• Жирақ сәпәрдин қайтқанда
  • 20 Наурыз, 2014

Иранниң өзигә хас алаһидиликлири моҗут

Бүгүнки күндә сәяһәткә чиқиш илгәркидәк сәясәткә әмәс, бәлки пәқәт ихтисатқила бағлиқ. Берип дәм алимән яки зиярәт қилимән дегүчиләргә дунияниң төрт тәрипи һәммигә бирдәк очуқ. Йеқинда Иран Ислам Җумһурийитиниң туризм министрлиги Қазақстан Җумһурийитидә паалийәт елип бериватқан бирнәччә туристик ширкәтләрниң хадимлирини икки әл арисида туризм саһасини риваҗландуруш мәхситидә зиярәткә тәклип қилған еди. Уларниң ичидә мән хизмәт қиливатқан «Аққу» туристик агентлиғиниң хадимлириму болди. Қедимий мусулманлар дөлити һесаплинидиған Иран Ислам Җумһурийитини зиярәт қилиш мениң арминим еди. Бу қетим йолум болуп, хизмәт баби билән мәзкүр әлдә бир һәптә сәяһәт қилиш пурситигә егә болдум. Хәлиқара туризмдин убдан хәвири бар иранлиқ кәсипдашлиримиз бизни Теһран аэропортида иллиқ қарши елишти. Сәясий вәзийәтләргә бағлиқ, Иранниң туризм саһаси бираз вақит турғунлуқ дәвирни баштин кәчүрүп, пәқәт кейинки жиллардила тәрәққий қилишқа башлиди дәп ейтишқа болиду. Шу сәвәптин болса керәк, иранлиқлар бүгүнки күндә өзлириниң мәмликитини зиярәт қилимән яки парс тилини үгинимән дегүчиләргә имтиязлар билән шараитларни яритип беришкә тәйяр. Буниңға мән у яқтики кәсипдашлиримниң мәзкүр дөләткә туристларни җәлип қилиш бойичә елип бериватқан ишлири арқилиқ толуқ көз йәткүздүм. Қандақла сәяһәтчи болмисун, чәт әлгә чиққанда шу  мәмликәттин хатирә болуш үчүн бирәр буюм сетивалидиғанлиғи мәлум. Шуни ишәшлик ейталаймәнки, бу җәһәттин Иранда һечбир қийинчилиқ йоқ. Қайсила дуканға яки базарға бармаң, көңлиңизгә яқидиған нәрсә тапалайсиз. Болупму диний мавзудики рәсимләр, қуръан сүрилири билән безәлгән сувенирлар интайин көп учришиду. 1935-жилғичә «Персия» дәп аталған Иран Ислам Җумһурийити әң қедимий дөләтләрниң бири болуп, Әзәрбәйҗан, Әрмәнстан, Түркия, Түркмәнстан вә Авғанстан мәмликәтлири билән чегаридаш. Азия қитъәсиниң ғәрбий-җәнубиға җайлашқан дөләтниң аһалисини асасән парслар тәшкил қилиду. Уларниң сани бүгүнки күндә 76 миллиондин ошуқ. Сәпиримиз Теһран шәһиридики тарихий җайларни зиярәт қилиш билән башланди. Шуни бирдинла ейтишқа болидуки, бу йәрдики һава райиниң иллиқлиғи бизгә охшаш қиш һөкүм сүрүватқан тәвәдин барғанларға алаһидә көтирәңгү кәйпият беғишлиди. Сәпиримизниң әтиси биз Шираз шәһиригә атландуқ. Бу шәһәрдиму кишиниң көңлини рам қилидиған җайлар көп екән. Болупму ХVІІ әсирдә һөкүмранлиқ қилған Кәрим Хан өз дәвриниң даңлиқ мемарлири билән рәссам-нәққашлирини жиғип, қиммәт баһалиқ қурулуш материаллиридин қисқа қәрәл ичидә салдурған Хан сарийини ейтмай мүмкин әмәс. Умумән, Иранниң чоң-кичик шәһәрлиридә надир қурулуш иншаәтлири бирдин көзгә чүшиду. Улар қедимийлиғи биләнла әмәс, шәкли вә безилиши җәһәттин әқилни лал қилишқа қабил. Өз дәвридә аһеменидлар сулалисиниң пайтәхти болған Тахте Җамшид (Персеполис» дәпму атилиду) шәһири 120 жил давамида селинған болуп, у егиз мунарилиқ мечит, миллий мәйрәмләрни нишанлайдиған мәйдани билән мәшһур. Шуни ейтип өтүш орунлуқки, бу дөләттә Норуз җумһурийәт миқиясида әң дағдуғилиқ нишанлинидиған мәйрәм болуп һесаплиниду. Чүнки һәммимизгә мәлумки, «нәвруз» парс сөзи болуп, қедимдин иранлиқлар бу мәйрәмгә алаһидә әһмийәт берип кәлгән. Мошу мәйрәм күнлири улар икки һәптә давамида «йеңи күнни» қарши елиш мәрасимлириға қатнишип, миллий әнъәнилири билән рәсим-қаидилиригә қаттиқ риайә қилған һалда мәйрәмләйду. Шундақла улар Норуз мәйрими һарписида истираһәт бағлирида, аллеяләрдә сәйлә қилип, дәм алғанни яқтуриду. Исфахан шәһиридики 1590-жили асаси селинған Сад Фин Беғиш  әсирләр давамида дуния әһлини җәлип қилип келиватқан қедимий ядикарлиқларниң бири. Исфахандин анчә жирақ болмиған Кашаи шәһиридә XVІІІ әсирдә заманисиниң бүйүк мемари Устад Али тәрипидин бай содигәр Медхи Борушердуйниң ашиғи үчүн селинған әҗайип сарай бар. Хан сарийиниң рәссами Камал-ал-Малик безигән бу иншаәтму дуниядики әң гөзәл сарайларниң бири болуп һесаплиниду. Бу бенани бәрпа қилиш үчүн униңға җәлип қилинған йүзлигән ишчини һесаплимиғанда, 150 уста 18 жил тинимсиз ишлигән. Бу қедимий дөләттә болупму қолһүнәрвәнчилик наһайити тәрәққий әткән. Шәһәр базарлирида көзниң йеғини йәйдиған зебу-зенәтләр, гиләм-зилчиләр, есил ташлардин ясалған һәрхил буюмлар шуниңдин дерәк берип туриду. Бу йәргә кәлгән сәяһәтчиләрни бирдинла һәйран қалдуридиған йәнә бир нәрсә шуки, әгәр сиз бари-йоқи 100 АҚШ доллирини миллий валютиға алмаштурсиңиз, сизгә 2 миллион 880 миң риал бериду. Шунчилик миқдардики пул, сизниң Теһран шәһиридә үч-төрт күнлүк тамиғиңизға йетиду. Шу нәрсә диққәткә сазавәрки, сиз бу йәрдә кимгила мураҗиәт қилмаң, улар сөһбитини, биринчи новәттә, «хәстә нә бошид» ( һармаң, чарчимаң) дегән сөзләр билән  башлайду. Мошундақ сәмимийлик һәрбир иранлиқниң бойиға сиңгән адәт. Мирасгаһлар болса, бу қедим диярниң жилнамисидур. Болупму Теһрандики қиммәт баһалиқ ғәзниләр мирасгаһи алаһидә диққәткә сазавәр. У дуниядики әң аммибап вә даңлиқ «Дармуш-Нур» («Деңиз шолиси») алмази билән мәшһур. Иран мусулман дөлити болғанлиқтин, униңда һәрқандақ паалийәт шәриәт қанунлири бойичә әмәлгә ашурулиду. Шуниң үчүн мәмликәт пухралириниң кийинишидин башлап һәммә һаят тәризи диний етиқатиға мунасивәтлик. Аялларниң яғлиқсиз сиртқа чиқишиға йол қоюлмайду. Болупму спиртлиқ ичимликләрни истимал қилғанлар, некасиз җинсий мунасивәттә болғанлар қаттиқ җазалиниду. Һәтта автобусларда аяллар үчүн алаһидә салонлар моҗут. Умумән, Иран Ислам Җумһурийитини зиярәт қилиш адәмдә алаһидә тәсират қалдуридиғанлиғи ениқ.

 Сәнәм ТУРДИЕВА.

512 рет

көрсетілді

3

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы