• Йеңилиқлар
  • 28 Наурыз, 2014

Норуз келип, ойғанди аләм

Норуз — өз хасийәт, алаһидилиги билән пәриқлинидиған мәйрәм. Зимистан қиш өтүп, күн билән түнниң тәңлишиши, тәбиәтниң ойғинип, яңливаштин яшириши униң қәдәм тәшрип қилиши билән мунасивәтлик. Норуз адәмләргә көтирәңгү роһ беғишлап, аләмчә хуш кәйпият һәдийә қилиду һәм һаятқа болған муһәббитини улғайтип, әтики күнгә дегән үмүт-ишәнчисини ашуриду. Яшинип, һаят чириғи хирәлишип қалған мөтивәрлиримизниң: «Қараңғу қишларни чиқирип, баһарға улишивалсақ, у йеқи бир гәп болар» дегән илтиҗалиқ сөзлиридә Норузниң хасийитигә болған етиқат-ишәнчә билән чоңқур үмүтварлиқ муҗәссәмләнгән.  Дәрһәқиқәт, йешил тонға пүркинип, өзгичә һөсүн ачқан бағ-варанлар билән етиз-далалар, уларға яришип, хуш нәғмиси арқилиқ көңүлләргә  һөзүр-һалавәт беғишлиған сайрақий қушлар һәрқандақ тирик җанниң яшаш ишқини ашуридиғанлиғи муқәррәр. Бу қутлуқ күнниң мупәссәл тәсвири әмәс, пәқәт шуниңға болған интилиш, әлвәттә. Чүнки ана тәбиәтниң мислисиз гөзәллигини қиямиға йәткүзүп, тәл-төкүз тәсвирләп беришкә һечқандақ адәм балиси қабил әмәс. Уни пәқәтла қәлбән һис қилип, чәксиз бәһирлиниш туйғулириға чөмүшкила майил. Бизниң дәвримизгичә йетип кәлгән қедимий язма вә еғиз әдәбиятиниң ядикарлиқлири билән улуқ уйғур алими, йоруқ юлтузимиз болған Махмут Қәшқәрийниң «Дивану луғәтит түрк» әсәридики қошақ-бейитлар әйнә шуниңдин дерәк бериду. Әшу мәнбәләргә асаслансақ, бу мәйрәмниң онлиған әсирләрдин бери нишанлинип, миллий қәдрийитимизгә айлинип келиватқанлиғиға толуқ ишәнчә һасил қилишқа болиду. Шундақла хәлқимизниң мустәқиллик билән һурлуқни кинигән арзу-арманлири жуғирилип, роһий йүксилишимизгә тәсир көрситип кәлгәнлигигиму көз йәткүзимиз. Йәтмиш жилдин ошуқ вақит мабайнида һөкүм сүрүп кәлгән коммунистик түзүм дәвридә Норузниң конилиқниң қалдуғи, җәмийәткә ят илләт дегәндәк пәтивалар билән чәклинип, мәнъий қилинип кәлгәнлигини техи унтимидуқ. Пәқәт җумһурийитимиз өз мустәқиллигигә еришкәндин кейинла көпмилләтлик қазақстанлиқларниң хәлиқ мәйрими сүпитидә түс алди. Һазир рәсмий миллий мәйрәмләр қатаридин орун елип, дағдуғилиқ шараитта тәнтәнилик билән атап өтүлүватқанлиғи елимиз мустәқиллигиниң шарапитидур. Бүгүнки күндә Норузниң бепаян Қазақстанниң җай-җайлирида һәр милләт вәкиллириниң йеқиндин арилишип, һәртәрәплимә тәйярлиқлар билән өткүзүлүватқанлиғи униң достлуқ мәйримигә айлинип келиватқанлиғини ипадиләйду. Уйғур жутлирида мәйрәмниң өз тәләп дәриҗисидә өтүши үчүн мәдәнийәт мәркәзлири һәм уларниң шөбилири билән жигитбашлириниң алаһидә тәшәббускар болуватқанлиғини тәкитлимәй мүмкин әмәс. Болупму униң тәрбийәвий әһмийитигә көңүл бөлүнүватқанлиғи диққәтгә сазавәрдур. Мәсилән, мәйрәмдә миллий кийим-кечәкләрни кийип, миллий нахша-саз вә уссуллар билән атап өтүш әнъәнигә айлиниватиду. Урпи-адәт, рәсим-қаидилиримизни қериндаш хәлиқләр арисида намайиш қилип, өзимизни кәңирәк түрдә тонуштуруш мәхсәт қилиниватиду. Буларниң һәммиси алқиш-тәһсингә лайиқ ишлар. Миллий таамлиримиз билән қолһүнәрвәнчилик буюмлириниң көргәзмисини уюштуруп, тәрғип қилишни қолға алдуқ. Мәйрәмниң мәһәллиләр билән коча-кочилардиму өтүватқанлиғиму диққәткә сазавәр. Бу жутдарчилиқ ишлирини қанат яйдуруп, жут әһлиниң иҗил-инақлиғини мустәһкәмләштә чоң әһмийәткә егә. Норуз — жил беши, йеңи бир жилниң башлиниш мәйрими. Шундақ екән, өтүп кәткән бир жилниң йәкүнини чиқирип, кирип келиватқан жилниң мәхсәт-реҗилирини бәлгүләйдиған мәзгил. Мошу нуқтәий нәзәрдин елип қариғанда, бизниң ойлинишқа тегишлик мәсилилиримиз аз әмәс екәнлигигә көз жумушқа болмайду. Қазақстанда хәлиқ нопуси бойичә бәшинчи орунни егиләйдиғанлиғимиз статистикилиқ мәлуматлардин яхши мәлум. Әнди җәмийәттә тутқан мәвқәмиз шуниңға мувапиқму? Мәсилини техиму айдиңлаштуруп ейтсақ, бүгүнкидәк изчил һәм сүръәтлик тәрәққий етиватқан җәмийәттә дәвиргә һәмнәпәс яшаватимизму? Мошуларға охшаш башқиму соаллар моҗутки, уларға биртәрәплимә иҗабий җавап бериш қийин. Бу пикир Яркәнт тәвәсиниң мисалидинму өз тәстиғини тапиду. Яркәнт — Қазақстандики қедимий һәм өзигә хас тарихқа егә жут. Бу йәрдә дунияға келип, һәрхил саһаларда әмгәк қилған намайәндиләр аз болмиған. Уларниң исми наһийәдила әмәс, һәтта җумһурийәт даирисидиму мәлум еди. Бүгүнки күндиму пәхирлиниш билән тилға елинип, унтулмай келиватиду. Бирақ һазирқи пәйттә уларниң изини бесип келиватқанлар барму?! 120 миң хәлқи бар наһийәдә нопусимиз җәһитидин иккинчи орунда турсақму, кейинки сайламда наһийәлик мәслиһәттә бари-йоқи — бир, әнди вилайәтлик мәслиһәттә бирму депутатниң болмай қелиши кишини тәәҗҗүпләндүрүпла әмәс, шуниң билән биллә ойландурупму қойидиған мәсилә. Йәрлик иҗраий органлар билан кархана-тәшкилатларға рәһбәрлик қиливатқанларму ашқа салған почақ дәриҗисигә чүшүп қалди. Әгәр мошундақла болидиған болса, үч-төрт жилдин кейин биздин рәһбирий кадрларниң чиқип, паалийәт елип бериши натайин гәп. Сәвәви, һазирқи бармақ билән саниғидәк мундақ орунлардики мутәхәссис кадрлиримиз әмгәк дәм елишиға чиқиш йешиға тақап қалди. Йәнә бир ейтмасқа болмайдиған гәп, кейинки жилларда бизниң келәчигимиз болған оғул-қизлиримиздин «Алтун бәлгүгә» мунасип түләклиримизниң чиқмайватқанлиғида. Бу гәпләр буниң биләнла түгимәйду. Һөкүмәт тәрипидин мәбләғләндүрүлүватқан ялғуз рәсмий нәшримиз «Уйғур авази» гезити оқурмәнлириниң бийилқи жилда наһийәдә алтә йүз адәмгә қисқирап кәткәнлиги тәшвишлик әһвал. Мана мошулар вә тилға елинмиған башқиму муәммалиримиз асасән өзимизгә мунасивәтлик. Биз бепәрвалиқ билән бехутлуқ гирдавида қаливеридиған болсақ, уларниң үсти-үстиләп көпийиверидиғанлиғида шәк йоқ. Әҗайип милләтпәрвәр, узақни молҗалашни билгән мәрһум алимимиз Коммунар Талиповниң тәъбири билән ейтқанда, «Тәдбиримиз қандақ болса, тәғдиримизму шундақ болиду». Ейтилған муәммаларниң биртәрәп болуши үчүн тәләпчанлиқ, тиришчанлиқ билән издинишчанлиқ йетишмәйду. Болупму бүгүнкидәк аләмшумуллаштуруш дәвридә, йәни дуниявий вәзийәт чоң белиқларниң кичиклирини жутуветишкә йүзләнгән пәйттә, билип, билмәй йол қоюлған бепәрвалиқ билән ерәңсизликләр наһайити қиммәткә тохтайду... Норуз — ойғиниш билән йеңилиниш мәйрими. Норузда яңриған нахша-сазлиримизға көңүлгә пүккән мәхсәт-муддиалиримиз һәм уларни рояпқа чиқириш йолида көрүватқан әмәл-тәдбирлиримиз уйғунлашқай, қериндашлар! Нурәхмәт ӘХМӘТОВ. Яркәнт шәһири.

494 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы