. Учришиш давамида Серик Ахметов Президентқа мәмликәтниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң йәкүнлири вә 2013-жилниң асасий макроихтисадий көрсәткүчлири тоғрилиқ доклад қилди, шундақла индустриал-инновациялик программиниң иккинчи басқучини тәйярлашниң кетип бериши тоғрилиқ учур бәрди.Дөләт рәһбири «Қазақстан-2050» Стратегиясини орунлашниң ениқ йоллирини ишләп чиқишниң, шундақла Қашаған һәм Қарашағанақ охшаш чоң лайиһиләрни әмәлгә ашуруп, уларниң әтрапида ишләпчиқириш инфрақурулумини кәңәйтишниң муһим екәнлигини тәкитлиди. Нурсултан Назарбаев энергетикини тәрәққий әткүзүшкә вә муһим инфрақурулум лайиһилирини әмәлгә ашурушқа диққәт ағдурди. Буниңда Дөләт рәһбири гражданларниң паравәнлигини ашурушниң, қазақстанлиқларни иш билән тәминләшниң вә уларниң жуқури иҗтимаий кәйпиятини вуҗутқа кәлтүрүшниң муһим екәнлигини атап көрсәтти. Премьер-Министр 2013-жилниң йәкүни бойичә ихтисатниң өсүши 6 пайизни тәшкил қилип, инвестицияниң — 6,5 пайиз, санаәт ишләпчиқиришиниң — 2,3 пайиз, қурулуш көләминиң — 3 пайиз, йеза егилиги мәһсулатини йетиштүрүшниң 11,6 пайиз көпәйгәнлигини тәкитлиди. Униңдин ташқири ишсизлиқ дәриҗиси — 5,2 пайизни, инфляция 4,8 пайизни тәшкил қилған. Шундақла Серик Ахметов индустриаллаштуруш программисини әмәлгә ашурушниң новәттики басқучини тәйярлаш тоғрилиқ доклад қилди. Униңда ихтисатниң асаслиқ саһалирини диверсификацияләшкә, кластерларни тәрәққий әткүзүшкә, шундақла технологияләр вә инновацияләр трансфертиға алаһидә диққәт бөлүниду. Учришиш йәкүни бойичә Дөләт рәһбири қаралған мәсилиләр бойичә бирқатар тапшурмиларни бәрди.  

387 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы