• Йеңилиқлар
  • 15 Мамыр, 2014

Исми әл қәлбидә

Жут вә униң адәмлири/ Йеқинда Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң Таштиқара йезисида мәзкүр наһийәгә қарашлиқ Тәшкәнсаз, Баяндай, Қәйнәзәр, Александровка вә Талғир наһийәсидики Қизил Ғәйрәт йезилиридин вә Алмутидин кәлгән Нурахун Дәраевни билидиған чоң-кичик қериндашларниң қатнишишида Нурахун ата, Сайипҗамал аниниң пәрзәнтлири вә нәвирлириниң уюштуруши билән хатирилик тәнтәнә өткүзүлди.Алдин-ала тәйярланған бу чарә-тәдбирни уюштурушта Саймасай йеза округиниң һакими Рубен Саядянц, йезидики Садир оттура мәктивиниң мудири Тохтахун Садиқов, жигитбеши Давут Бурһанов вә жуттики уруқ-туққан, хошниларниң сәмимий қоллап-қувәтлиши билән уюштурушида мәзмунлуқ, чирайлиқ өткүзүлди. Йүз жиллиқ тәвәллудқа беғишланған тәнтәнә мәктәп алдидики мәйданда башлинип, униң ахири зияпәткә улашти. Мәрасимниң тәнтәнилик қисмида атимиз Нурахун Дәраевниң қисқичә өмүрбаяни, әмгәк паалийити ейтилип, андин уни көргән, билидиғанлар: округ һакими, оттура мәктәпниң мудири, йеза жигитбеши, шундақла шаир Малик Садиров, жут мөтивәрлири Җамалдин Әмирәлиев, Турған Ғоҗамбәрдиев вә мәһрумниң қизлири Светлана, Маһирәм сөзгә чиқип, Нурахун Дәраевниң мәзмунлуқ һаятини әсләп, хатирилиди. Меһманларға мәктәпниң оқуғучилири тәрипидин уюштурулған концерт көрситилди. Нурахун Дәраев 1914-жили 1-майда мошу Таштиқарида дунияға кәлгән. Ата-анисидин кичик айрилған у балилар өйидә тәрбийиләнгән. Он төрт йешида комсомолға өтүп, наһийәдики Азат йезисида һесапчи болуп ишлиди. 1934 — 1939-жиллири Азат йеза кеңишиниң кативи, 1939-жили наһийәлик «Йеңишәр» МТС мудириниң орунбасари, 1940-жили наһийәлик комсомол комитетиниң кативи вә шу жили наһийәлик партия комитетиниң инструктори болуп ишлиди. 1941-жили пидакарлиқ әҗри баһалинип, Әмгәк Қизил Туғи ордени билән тәғдирләнгән. 1942 — 1944-жиллири 1-Украина фронтидики 118-атқучлар полкида кичик командирлар қатарида җәңләргә қатнишип,  «Җәңгиварлиқ җасарити үчүн» медали, андин «Шөһрәт» ордени билән тәғдирләнгән. 1944-жили урушта җараһәтлинип, әскәрдин қайтип кәлгәндә шу чағдики Әмгәкчиқазақ наһийәсидики Амангелди намидики колхозға рәис болуп сайланған. 1954 — 1958-жиллири Ишиктидики «Ярослав» колхозида рәис, 1958-жили  «Амангелди», «Александровка», «1-май» колхозлири бирләштүрүлүп «Қазақстан» колхози қурулғанда мошу чоңайтилған егиликкә рәис болуп сайлиниду. 1961-жили «Қазақстан» колхози билән «Социализм» совхози бирләштүрүлүп, Қазақстан йеза-егилиги институтниң «Йеңишәр» оқуш-тәҗрибә бирләшмиси қурулғанда, у совхоз мудириниң егилик ишлири бойичә орунбасари болуп ишләйду. Нурахун Дәраев 1974-жилғичә, йәни пенсиягә чиққичә әмгәк қилип, көпчиликниң һөрмәт-ихласиға бөләнди. Өмүрлүк җүпти Сайипҗамал Арзиева иккиси он пәрзәнт тепип, һәммисини заманға мунасип шәхсләрдин қилип тәрбийилиди. Улар 26 нәврә, 48 чәврә вә 6 әврә қучти. Мошу йәрдә 2003-жили йеза һәм наһийәлик ономастика бөлүминиң тәшәббуси билән Таштиқара йезисидики чоң кочиларниң биригә Нурахун Дәраевниң исминиң берилгәнлигини әслитип өтмәкчимән.

  Һосман ҺАШИМОВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

416 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы