• Йеңилиқлар
  • 15 Мамыр, 2014

Еқидә

Жутдашлар/ Рисқимиз көтирилип, Ақбулақтин өй селиш үчүн өлчүк йәр алдуқ. Яғач-ташни күзитип мошу йәрдә таңни атқузимән. Совхозниң техникиси сәл неридики топилиқ йолдин тинмай өтиду. Кейин уқсам, нәсиллик мал өстүридиған егиликниң механизаторлири екән. Күз болғачқа, әтә-ахшими қәдимки соғ чүшүп қалған. Гүлхан йеқип қойимән. Бирдә машиниларниң бири йенимға келип тохтиди. Оттура бойлуқ, чирайи яш көрүнсиму, чачлири ақарған адәм йенимға келип, иллиқ салам бәрди. Тонуштуқ. Исми — Икрәм екән. Биз бир сәһәрдә әйнә шундақ тонушуп қалдуқ. —            Өйүмиз жирақ әмәс. Иккимиз әнди жутдашла әмәс, хошниму болидекәнмиз. Чай-пай ичип кәт. Хиҗалитиң болса, тартинмай ейт, — дәп ишиға кәтти у. Әл-ағинә, қериндашлар һәмдәмлишип, өйни башлавәттуқ. Арилап йоқни издәп кетимән. Бирдә кәлсәм һойлида бир дога прессланған саман йетипту. —            Ким әкәлди? —            Ақ чачлиқ адәм, — дәйду балам. — Саңа салам ейтти. Йәнә бир қетимда у қиғ чүширип кетипту. Мән берип рәхмитимни ейтқичә өзиму йетип кәлди. Машинисиға бетон столб сөритип кәпту. —            Бир убдан өй башлапсән. Һашариңға келәлмисәмму, қол учумни берәй дедим. — Әнди һойлаңға свет тартивал! Шундақ қилип, биз ака-ука болуп кәттуқ. Униң мошу мәһәллиниң жигитбеши екәнлигини кейин уқтум. Мана шуниңдин бери 10 жилдин ошуқ вақит өтүпту. Йеқинда кейин сайланған жигитбешимиз Әдһәмҗан: «Икрәмкамму 60қа толупту. Тәбрикләп қойсақ болатти», дегинидә мону вақитниң нәқәдәр жүгрүклигини һис қилғандәк болдум. Икрәм акиниң «әңгизлигини» яхши билимән. У әлдин бурун гезитқа муштири болуп, һәр санини тақәтсизлик билән күтиду. Гезитни вақтида әкәлмисә, почтальонниң һалиға вай. Бирақ гезитқа өзи һәққидә йезишқа үзүл-кесил қарши. Кичик пейил, бирақ милләт тәғдири һәққидә гәп қозғалса, олтиралмайдиған мәрданә инсанларниң бири. Униң тоғрилиқ йезишни көңлүмгә пүкүп жүрсәмму, өзигә чиш ярмидим. Хошнилири, ағинилириниң ләвзидинму Икрәм ака тоғрилиқ көп нәрсиләрни билгили болиду. Әсли маливайлиқ Турсун билән Үнчәмниң тунҗа пәрзәнди болған Икрәм акиниң балилиғи Достлуқ йезисида өтти. Мәктәпни тамамлапла Алмута өй қурулуши комбинатиға ишқа орунлашти. Арилиқта һәрбий хизмитини өтәп қайтқандин кейин йәнә өз коллективиға қошулди. Кейинирәк шоферлуқ кәспини егиләп, «Ақсай» совхозиға ишқа орунлашти.  У мошу егиликтә 36 жил, йәни совхоз тарқиғичә адил хизмәт қилди. Кәсипдашлири мошу кәмгичә униң инсаний пәзиләтлири һәққидә ейтип жүриду. Йолдашлиқ сот, кәспий иттипақ, техникилиқ кеңәш... Кеңәш дәвридики әмгәк коллективлиридики бу нарәсмий тәшкилатларниң роли хелә чоң болидиған. —            Бизниң  совхоз җумһурийәтлик әһмийәткә егә егилик еди, — дәп әсләйду униң йеқин ағиниси Җамалдин ака Һезизов. — Болупму шәһәр аһалисини сүт мәһсулатлири вә көктат билән тәминләштә совхозниң үлүши чоң болди. Әву бир жили пүткүлиттипақлиқ йеза егилиги муваппәқийәтлири көргәзмисидә тәвлүгигә 50 литрға йеқин сүт беридиған сийирни апирип, шөһрәт қазанған. Коллектив наһайити чоң еди. Достлуқ, Ақбулақ мәһәллисиниң асасий турғунлиридин сирт, шәһәр адәмлириму мошу бай егиликтә әмгәк қилишни әвзәл көрәтти. Тәртип, интизамму бәк қаттиқ. Һәрқандақ пәвқуладдә әһвал йолдашлиқ сот, шоферларниң әйиви болса техникилиқ кеңәштә қарилатти. Сөкүш бериш — адәттики чарә. Иштин, һәтта партия сепидинму чиқиридиған әһваллар йүз берәтти. Рәһбәрлик асасән руслар. Ишчи-деханларниң толиси өзимизниң. Икрәм жиғинниң ахирида сөзләйдиған. Русчиға пухта, қанунниму яхши билидиған аддий шоферниң салмақлиқ икки еғиз ләвзи талай адәмләргә әсқатқан еди. Чүнки иштин бошитилған адәм, совхоз тәрипидин берилгән өйдинму айрилатти. Кәспий иттипақ дәм елиш, давалиниш үчүн аҗритилған йолланмиларни тәхсим қилғандиму Икрәмниң пикри билән һесаплишатти. Һә, тәбиитидин адил Икрәм уларни алди билән муһтаҗ адәмләргә берилишини тәләп қилатти. Лекин бирәр қетим униң  санаторийға барғанлиғи һәққидә аңлимаптимән... Һәтта совхоздин тәйяр өйму алмиди. Дадиси Турсун акиму әшундақ тоғракесәр, бирәвниң ала жипини атлимайдиған адил адәм еди. Икрәм уруштин нака болуп қайтқан атисиниң сөзини икки қилматти. Совхозғиму дадисиниң несиһити билән ишқа кирди. Униң сөзи билән йәр елип, өй салди. Икрәм Билалов һәққидә униң тонушлиридин әйнә шундақ миннәтдарлиқ билән суғирилған хатириләрни көп аңлашқа болиду. Жутдашлар ишәнчә артип, жигитбеши қилип сайлишиму бекар әмәс еди. У бу вәзипиниму шәрәп билән ада қилди. Һәр мәлидә, һәр кочида Икрәм ака охшаш нийити түзүк, ғурури зор, милләтпәрвәр адәмләрни учритишқа болиду. Улар егиз минбәрләрдин җар селип, төр талишишқа әсла майил әмәс. Амма вуҗудида ана тили, милләтниң қайғу-шатлиғини әңгүштә қилип жүриду. Илаһим, шундақ әзимәтләрниң еқидиси йәрдә қалмисекән, дәп тилигим келиду.

Әхмәтҗан ИСРАПИЛОВ.

Алмута шәһири.

405 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы