- Йеңилиқлар
- 03 Сәуір, 2014
Қазақстан Һөкүмити истипаға кәтти
Гезитимизниң мәзкүр сани басмиханиға әвәтилиш алдида Ақордидин мундақ хәвәр кәлди: Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Қазақстан Һөкүмитиниң истипаға кетиш тоғрилиқ илтимасини қобул қилди. «Дөләт рәһбири мениң истипаға кетиш тоғрилиқ илтимасимни қобул қилди. Өзәмниң намидин вә Һөкүмәтниң намидин Президентимизға маңа бүлдүргән ишәнчиси үчүн миннәтдарлиғимни изһар қилмақчимән», деди Серик Ахметов.
Дөләт рәһбири Мәҗлис фракциялириниң рәһбәрлири билән йеңи Премьер-Министрниң намзити бойичә кеңәшмә өткүзди.
Униңда Президент Премьер-Министр лавазимиға Кәрим Мәсимовниң намзитини тәвсийә қилди. Дөләт рәһбири тәвсийә қилған намзатни фракция рәһбәрлири қоллап-қувәтләп, Кәрим Мәсимов Қазақстан Җумһурийитиниң Премьер-Министри лавазимиға тайинланди.
312 рет
көрсетілді1
пікір