• Йеңилиқлар
  • 12 Маусым, 2014

Унтулмас сима

(Абдурауп Мәхсум Ибраһиминиң  туғулғиниға — 100 жил)/ ХХ әсирниң 20-30-жиллири хәлиқни еғир күлпәтләргә муптила қилған, уйғурлар диярини идарә қилған сәясий сеһиргәр Яң Зеңшин: «...маарипи йоқ милләт дүм көмүрүп қойған қазанниң астидики қоңғузға охшайду. «Җаһан мошу» дәп жүрүвериду. Надан хәлиқни башқурмақ асан, уларни қойға охшаш халиған тәрәпкә һайдап кәткили болиду. Шуниң үчүн мән уларға маарипни бәрмәймән. Уларниң арисидин чиққан һәрқандақ ихтидарлиқ вә әқиллик кишини дәрһал нәзәрбәнт қилимән, бир банә тепип йоқ қилимән...» дегән («Шинҗаң мәдәнийити» журнали, 1998-жил, 2-3-қош сан, 120-бәт). Һә, биз гезитханларға тонуштурмақчи болған мәрһум Абдурауп Мәхсумниң балилиқ вә яшлиқ чағлири дәл әйнә шу Яң Зеңшин вә униң варислири Җиң Шурин вә Шең Шисәйләрниң қанлиқ дәвригә тоғра кәлгән. Абдурауп Мәхсум Ибраһимий 1914-жили июнь ейида Ғулҗа шәһиридә дунияға кәлгән. Абдурауп акиниң дадиси Ибраһим-әләм яш вақтида Ташкәнттә оқуған, хәлиқ арисида кәң тонулған салаһийәтлик диний затларниң бири. У узун жиллар давамида Или тәвәсидә қазилиқ қилип, 1930-жили 72 йешида аләмдин өткән екән. Абдураупниң балилиқ дәвридә, жуқурида тәкитлигинимиздәк, хәт-саватини чиқирип, билим елишниң өзи бәси мүшкүл мәсилә екәнлиги чүшинишликтур. Уйғурлар диярида һакимийәтни башқурған Яң Зеңшин: «...пухраларниң билими ашқансири, йоқ йәрдин путақ чиқирип, яман ишларни ойлайдиған болуп қалиду, вақиә пәйда қилип, дөләтни малиматаң қилиштин баш тартмайду» (жуқарқи журнал — Я.С), дәп уйғур хәлқини мәңгү наданлиқта, қараңғулуқта қалдурушни нийәт қилғанлиқтин, мәрипәткә тәлпүнгән хәлқимизниң тәшналиғини қандуруш үчүн илғар, милләтпәрвәр шәхсләр тәрипидин ечилған вә азду-тола заманивий пәнләрдин билим беридиған мәктәпләрниң һәммисини йепилип, китап, гезит-журнал нәшир қилиш ишлири мәнъий қилиниду. Әйнә шундақ еғир вәзийәттә қандақла қилип болмисун, билим елиш истиги күчлүк Абдурауп диний мәктәптә оқуп саватини чиқириду. У жиллири диний мәктәп, мәдрисиләрдә ислам дини әқидилиридин башқа әрәп, парс тиллири, әдәбият, тарих, мәнтиқә (логика), философия, алгебра охшаш һәрхил пәнләрдинму дәрис өтүп, хелә саватлиқ, өз дәвригә лайиқ зиялиларни тәрбийилигән. Абдурауп диний билим дәргаһида башланғуч мәлуматқа егә болғандин кейин 1926-жили 12 йешида шу дәвирдики уйғурлар дияридики әң атақлиқ  карханичилар — Мусабаевларниң барлиқ станоклири Германиядин кәлтүрүлгән Ғулҗидики көн заводиға ишқа кириду. Бу йәрдә шуни алаһидә тәкитләш керәкки, Мусабаевлар җәмити өзлириниң байлиғи биләнла әмәс, бәлки шундақла мәрипәтпәрвәрлиги, милләтпәрвәрлиги биләнму хәлиқ алдида алаһидә һөрмәт-еһтирамға сазавәр болған инсанлардин еди. Уларниң «Пулниң ғоҗайини болғичә, илимниң ғоҗайини болуңлар», «Байлиқниң бир қисми билән өшрә-закатни мәктәп вә мәдрисигә пайдилиниш лазим», дегән ибрәтлик сөзлири арқилиқ тәшәббускарлиқ билән миллий маарипни тәрәққий әткүзүш үчүн өз мәблиғини мәктәпләрни селишқа сәрип қилғанлиғи һәммигә яхши мәлум. Мусабаевлар өз карханилириниң һозурида қабилийәтлик яшлардин мутәхәссисләрни тәйярлаш мәхситидә ишчилар мәктәплирини, курсларни ачқан. Әйнә шу Мусабаевлар карханисиға ишчи болуп киргән  яш Абдураупниң өзигә жүкләнгән вәзипигә нисбәтән тиришчанлиғи вә мәсъулийитини байқиғанда, рәһбәрлик уни бухгалтерлиқ кәспи бойичә тәйярлаш қарариға келиду. Билим елишқа тәшна яш шагирт тәҗрибилик устазларниң йетәкчилигидә икки жил ичидә шу дәвирдә илғар һесапланған Италия вә Америка системилирини пухта егилигән ихтисаслиқ мутәхәссисләрдин болуп, йетилип чиқиду. Абдурауп Мәхсум Ибраһимий та 1937-жилғичә Мусабаевларниң Ғулҗидики көн заводида һәр хил жилларда бухгалтер, йетәкчи бухгалтер, баш бухгалтер болуп  ишләйду. Биз әгәр шу чағларда Ғулҗидики нәччә он миңлиған қой, қара малниң, чоң заманивий көн заводиниң, чәтәлләрдә вә Хитайниң ички өлкилиридә көплигән сода орунлириниң вә башқиму тиҗарәт нуқтилириниң болғанлиғини нәзәрдә тутсақ, яш Абдураупниң қанчилик чоң егиликниң һесап-малийә ишлирини раван, бир қелипта, нуқсансиз жүргүзгәнлигини көз алдимизға кәлтүрүшимиз тәс болмиса керәк. Абдурауп ака Мусабаевлар заводида он жилдин ошуқ үнүмлүк ишләш җәриянида хелә тәҗрибә топлайду, 1937-жили өз алдиға бөлүнүп чиқип, та 1944-жили, Шәрқий Түркстан миллий-азатлиқ инқилави башланғичә, тиҗарәтчилик билән шуғуллиниду. Мән Абдурауп ака билән бирнәччә қетим сөһбәтләшкән. 1944-жилқи миллий-азатлиқ һәрикәт һәққидә  хелә әһмийәтлик мәлуматларға егә болуп, мақалилиримда пайдиланған едим. Тәбиитидин махтинишни билмәйдиған, уттур сөзлүк бу зат хәлқимизниң мошу миллий-азатлиқ инқилави тоғрилиқ гәп қозғалғанда наһайити тәвринип, азатлиққа, мустәқилликкә тәшна хәлқимизниң тәғдирини ятларниң өз пайдисиға қандақ һәл қилғанлиғини дәлил-испатлар, рәт қилип  болмайдиған фактлар билән сөзләп бәргән еди. Униң мону ейтқанлирини задила унтумаймән: «Уйғурлар дияриниң үч вилайитидә миллий-азатлиқ инқилапниң партлишиға хитай гоминдаң әксийәтчилириниң мутләқ фашистик һөкүмранлиғиниң зулуми сәвәп болған. Уйғурлар, шундақла қазақ, қирғиз, татар, өзбәк, туңган  вә башқа милләтләр басқунчиларниң әксийәтчи һөкүмранлиғиниң дәһшәтлик езишигә вә зулум-ситәмлиригә учрап кәлгән. Хәлиқ мундақ хорлуқ-зулумға чидимай, һаман қаршилиқ көрситишкә мәҗбур болған. Мәккар Шең Шисәй СССР әскәрлириниң ярдими билән 30-жиллардики хәлқимизниң азатлиқ инқилаплирини рәһимсиз бастуруп, сәл һошини жиғивалғандин кейин, СССРдин үз өрүп, Җаң Кәйши гоминдаң һөкүмитигә йеқинлишиду. Бу, әлвәттә, дияримизниң байлиғини халиғиничә елип, булап-талиған Сталинға еғир келиду. Лекин шу мәзгилдә фашистик Германия билән һаят-маматлиқ уруш болуватқанлиқтин, Сталинға уйғурлар дияриға қайтидин қол селиш үчүн пәйт күтүшкә тоғра кәлди. Әйнә шундақ шараитта шу дәвирдә инавәтлик диний зат Әлихан төриниң Қуръанниң айәтлиригә, пәйғәмбәрниң һәдислиригә маслаштуруп, әркинлик, милләтпәрвәрлик һәққидә сөзлигән вәз-нутуқлири авамниң көңлидин чиқип, уни тиңшиғучилар барғансири көпийишкә башлайду. Мана мошундақ бир адәмни издәп жүргән Ғулҗидики СССР консули Добашин Әлихан төрәм билән алақә бағлап, нурғун вәдиләрни бериду. Униң вәзиси бойичә Әлихан төрә бир мәхпий тәшкилат қуридиған һәм шуниң арқилиқ хәлиқни миллий-азатлиқ инқилапқа  қозғайдиған болди. СССР тәрәп бу ишқа йеқиндин ярдәмлишип, мустәқил дөләт қурушқа толуқ капаләтлик қилидиғанлиғини билдүриду. Алдамчи Кеңәш һөкүмитиниң вәкили Добашинниң ялған вәдисигә ишәнгән Әлихан төрә 1944-жили язда 12 адәмдин ибарәт «Азатлиқ тәшкилатини» қурди. Миллий-азатлиқ инқилап толуқ ғалибә қазанмиғичә, мәзкүр тәшкилатниң мәхпийитини салған һәрбир әза һәрқандақ шараитта өзигә өзигә тапшурулған вәзипини қәтъий орунлашқа барлиқ күч-қувитини сәрип қилидиғанлиғиға, хаинлиқ қилғанлар хәлиқи-аләм алдида шәрмәндә қилинип, җазалинидиғанлиғиға қәсәм ичип, «Азатлиқ тәшкилатиға»  Әлихан төрә Шакирҗан оғли Сағуний, Салиһҗанбай Бабаҗанов, Рәхимҗан Сабирһаҗи, Мәһәммәтҗан Мәхсум, Қасимҗан Қәмбирий, Зунун Тейипов, Абдукерим Аббасов, Җани Йолдашев, Мөйидин Әхмидий, Нурдунбәг Рәхимов, Өмәрҗан Пирмуһәммәт вә мәндин әза болған. Биз дәсләп мәшрәп ойнаш банисида жиғилип, атқуридиған ишлар, амма арисида елип берилидиған тәшвиқатниң мәзмуни вә һаказилар үстидә пикирләштуқ. Мәлумки, хәлиқни, милләтни мустәмликичиләрниң зулумидин қутулдурушниң бирдин-бир йоли хәлиқни ойғитиш, уларниң көзини ечиш, истиқлалийәт үчүн күрәш йолиға башлаштин ибарәттур. Хәлқимизниң мунәввәр пәрзәнди, мениң сәпдишим вә устазим Әхмәтҗан Қасимий бир нутқида: «Азатлиқ тәшкилатиниң паалийитигә баһа берип: «Хәлиқниң тақәт қиларлиқ һали қалмиған бир мәзгилдә, 1944-жили хәлиқ арисидин чиққан илғар пикирлиқ, мөтивәр затлиримизниң йолбашчилиғида қозғалған умумий хәлиқ қозғилиңи бизниң хәлқимизниң ғалибиси билән йәкүнләнди...», дегән еди. «...1944-жили августта Ғулҗа Нилқа наһийәсиниң ғәрбидики Уластайда Или хәлқиниң рәсмий қураллиқ паалийити башлиниду. Ғени, Патих, Осман, Сейит, Хәмит, Әкбәр башчилиғидики партизанлар отрядлири 1944-жили 6-октябрь күни таң сәһәрдә Нилқини үч тәрәптин қоршап һуҗум қилип, шиддәтлик җәңләр билән ишғал қилиду. Шундақ қилип хәлқимиз тәшналиқ билән күткән миллий-азатлиқ инқилап партлап, 12-ноябрь күни Ғулҗа шәһири гоминдаңчилардин азат қилинди... ...1944-жили 12-ноябрь күни Ғулҗа шәһиридики Уйғур-қазақ-қирғиз мәдәнийәт ақартиш клубида тәнтәнилик чоң жиғин ечилип «Шәрқий Түркстан Җумһурийити вақитлиқ һөкүмити» қурулғанлиғи җакаланди. Мән һөкүмәт әзаси вә ШТҖ һөкүмитиниң баш қативи болуп тайинландим. Һөкүмәтни қандақ тәшкилләш керәк, паалийәтни немидин башлаймиз, дегәнгә охшаш нурғунлиған мәсилиләр үстидә бешимиз қетишқа башлиди. Вақитлиқ һөкүмәтниң нәшир-әпкари «Азат Шәрқий Түркстан» гезитида аддий хадим болуп ишләватқан Әхмәтҗан Қасимий һөкүмәтниң бир мәҗлисидә дөләт түзүми һәққидә сөзгә чиқип, һәммимизни өзигә қайил қилғандин кейин мән униңға чиң йепишқан едим. Әтигәнлиги уни өзәмниң ишханисиға чақиривалимәндә, күни бойи биллә ишләп, кәчтә йәнә гезит редакциясигә апирип қойимән. Мән униңдин көп нәрсиләрни үгәндим, көп нәрсиләргә көзүм ечилди. Шуңлашқиму мән уни өзәмниң устази дәп һесаплаймән. ...Биз Шәрқий Түркстанниң үч вилайитидә гоминдаң әксийәтчилиригә қахшатқуч зәрбә бәрдуқ. Җаң Кәйши әксийәтчи даирилири өлкимиздә 200 миңға йеқин армиясини тутуп турушқа мәҗбур болди. Бу болса Мавниң қизил армиясиниң ички өлкиләрдә тез ғалибә қилип, бир пай оқ атмай Уйғурлар дияриға киришигә зәмин һазирлиди. Һә, башқиларниң пайдиси үчүн шунчилик қан төкүшниң, қурван болушниң һаҗити бармеди? Ақивити нәтиҗисиз халта кочиға берип тақилидиған күрәшкә биз — «Азатлиқ тәшкилати» немишкә хәлиқни қозғидуқ, үмүтләндүрдуқ?! Мундақ соаллар пүткүл өмрүм бойи маңа арам бәрмәй қийнап кәлмәктә...» дегән еди мойсәпит әйнә шундақ сөһбәтлиримизниң биридә. 1951-жили пантуркист, панисламист, мәхпий тәшкилат әзаси дегән бәднам әйипләр билән Абдурауп Мәхсум дәсләпкиләр қатарида қолға елинип, униңға өлүм җазаси берилиду. Хитай һакимийәт орунлири кейинирәк вәзийәттә қисмән юмшақ сәясәт жүргүзүп, бирқатар адәмләргә нисбәтән қаттиқ қоллуқ билән қоллинилған җаза чарилирини өзгәртиду. Шу түпәйли Абдурауп Мәхсумға берилгән өлүм җазаси бекар қилиниду вә 1953-жили түрмидин бошитилип, салаһийити әслигә кәлтүрүлиду. У 1953 — 1963-жиллири Или вилайәтлик һөкүмәт мәмурийитидә кадрлар бөлүминиң башлиғи, Или вилайәтлик Сәясий мәслиһәт кеңишидә рәһбирий лавазимларда ишләйду. Абдурауп Мәхсум Ибраһимий өз елида мавчилар тәрипидин жүргүзүлүп, баш-айиғи йоқ давамлашқан һәрхил сәясий һәрикәтләрдә дайимла хорлиниш-камситишларға, роһий чүшкүнлүкләргә бәрдашлиқ берәлмәй, ана вәтәнни тәрк етип, Қазақстан дияриға 1963-жили аилиси билән көчүп чиқишқа мәҗбур болиду. Абдурауп ака та 1974-жили һөрмәтлик дәм елишқа чиққичә Алмута йенидики «Ақсай» совхозида (һазирқи Достлуқ мәһәллиси) бағвән болуп ишләйду. Ялқунлуқ вәтәнпәрвәр шаир вә мәрипәтчи Абдуқадир Дамоллам: «Инсанниң қәдир-қиммити, мәйли у яхши әмәлни аз қилсун, көп қилсун, гөзәл әмәлийитигә бағлиқ» дегән екән. 1944-жилқи Шәрқий Түркстан миллий-азатлиқ инқилавиниң паал иштракчилириниң бири, әҗайип кәмтар, уттур сөзлүк, дилкәш инсан Абдурауп Мәхсум Ибраһимий 2005-жили аләмдин өтти. Миннәтдар әвлатлар өз хәлқиниң бәхит-саадити үчүн күрәшкән Абдурауп акидәк пәрзәнтлириниң ярқин қияпитини һечқачан унтумайду. Ядикар САБИТОВ. 

452 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы