• Йеңилиқлар
  • 17 Сәуір, 2014

Рәссам тәвәллудиға беғишланди

Өткән җүмә күни Ә.Қастеев намидики Дөләт мирасгаһида Қазақстан Җумһурийитиниң хизмәт көрсәткән әрбаби, көрнәклик рәссам Әхмәтҗан Әһәтниң 60 яшлиқ тәвәллудиға беғишланған шәхсий көргәзмисиниң ечилиш мәрасими болуп өтти. Дәсләп «Ирадә» уссул ансамблиниң уссулчилири көпчиликкә мәйрәмлик кәйпият һәдийә қилди. Андин сөз новитини алған Қазақстан Рәссамлар иттипақиниң рәиси Б.Өмирбеков Ә.Әһәтни тәвәллуди билән тәбрикләп, униң Қазақстан тәсвирий сәнъитиниң тәрәққиятиға қошқан төһписи үчүн «Мәдәниет саласының үздігі» атиғиға сазавәр болғанлиғини хәвәрлиди. Алмута шәһәрлик мәслиһәтниң депутати Әхмәтҗан Шардинов вә Өзбәкстан Җумһурийитиниң хәлиқ рәссами Леким Ибрагимов рәссам иҗадийитигә утуқ тиләп, әсәрлириниң даңлиқ мирасгаһлардин орун елишиға тиләкдашлиқ билдүрди. Җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов Әхмәтҗан Әһәтниң өзигә хас алаһидиликлири моҗут екәнлигини һәм у  өзиниң надир әсәрлири арқилиқ хәлқимизни вә униң қедимий тарихини дуния әһлигә тонутуп келиватқанлиғини тәкитләп, рәссамға ҖУЭМ намидин чапан япти. Мәрасим давамида Ә.Әһәт сөз елип, бүгүнки күнгә қәдәр өзиниң хәлқимизниң қедимий бай тарихиға көпирәк көңүл бөлгәнлигини вә шу арқилиқ бирқатар утуқларға қол йәткүзгәнлигини тәкитлиди вә бүгүнки хошаллиғи билән бөлүшкән меһманларға миннәтдарлиғини билдүрди. Ахирида меһманлар көргәзмә залидин орун алған әсәрлири билән тонушти. Мәшүр САСИҚОВ.        

340 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы