• Йеңилиқлар
  • 23 Қаңтар, 2014

Чиңғиз Айтматов вә Сәбит Бабаҗанов

Икки исим-фамилияни мақаләмниң сәрләвһиси сүпитидә йезишни яздиму, амма бираз ойлинип қалдим. Чинғиз Айтматов дунияға тонулған мәшһур қирғиз язғучиси. Униң әсәрлири дуниядики барлиқ тилларға дегидәк тәрҗимә қилинған десиму болиду. Әнди Сәбит Бабаҗанов болса, Қирғизстандики көрнәклик рәссамларниң бири. Униң исмини қирғизстанлиқларла әмәс, бәлки Қазақстандики уйғур җамаәтчилигиниңму бираз қисми яхши билиду. Һәр иккиси иҗаткар болсиму, уларниң таллиған саһалири башқа-башқа. Биринчиси — сөз маһири, иккинчиси — мой қәләм саһиби. Бир қаримаққа, уларни бир зимин — Қирғизстанда һаят кәчүрүп, иҗат қилиштин башқа һеч нәрсә бирләштүрмәйдиғандәк. Әмәлиятта болса, ундақ әмәс екән. Улар үзму-үз учрашқанға қәдәр, бир-бири билән иҗадийити арқилиқ сирттин тонушиду. Сәбит Бабаҗанов тарихий вәтинимизниң Дадамту йезисида туғулған. Униң бовиси Салиһҗанбай Үч вилайәт инқилавиниң паал иштракчиси болған. Заман өзгирип, аилә қисимға учриғандин кейин бу тәвәгә көчүп чиқишқа мәҗбур болиду вә Қирғизстанға келип, Чинғиз Айтматов туғулған авул Шекергә хошна Маймақ йезисиға орунлишиду. Сәбит Чиңғиз Айтматовниң «Җәмилә» повестини оқуғанда, көп нәрсигә һәйран қалиду. Әсәрдики қәһриманлар — Җәмилә вә Данияр униңға тонуш етизда чөп чапиду. Улар Сәбит өз достлири билән кәчүргән хошаллиқ дәқиқиләрни бешидин кәчүриду. Шуниңдин башлап, рәссам язғучиниң һәрбир йеңи әсәрини тақәтсизлик билән күтиду вә уни оқуп чиқишқа алдирайду. Сәбитниң әсәрлири алди билән язғучиниң сиңлиси Роза Тореқул қизиниң көзигә чүшиду. У акисини уйғур рәссаминиң көргәзмилириниң биригә тәклип қилиду. Ч.Айтматов Сәбит Бабаҗановниң қәлимидин пүтүлгән рәсимләрни диққәт билән қарап чиқиду вә уйғурлар турмушини әкис әттүридиған рәсимләрниң бири алдида тохтап: — Немишкә мән рәссам әмәс? Мән барлиқ әсәрлиримдә демәкчи болғинимни Бабаҗанов өзиниң бир рәсими арқилиқ әкис әттүрүпту, — дәйду. Биз язғучиниң һәрбир әсәридә — мәйли у һекайә, повесть яки роман болсун, һәрхил мавзуларни көтәргәнлигини яхши билимиз. Лекин шуниңға қаримастин, уйғур рәссаминиң әсәрлиридин тәсирләнгән әдипниң жуқарқи сөзләрни ейтиши — бу алди билән Сәбитниң иҗадийитигә берилгән жуқури баһа, униң өз әмгәклири түпәйли хәлқиниң турмушини реал тәсвирләп бәргәнлигини етирап қилғанлиқ еди. Язғучиниң сөзлири Сәбитни интайин хошал қилиду. Әгәр шу күнгичә рәссам язғучи әсәрлириниң мухлиси болуп кәлгән болса, әнди һәрбир йоруқ көргән китави мой қәләм егисигә илһам беғишлатти һәм у язғучиниң қәһриманлирини полотнода тәсвирләп беришкә алдиратти. Буни Сәбит Бабаҗанов иҗадийитини өз ичигә алған альбомдин көрүшкә болиду. Йоған форматтики рәңлик, үч йүздин ошуқ бәттин ибарәт мәзкүр альбом «Өтмүш билән келәчәк арилиғидики йәттә көрүк» дәп аталған. Йәттә көрүк дегини — бу рәссам пайдиланған услуб вә бояқлар: акварель, сүрәт, арилаш техника, рәссамлиқ, портрет, эстамп. Әнди йәттинчиси болса, Айтматовтур. Рәссам шу арқилиқ өзиниң язғучиға болған иззәт-еһтирамини ипадилигән. Уйғур рәссаминиң иҗадийитини тәтқиқ қилғучи сәнъәтшунас алим Гүлчеһрә Токтосунова мундақ дәйду: «Әгәр биз «Ақ кемә», «Ана-буға», «Гүлсариниң дунияға келиши», «Едигей вә қаранар», «Толғанай», «Акбара вә Авдий» вә башқиму рәсимләрни көрүп, рәссамниң язғучини қанчилик чүшәнгәнлигини, униң өз қәһриманлириниң һаяти вә кәчүрмилири арқилиқ немә демәкчи болғанлиғиниң тегигә йәткәнлигини байқаймиз. Рәсимләрниң көпчилигини «Инсан вә тәбиәт» түркүмигә бирләштүргини болиду. Инсан қәлби қанчә азап чәксә, тәбиәтму шунчә зәрдап чәкмәктә. Әнди рәссам яратқан язғучиниң портретлири ривайәтлик дәриҗигә көтирилгән, бизгә һәммимиз яхши тонуйдиған киши қарап туриду, бирақ у немишкиду, чөчәкләрдики қәһриманларға охшап кәткән...». Биз башта Ч.Айтматовниң Мән барлиқ әсәрлиримдә демәкчи болғинимни «Бабаҗанов өзиниң бир рәсими арқилиқ әкис әттүрүпту», дегән сөзлирини кәлтүргән едуқ. Ойлаймизки, язғучи рәссамниң өз хәлқиниң өтмүши билән бүгүнини тәсвирлигән рәсимлирини көрүп, шундақ хуласигә кәлгән. Әдип барған көргәзмигә Сәбитниң қайси рәсимлири қоюлғанлиғини биз билмәймиз, әлвәттә. Амма рәссам альбомида орун алған «Қәшқәрдә», «Мән туғулған өй», «Турпан ахшими», «Тарим түни», «Миң өй», «Тәклимакан сәраплири», «Турпан мунариси», «Идиқут харабилири»,«Әвлатлар чақириқлири», «Йолда» кәби рәсимләрни көргәндә, улар бир-бирини толуқтуруп, худди китапниң сәһипилиридәк, хәлқимиз тарихини гәвдиләндүриду. Мәйли бу май бояқ яки графика болсун, мәйли тәбиәт көрүнүшлири, портретлар болсун, абстрактлиқ яки реалистик композицияләр болсун — уларниң һәммиси миллий колоритқа егә болуп, рәссам туғулуп өскән, сеғинип, бир нәччә қетим сәяһәт қилған муһитни — уйғурлар диярини әкис әттүриду. Раст, альбомда рәссам мой қәләм егиси сүпитидә өсүп, йетилгән зимин — Қирғизстанниң тәбиәт мәнзирилири, униң даңлиқ кишилири, мошу әл тоғрилиқ пәлсәпәлик рәсимләрму нурғун. Амма альбомниң умумий йөнилишини, униң баш мавзусини рәссамни дунияға кәлтүргән хәлиқ турмушидин елинған көрүнүшләр, шу хәлиқниң даңқини чиқарған шәхсләрниң портретлири тәшкил қилиду. Альбомниң Сәбитниң ата-аниси Камалдин вә Турсунайниң портретлири билән ечилишиму шуни тәстиқлисә керәк... Рабик ИСМАЙИЛОВ.  

462 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы