• Инкас
  • 27 Ақпан, 2014

У бизниң инсаний борчимиз

«Уйғур авази» гезитиниң мошу жили 30-январь күни чиққан санида елан қилинған пешқәдәм журналист Абдукерим Тудияровниң «Бир мәктәпкә нами берилсә» сәрләвһилик мақалисини оқуп, жутумизниң, йәни Панфилов наһийәсиниң ихтисади билән мәдәнийитиниң тәрәққиятиға зор үлүш қошқан Н.Головацкий, И.Белалов, Н.Савранбаев вә И.Қожахметов охшаш атақлиқ рәисләр көз алдимға гәвдиләнди. Абдукерим ака уларниң арисида бийил туғулғиниға 90 жил толуватқан Имәр Белаловниң намини Пәнҗим йеза округидики мәктәпләрниң биригә бериш тәкливини оттуриға ташлапту. Бу тәшәббусни мән толуқ қоллап-қувәтләймән. Имәр ака һәқиқәтәнму, шуниңға лайиқ шәхс. У өзиниң пүткүл аңлиқ һаятини хәлиққә адиланә хизмәт қилишқа, егилик, наһийә ихтисадини, мәдәнийитини көтиришкә беғишлиди. Өткән әсирниң сәксининчи жиллирида маңа йеза егилиги ишләпчиқиришиниң атақлиқ тәшкилатчиси Имәр ака билән биллә ишләш несип болди, йәни он жилдин ошуқ Калинин намидики колхозниң партком кативи хизмитини атқурдум. Мундақ ейтқанда, Имәр ака билән қоюқ арилишип, бир сәптә, бир мәхсәт-үмүттә ишлидуқ. Бу йол униң үчүн еғир һәм парлақ болди. Имәр Белалов Калинин намидики колхозниң рәиси хизмитини 1957-жили қолға елип, уни 32 жил башқурди. Бу җәриянда у егиликни қалақлиқтин тәрәққият басқучиға көтәрди. Униң әмәлий мисаллири нурғун. Мәсилән, тиң вә боз йәрләрни өзләштүрүш һесавиға асасий зираәт — көмүқонақ терилғулуғиниң мәйдани бәш миң гектарға йәткүзүлүп, ашлиқ йетиштүрүшниң жиллиқ оттура миқдари оттуз бәш миң тонниға йәтти. Деханчилиқниң йүксилиниши чарвичилиқни санаәт асасида риваҗландурушқа кәң йол ачти. Фермиларда мал сани көпәйди, чарвичилар үчүн заманивий турушлуқ өйләр, мал үчүн қоралар селинди. Колхоз ишләпчиқиришиниң асасий саһалириниң тәрәққият йолиға чүшүши егилик дарамитиниму һәссиләп ашурди. Нәтиҗидә йезилар мәдәний қурулушлар, заманивий турушлуқ өйләр билән аватлашти. Җүмлидин колхоз мәркизи Пәнҗим йезиси шәһәр қияпитигә кирди. Егиликниң маддий-техникилиқ базиси мустәһкәмләнди. Колхозда җумһурийитимиз бойичә дәсләпки қиз-җуганлардин тәркип тапқан тракторчилар бригадиси тәшкил қилинди. Шуниму атап өтүш керәкки, әшу жиллири җумһурийәт рәһбири Динмухамет Қонаев наһийәгә иш баби билән бирнәччә қетим кәлди. Әйнә шундақ сәпәрлириниң биридә Калинин намидики колхозғиму қәдәм тәшрип қилип, егилик һаятидики йеңилиқларни, бәрпакарлиқ әмгәкни көрүп, Имәр Белаловниң қолини қисип, миннәтдарлиғини изһар қилған еди. Әсли Динмухамет Ахмет оғли Имәр Мәрүп оғли билән наһайити йеқин болди, улар өзара очуқ сөзлишәтти. Шу жиллири егиликтә идеявий-тәрбийәвий әһмийәткә егә ишлар комплекслиқ әмәлгә ашурулуп, йеза аһалиси йүксәк турмуш мәдәнийитигә қарап интилди. Колхозда «Яш колхозчилар күнини», «Йеңи һосул» мәрасимлирини, «Һошшәрә, қизлар!», «Һошшәрә, жигитләр!» конкурслири охшаш башқиму чарә-тәдбирләр турақлиқ уюштурулуп, жиллиқ әнъәнигә айланди. Калининлиқлар той-төкүнләрни спиртлиқ ичимликләрсиз өткүзүш тәшәббусини көтәрди. Бу һәммә йәрдә қоллап-қувәтләнди. Пәнҗимдә «Яшлар» кафеси, музыка мәктиви, сода мәркизи, тикинчилик ательеси, базар вә башқилар пайдилинишқа берилди. Ейтсақ, мундақ йеңилиқлар нурғун болди. Мошундақ тәрәққиятниң, йеңилиқларниң һәммиси Имәр Белаловниң пәм-парасити, тәшкилатчанлиқ қабилийити, ғәйрәт-ирадиси түпәйли қолға кәлтүрүлгәнлигини көпчилик яхши билиду. Униң хәлиқ мәнпийити үчүн төккән әмгәк-әҗри бебаһа. Имәр акиниң узун жиллиқ үнүмлүк әмгиги мунасип баһалинип, у бирқанчә орден-медальлар, пәхрий ярлиқлар билән мукапатланди, СССР вә Қазақстан ССР Алий Кеңәшлиригә депутат болуп сайлинип, хәлиқниң сәмимий һөрмәт-ишәнчисигә еришти. Хәлқимизниң қәлб төридин орун алған мундақ инсанниң роһиға баш егип, униң исмини әбәдийләштүрүш – бу бизниң инсаний һәм алийҗанап борчимиздур, демәкчимән.

Турғанҗан РОЗАХУНОВ.

Алмута шәһири.

540 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы