• Йеңилиқлар
  • 13 Сәуір, 2012

Кәлгүси рекордлар шәһири

Йеқинда Алмута шәһириниң һакими Ахметжан Есимов 2017-жили өткүзүлидиған қишлиқ Универсиада үчүн молҗаланған спорт объектлири селинидиған территорияни көздин кәчүрди. Мәсилән, Универсиада үчүн 15 миң орунлуқ муз сарийи, икки муз мәйдани, Олимпиада йезисиға охшаш 20 миң орунлуқ студентлар шәһәрчиси, шундақла заманивий концерт зали селиниду. Җәнубий пайтәхттә Универсиада өткүзүлидиған қалған спорт иншаәтлири бар. —   Кәлгүси спорт объектлири үчүн таллинивелинидиған җай орунлишиши җәһәттин вә кейин шәһәрликләрниң пайдилинишиға қолайлиқ болуши керәк, — деди шәһәр һакими. Ахметжан Есимов шундақла шәһәрниң Алатав наһийәсидә автомобиль егилири үчүн Қазақстандики дәсләпки аһалиға хизмәт қилиш мәркизи селинидиған йәр участкисини көздин кәчүрди. Һаким шәһәрлик хизмәтләр рәһбәрлиригә мәзкүр мәркәз қурулушиниң әрзән, униң өзи болса алмутилиқларға қолайлиқ болуши үчүн таллинилидиған җайниң вариантлирини йәнә бир қетим үгинишни тапшурди.

525 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы