• Йеңилиқлар
  • 13 Сәуір, 2012

Мирасгаһ — тәрбийә мәркизи

Челәк йезисидики тарихий-өлкишунаслиқ мирасгаһ 1981-жили 5-майда ечилған еди. Бу тәвә хәлқи үчүн хошаллиқ вақиәләрниң бири болди. 2008 — 2010-жилларда «Мәдәний мирас» программиси даирисидә вилайәт һакиминиң қоллап-қувәтлиши билән бу имарәт мурәккәп җөндәштин өтүп, қошумчә бөлмиләр селинди. Нәтиҗидә у Улуқ Ипәк йоли бойидики жирақтин көз тартидиған көркәм һәм сөләтлик нишанниң биригә айланди. Мирасгаһта 1500дин ошуқ һәр хил экспонатлар билән сүрәтләр, фотоальбомлар вә башқиму баһалиқ мәлуматлар бар материаллар топланған. Дәсләпки қазақ ханлиғиниң шәкиллинишидин башлап, Кеңәш Иттипақи дәвридә яшиған әмгәк илғарлири, елимиз өз мустәқиллигигә егә болғандин кейинки тәрәққият, йезидики инавәтлик инсанлар, уруш вә әмгәк ветеранлири, Кеңәш Иттипақиниң Қәһриманлири, Социалистик Әмгәк Қәһриманлири, Авғанстан урушиға вә Чернобыль апитигә қатнашқан бәйнәлмиләл-җәңчиләрниң һаятиға мунасивәтлик тарихий материаллар вә рәқәмләр шулар җүмлисидиндур. Һайванатлар вә өсүмлүкләр дунияси бөлүмидә болса, Челәк тәвәсиниң тағлиқ вә орманлиқ җайлиридики өсүмлүкләр билән җаниварларниң түрлириму экспонат сүпитидә орун алған. Шундақла һәр хил милләт вәкиллириниң, җүмлидин уйғур хәлқиниң турмушта пайдилинидиған қача-қомучлири, миллий кийимлири һәм урпи-адәтлиридин көрүнүшләр әкис етилгән сүрәтләр билән стендлар, Или уйғурлириниң Йәттисуға көчүп келиши, Йәттисуда Кеңәш һакимийитини орнитишқа мунасип төһпә қошқан уйғур хәлқиниң намайәндилири А.Розибақиев, И.Тайиров, колхоз қурулушиниң тәрәққиятиға салмақлиқ һәссә қошқан С.Гүлмәтов һәққидә китаплар, гезит-журналлардин елинған мәлуматлар қоюлған. Һәммимизгә мәлумки, миңлиған қазақстанлиқлар пүткүл дунияни зил-зилигә кәлтүргән Улуқ Вәтән урушиға атлинип, җәң мәйданида җасарәтниң һәқиқий үлгисини көрсәтти. Шуларниң арисида немис-фашистлириниң ордиси болған Берлинғичә берип, Москва шәһиридә өткүзүлгән Ғалибийәт парадиға қатнашқан жутдишимиз В.Низамудинов, уруш ветеранлири Б.Һидаятов, Т.Кенжебаев, Б.Вихрев, Т.Қабилов, Ж.Қайипов, Ы.Қалдибаев вә башқилар һәққидә қизиқарлиқ мәлуматларни мәзкүр мирасгаһтин тепишқа болиду. Бу қутлуқ дәргаһта шундақла өткән әсирниң 60 — 90-жиллири Челәк наһийәсидә партия, кеңәш органлирини башқуруп, тәвәниң иҗтимаий һәм ихтисадий тәрәққиятиға салмақлиқ үлүш қошқан А.Саттаров, Һ.Арзиев, А.Сәйдуллаев, Ө.Идрисов, Һ.Дөләтов һәққидә материаллар бар. Алаһидә көзгә чүшидиған экспонатлар арисида уйғур сәнъитиниң гүлтаҗиси, Қазақстан хәлиқ артисти М.Семәтова, пешқәдәм муәллим Қ.Розиев, Қазақстанниң хизмәт көрсәткән врачи Қ.Қадиров, Социалистик Әмгәк Қәһримани Ү.Үсәнов, алимлар Ә.Қадиров, И.Семәтов, Р.Исмайилов, Б.Ғлавдинов Һ.Баһамов, Д.Исиев, язғучи-шаирлар Ә.Һашири, Җ.Розахунов, А.Дөләтов вә башқиму көплигән зиялилиримиз тоғрилиқ мәлуматларниму учритишқа болиду. Мирасгаһтики археологиялик қезиш вақтида тепилған қедимий дәвирдики ата-бовилиримиз пайдиланған қурал-ярақ вә әсвап-үскиниләр, зәргарлиқ вә башқиму қол һүнәр буюмлири өз алдиға бир тарих. — Бу йәрдә тәрбийәвий әһмийити чоң чарә-тәдбирләр уюштурулуп туриду, — дәйду мирасгаһ мудири Мәди Бектасов. — Пат-патла яш әвлат вәкиллири Улуқ Вәтән вә авған урушиниң қатнашчилири һәм әмгәк ветеранлири билән учришишларни өткүзиду. Мәктәп оқуғучилири үчүнму мирасгаһқа экскурсияләр уюштурулуп, уларниң өз жутиниң тарихи билән йеқиндин тонушуши үчүн имканийәтләр яритилиду. Йәнә бир тәкитләп өтидиған йери, мирасгаһ зиярәтчилири арисида җумһурийитимизниң җай-җайлиридин кәлгән вә чәт әллик меһманларму көпләп учришиду.

Зоһра ИСИДУЛЛАЕВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.  

782 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы