- Йеңилиқлар
- 13 Сәуір, 2012
Илғарлар мукапатланди
Йеқинда наһийәлик Мәдәнийәт өйидә өткән йеза егилиги хадимлириниң жиғинида наһийә һакиминиң орунбасари Шөһрәт Қурбанов доклад билән сөзгә чиқип, наһийәниң иҗтимаий-ихтисадий тәрәққиятиниң өткән жилиму көңүлдикидәк болғанлиғини тәкитлиди.
Докладта қәйт қилинғинидәк, көплигән йеза егилиги қурулумлири жил бешида бәлгүләнгән көрсәткүчләрни қолға кәлтүрүшкә муваппәқ болди. Жиғинда әйнә шундақ илғар коллективларниң рәһбәрлиригә Алмута вилайити һакиминиң мәхсус дипломи билән баһалиқ соғилири, вилайәтлик йеза егилиги башқармисиниң Пәхрий ярлиқлири һәм тәшәккүрнамилири, шундақла наһийә һакиминиң ярлиқлири тәнтәнилик шараитта тапшурулди. Әнди исми кәң җамаәтчиликкә яхши мәлум тиҗарәтчи, «Ирадә» дехан егилигиниң рәһбири Сүрийәм Һезимова болса, қолға кәлтүргән яхши нәтиҗилири үчүн Қазақстан Җумһурийити Йеза егилиги министрлигиниң Пәхрий ярлиғи билән мукапатланди. Миллий мәдәнийитимизниң һәқиқий җан көйәри Сүрийәмни бу мукапити билән тәбрикләп, кәлгүси паалийитигә муваппәқийәт тиләймиз.
Нурәхмәт ӘХМӘТОВ.
Панфилов наһийәси.616 рет
көрсетілді0
пікір