• Йеңилиқлар
  • 15 Мамыр, 2014

Айимбүвиниң утуғи

Мукапат мубарәк/ Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Байсейит йезисидики И.Тайиров намидики уйғур оттура мәктивиниң 11-синип оқуғучиси Айимбүви Тейипова барлиқ пәнләр бойичә яхши оқуш билән биллә қазақ тили вә әдәбияти пәнлиригә алаһидә һәвәс бағлайду. Униң билим елишқа дегән иштияқини байқиған пән муәллими Мерванәм Һәмраева шагирти билән җиддий шуғуллинишқа башлайду. Нәтиҗидә Айимбүви Тейипованиң қазақ тилиға болған муһәббити техиму улғийип, у наһийәлик, вилайәтлик олимпиадиларда мукапатлиқ орунларни елишқа муваппәқ болиду. Қабилийәтлик оқуғучи үчүн болупму бийилқи жилни бөләкчә утуқлуқ болди, дәп ейтишқа толуқ асас бар. У йәнә шу қазақ тилиға майиллиғи түпәйли мошу жилниң 2 — 6-апрель күнлири Астана шәһиридә уюштурулған «Жарқын болашақ» җумһурийәтлик олимпиадиға йолланма алған еди. Мәмликәт мәктәплиридин 200дин ошуқ қабилийәтлик оқуғучи иштрак қилған бу олимпиадида Айимбүви үчинчи орунни егиләп, бронза медали вә үчинчи дәриҗилик диплом билән тәғдирләнди. Устази Мерванәм Һәмраеваға болса Қазақстан Җумһурийити Билим вә мән министрлигиниң Пәхрий ярлиғи тапшурулди. Биз Айимбүвини вә униң муәллимини қолға кәлтүргән бу утуғи билән сәмимий тәбрикләймиз.

Шәмшидин АЮПОВ.

СҮРӘТТӘ: Айимбүви Тейипова устази Мерванәм Һәмраева билән.

339 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы