• Йеңилиқлар
  • 06 Ақпан, 2014

Байқимай сөзлисәң...

 «Һазирқи балиларда задила инсап йоқ! Чоңларни һөрмәтләшни, ата-анини қәдирләшни билмәйду. Мана, 16 яшлиқ қизим икки күн болди, өйдә қонмайватиду. У һәтта мениң түнүгүн 30 яшқа киргинимниму унтуп қалди. Туғулған күнүмни сараң адәмдәк ялғуз қарши алдим. Ерим болсичу, кашки!».(13 йешида ана болған аялниң рәнҗиши).   *** Гадайлар чапсанирақ сақайсун! Байлар узағирақ ағрисун! (Һәқлиқ ағриқхана дохтурлириниң шиари). *** Оңдисида йетиш — өпкигә зиян, дүм йетиш — ашқазанға зиян, сол биқинда йетиш — жүрәккә зиян, оң биқинда йетиш — беғирға зиян.  Һөрмәтлик телетамашибинлар, яхши йетип, яхши турушуңларға, яхши чүш көрүшүңларға тиләкдашлиқ билдүримән. («Саламәтлик» телепрограммисини жүргүзгүчиниң хуласә сөзидин). *** «Һөрмәтлик болғуси анилар! Бизниң туғутханида һазир мәрт-мәрданилиқ акцияси меңиватиду. Әгәр силәр мошу айда нәқ бизниң туғутханида қош гезәк бошансаңлар, үчинчи пәрзәнт бекарға берилиду. Пурсәтни қолдин чиқирип қоймаймән десәңлар, чапсанирақ һәрикәт қилиңлар!» (Акушерниң яш аниларға оқуған лекциясидин).

343 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы