• Йеңилиқлар
  • 13 Сәуір, 2012

Йеңи рәис сайланди

Йеқинда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи башқармисиниң кәңәйтилгән мәҗлиси өтүп, униңда Алмута вилайәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң йеңи рәисини сайлаш мәсилиси қаралди. Башқарма әзалириниң бир еғиздин қоллиши билән бу лавазимға Талғир наһийәси Туздыбастав йезисиниң турғуни Реһимҗан Тоқаев сайланди. Реһимҗан Тоқаев 1948-жили Ғулҗа шәһириниң Қайнуқ мәһәллисидә туғулған. 1955-жили аилиси билән Қазақстанға көчүп чиқиду. 1973-жили Киров намидики Қазақ дөләт университетиниң әдлийә факультетини тамамлап, 1993-жилғичә милиция органлирида хизмәт қилип, полковник унвани билән истипаға чиққан. 1994 — 2005-жиллири «Казкоммерцбанкта» бехәтәрлик хизмити департаментиниң мудири, 2005 — 2008-жиллири «Securіty» күзәт хизмитиниң баш мудири лавазимлирини егилигән.

***

Алмута шәһиридики Алатав наһийәсигә қарашлиқ Ақбулақ мәһәллисиниң жигит беши болуп Турғанҗан Ибрагимов вә шәһәрдики Әвезов наһийәсигә қарашлиқ «Достлуқ« микрорайониниң бир қисми болған «Новостройка» мәһәллисиниң жигит беши болуп Йүсүпҗан Турдимәмәтов сайланди. Һәр икки жуттики җамаәтчиликниң жигит башлирини сайлаш жиғинлириға җумһурийәтлик вә шәһәрлик жигит башлири кеңәшлириниң рәһбәрлири қатнашти.  

581 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы