• Жирақ сәпәрдин қайтқанда
  • 16 Қаңтар, 2012

Қедимий қорғанлар вә қияташлар өлкисидә

2011-жили Даниил Готлиб Мессершмидт рәһбәрлигидә Җәнубий Сибирьға әвәтилгән биринчи Россия илмий экспедицияниң уюштурулғанлиғиға 290 жил толди. Өткән жилниң сентябрь ейида Абакан шәһиридики Хакасия тил, әдәбият вә тарих илмий-тәтқиқат институтиниң уюштуруши билән бәш күн мабайнида өткән «Җәнубий Сибирьниң қедимий вә һазирқи хәлиқлири. Тил. Тарих. Мәдәнийәт» намлиқ хәлиқ ара илмий-әмәлий әнҗуман мана шу сәнәгә беғишланди. Д.Мессершмидт экспедициясиниң түркийшунаслиқ илими үчүн әһмийити шуниңдин ибарәтки, у түркий руна һәриплири йезилған ташларни тепип, уларни алимлар пәқәт 1898-жили шәрһиләп чиқалиған еди. Д.Мессершмидт (1685 – 1735) немис алими болуп, 1717-жили Петр І уни биринчи Россия тәбиәтшунаслиқ мирасгаһи үчүн коллекцияләрни топлаш вә Россияниң тәбиий байлиқлирини үгиниш мәхситидә тәклип қилған еди. Д.Мессершмидт 1720 – 1727-жиллири Сибирьниң, йәни Уралдин Шималий Моңғулстанғичә вә Саян тағлиридин төвәнки Обьқичә болған территориялирини зиярәт қилиду. Келишим бойичә, у Сибирьниң һайванат вә өсүмлүк дуниясини тәкшүрүш үчүн материал топлиши һаҗәт еди, амма у шундақла география, тарих, археология вә этнография биләнму шуғуллиниду. Тобольск шәһиридә Россия һөкүмити униңға шу йәрдики швециялик икки тутқунни, шу җүмлидин офицер Ф.И. Таббертни (илим әһлигә көпинчә швед короли Карл XІІ тәрипидин берилгән Страленберг дворян исми билән мәлум болған) өзигә ярдәмчи қилип елишқа рухсәт бериду. 1721-жили улар һазирқи Хакасияниң Уйбат дәрияси вадиси әтрапида ишләш вақтида һәйкәлтарашлиқ рәсимлири бар әҗайип ташларни тапиду. Уларниң бири намәлум һәрипләр билән йезилған болуп, у герман руна йезиқлириға интайин йеқин болған, шу сәвәптин кейинирәк улар «түркий руна йезиғи» дәп атилиду. Түркий руна һәриплири билән йезилған биринчи таш ядикарлиқлири мана шундақ тепилған еди. Д.Мессершмидт экспедицияси тәрипидин Уйбат дәрияси вадисида тепилған ядикарлиқлардики бу мәтинләр қедимий түркий руна ядикарлиқлирини үгинишкә асас салиду. Европа илимида бу тоғрилиқ дәсләпки қетим Д.Мессершмидт экспедициясиниң әзаси Иоганн Страленберг (Табберт) билдүрүш елан қилиду. Д.Мессершмидт өзи болса, Җәнубий Сибирь тәбиитини вә у йәрни маканлиған хәлиқләрниң мәдәнийитини тәтқиқ қилиш арқилиқ тонулиду. Хакасия Җумһурийитиниң пайтәхти Абакандики бу хәлиқ ара илмий-әмәлий әнҗуманға дунияниң көплигән мәмликәтлириниң алимлири қатнишип, униңда Хакасия алимлиридин ташқири хошна Тува Җумһурийити, Япония, Франция, Нидерландия вә Қазақстан тәтқиқатчилири докладлар билән сөзгә чиқти. Шу җүмлидин Қазақстандин икки алим – Л.Гумилев намидики Евразия университетидин Н.Шәймерденова вә мәзкүр қурларниң муәллипи қатнашти. Җәнубий Сибирьниң түркий хәлиқлири – хакас вә тувалиқлар уйғурлар билән тарихий бир томурға егә. Шуңлашқа мәзкүр әнҗуманда икки докладниң қедимий уйғурларниң тарихи билән бағлинишлиқ болғанлиғи тәсадипи әмәс. Тарихтин мәлумки, Җәнубий Сибирь VІІІ – ІX әсирләрдә Уйғур хақанлиғиниң һәрбий-сәясий мәнпийәтлириниң тәсири астида болған. Әнди Туваниң шималиға орунлашқан Хакасияниң һазирқи территориясигә келидиған болсақ, шу тарихий дәвирләрдә бу йәрдә хакасларниң әҗдатлири – енисейлиқ қирғизлар яшиған болуп, улар үстидин уйғурларниң һөкүмранлиғи орнитилған еди. Енисей қирғизлири уйғур хақанлириниң һакимийитини иқрар қилған, амма бу узунға созулмайду. Енисей қирғизлири вә уйғурлар оттурисида йүз бәргән урушлар пәқәт 840-жили Уйғур хақанлиғиниң гумран болуши билән тамамлиниду. Осака университетиниң профессори Тошио Осаваниң (Япония) доклади тоққуз-татар қәбилилириниң енисейлиқ қирғизлар вә уйғурлар билән болған тарихий алақилириға беғишланған болуп, япон алими руна йезиғида вә хитай мәнбәлиридә көрситилгән татарлар һәққидики мәлуматларға тохталди. Узақ вақит мабайнида қедимий түрк дәвридики тоққуз-татарлар моңғол тиллиқ хәлиқ дәп һесаплинип кәлгән еди, амма кейинки вақитларда алимларниң көпчилиги улар түркий хәлиқләрдин болған дегән пикир тәрәпкә өтмәктә. Тошио Осава өз докладида уларниң «ши-вей» дәп аталған моңғол тиллиқ қәбилиләр билән болған алақисини тәһлил қилди. Мениң докладим болса, 840 – 848-жиллардики уйғур һөкүмранлиғиниң боһран дәвридики енисейлиқ қирғизлар вә Тан империяси оттурисидики мунасивәтлиригә беғишланди. Дипломатиялик мунасивәтләрни тәтқиқ қилиш шуни көрсәттики, енисейлиқ қирғизлар уйғурларни тар-мар қилинғандин кейин уйғурларниң Шималий Моңғулстандики йәрлирини егиләвалмай, бәлки Енисейға қайтип кәлгән һәм шу йәрдин Тан империясиниң пайтәхтигә әлчилирини әвәткән. Бу хуласә өз вақтида академик В.Бартольд тәрипидин испатланған Мәркизий Азиядики аталмиш «қирғиз улуқ дөләтчилигини» рәт қилиду. Француз антропологиялик экспедициясиниң Җәнубий Сибирьдики паалийити тоғрилиқ Париж Тәбиий пәнләр мирасгаһиниң хадими Борис Шишло мәлумат бәрди. Француз алимлири һазирқи вақитта Җәнубий Сибирь хәлиқлири арисида генетикилиқ тәтқиқатлар елип бериватқан болуп, уларниң нәтиҗилири этнографиялик тәтқиқатлар билән селиштурулмақчи. Әнҗуманда оқулған докладларниң көпчилиги Җәнубий Сибирь хәлиқлириниң, биринчи новәттә, хакас вә тувалиқларниң тарихи, этнографияси вә тили мәсилилиригә беғишланди. Әнҗуман қатнашқучилири Л.Кызласов намидики Хакасия җумһурийәтлик мирасгаһини һәм түркий руна һәриплири чекилгән таш ядикарлиқлири тепилған Уйбат дәрияси вадисини зиярәт қилди. *** Хакасия Енисейниң жуқарқи еқимиға җайлашқан, шәриқ вә җәнуптин Саян тағлири, ғәриптин болса Кузнец Алитеғи билән қоршалған өлкә. Униң географиялик орунлишиши өз вақтида ташқи дүшмәнләрниң бесип киришигә тосалғу болған еди. Мана шуңлашқа униң қедимий турғунлири – динлин билән қирғиз қәбилилири дайим башқа түркийләрдин айрим яшиған. Енисейлиқ қирғизларниң яйлақлири түркий йәрлиридин чәт шималда орунлашқан болуп, қедимий түркләр вә уйғурларниң у йәрләрдики һөкүмранлиғи күчлүк болмиған. Бу өлкидики әң көзгә көрүнәрлик нәрсә – униң һәм чөллүк, һәм тағлиқ районлирида учришидиған көп сандики қорғанлар. Қорғанлар дунияниң һәр хил мәмликәтлиридә тепилмақта, лекин дәл мошу Хакасиядә улар тәбиәт ландшафтиниң аҗралмас қисми болуп қалған. Бу йәрдики қедимий қорғанлар тоғра булуңлуқ таш тамлар билән тосалған болуп, уларниң булуңлириға турғузулған қия ташларниң көпчилигидә қедимий адәмләр тәрипидин оюлуп ясалған рәсимләрни көрүшкә болиду. Ташлардики бу рәсимләр алимларниң тәкшүрүш объектиға вә хакас тарихиниң ғуруриға айланған. Алимларниң пикричә, қорғанлар вә қия ташлар тагар археологиялик мәдәнийитигә мәнсүп болуп, у қедимий динлинлар билән тәңләштүрүлмәктә. Башқичә ейтқанда, бу қорған мәдәнийити түрк дуниясиға тәәллуқ, амма түрк хақанлиқлири дәвридин илгири пәйда болған. Көплигән ташларда өлкиниң үзлиригә ниқаплар кийгән қедимий турғунлириниң рәсимлирини көрүшкә болиду. Хакас физиги Сергей Нарылков қедимий таш көрүнүшлиридин, шу җүмлидин ниқаплардин нусхиларни чүширишниң йеңи усулини ишләп чиқипту. У археологлар тәрипидин таштык дәп аталған дәвир ниқаплириниң фотоколлекциясини түзүп чиқип, униң көргәзмисини дунияниң көплигән мәмликәтлиридә, шу җүмлидин Қазақстанда уюштурди. Бу сәпәр мабайнида мениң кона тонушум, абаканлиқ алим Сергей Нарылков мениң көп сандики қорғанлири вә қия ташлири бар мәшһур Ас-кыз вадисини зиярәт қилишимға сәвәпчи болди. Бу вадидики Полтаковка йезисида кеңәш дәвридә қурулған асман астидики таш ядикарлиқлар мирасгаһи бар екән. Бу йәргә мелиорациялик ишлар мабайнида көчирилгән петроглифлири (ташқа чекилгән рәсимләр) бар ташлар елип келингән. Хакасияниң әң тәсирлик қорғини – бу тагар мәдәнийитигә тәәллуқ вә Абакандин 60 километр арилиқтики Салбық чатқилиға орунлашқан Салбық қорғинидур. У 1954 – 1956-жиллири С.Кисилев экспедицияси тәрипидин қезип тепилған вә һазир дөләтниң туристик объектлириниң биригә айланған. *** Әнҗуман аяқлашқандин кейин мән Хакасияниң җәнубиға орунлашқан Тува Җумһурийитигә берип келиш имканийитигә егә болдум. Бу сәяһәт мениң үчүн, йәни Уйғур хақанлиғиниң тәтқиқатчиси үчүн, алаһидә әһмийәткә егә болди. Нәқ мошу йәргә алим Л.Кызласов тәрипидин шәрһиләнгән уйғур шәһәрчилири, шундақла уйғур хақаниниң Шәрқий Туваниң Тере-Хол арилидики Пор-Бажин сепили орунлашқан. Тува пайтәхти Қызылда болған икки күн җәриянида мән алимлар, шаманлар билән учраштим, мирасгаһларни, Енисей дәрияси бойидики көркәм җайларни зиярәт қилдим. Тувалиқлар мени һәр җайда «қедимий уйғур» сүпитидә иллиқ чирай билән қарши алди, чүнки улар өзлирини қедимий уйғурларниң әвлатлири дәп һесаплайду әмәсму. Тувалиқлар арисида «уйғур» (ондар) намлиқ қәбилиләр моҗут болуп, улар өзлирини Енисей бойида олтирақлишип қалған қедимий уйғурларниң әвлади дәп һесаплайду. Мәшһур тувалиқ шаман, тарих пәнлириниң доктори, «шаманизмниң тирик мөҗүзиси» болуп тонулған Монгуш Кевинллапсан мениң билән учрашқан пәйтлиридә мени «қедимий яш әҗдадим» дәп атап чақчақ қилди. Қызылда мән шундақла Алмутида диссертация яқлиған тилшунасларниму учраттим. Улар мәшһур алимлар Ғоҗәхмәт Сәдвақасовни мәмнунийәт билән әслисә, Туғлуқҗан Талиповқа өзлириниң сәмимий салимини йоллиди. Җәнубий Сибирьға қилған сәпирим җәриянида мән өзәм үчүн түркийләрниң қедимий йәрлирини ачтим: Хакасия қорғанлар вә тайгилиқ Саян тағлири өлкиси болуп көрүнсә, Тувада Рерих рәсимлиридин елинған рошән бояқлар қайта тирилгәндәк болди. Бу йәрдики ташларда вә тәбиәт ландшафтлирида йәрлик хәлиқләрниң қедимий мәдәнийити өз әксини тапса, бу мәдәнийәт шундақла мәзкүр өлкиләрниң һазирқи турғунлириниң томурлирида яшашни давам қилмақта. Абләһәт КАМАЛОВ, Р.Сүлейменов намидики Шәриқшунаслиқ институти Уйғуршунаслиқ мәркизиниң баш илмий хадими, тарих пәнлириниң доктори. Алмута — Абакан — Кызыл — Алмута.

796 рет

көрсетілді

90

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы