• Йеңилиқлар
  • 12 Маусым, 2014

Сәвәп қилсаң, севәттә су тохтайду

Нуқтәий нәзәр/ Мәмликитимиз Конституциясидә гражданларниң миллити, тили, диний етиқати вә башқа пәриқләрдин қәтъий нәзәр, баравәрлиги, тәң һоқуқлуғи, уларға нисбәтән һәрқандақ камситишларға йол қоюлмайдиғанлиғи капаләтләндүрүлүп, Қазақстан хәлқиниң тиллирини үгиниш вә тәрәққий әткүзүшкә ғәмхорлуқ қилидиғанлиғи қәйт қилинған. Йәнә бир алаһидә тәкитләйдиған нәрсә шуки, «Тиллар  тоғрилиқ» қанун елимиздики тил мунасивәтлирини рәтләш бойичә асасий қанун болуп һесаплиниду. Мәзкүр қануний һөҗҗәт — тил, маарип саһасидики миллий еһтияҗлиримиздин чиқишқа қаритилған рәтләш-тәминләш ихтидариға егә. Қанунниң умумий қаидилирини өз ичигә алған І бапниң 6-маддисида дөләтниң тилларға нисбәтән ғәмхорлуғи бәкитилгән: «Қазақстан Җумһурийитиниң һәрбир граждини ана тилидин пайдилиниш, муамилә қилиш, тәрбийиләш, билим елиш вә иҗадийәт тилини әркин асаста, өз ихтияри билән таллавелиш һоқуқиға егә; дөләт тилларни үгиниш вә уларниң риваҗлинишиға шараит яритишқа ғәмхорлуқ қилиду; миллий топлар жиғилип яшаватқан җайларда чарә-тәдбирләр өткүзүлгәндә, уларниңму тили пайдилинилиду» дейилгән. Әнди мәзкүр қанунниң 7-маддисида тилларниң қоллинилишида тосалғулуққа йол қоймаслиқ, пухралар һоқуқини тилға қарап чәкләшниң қанунсизлиғи, лавазимлиқ шәхсләрниң дөләт вә башқа тилларниң қоллинилишиға тосқунлуқ һәрикәтлири уларни қануний җавапкәрликкә елип келидиғанлиғи ейтилған. Шуниң билән биллә қанунниң 21-маддисида «Бланк, еланлар, реклама, тахтилар, тизимлар вә башқиму көрнәклик әхбаратлар дөләт вә рус тиллири билән бирқатар, әгәр лазим болса, башқа тиллардиму берилиду» дейилгән. Қанунниң 23-маддисиға бенаән, дөләттики барлиқ тиллар дөләт һимайисидә, дөләт идарилири уларниң қоллинилишиға вә риваҗлинишиға  тегишлик шараитларни яритиши керәк. Демәк, мошу қанун-қаидиләргә асаслансақ, миллий маарип, мәдәнийәт дәргаһлиримизда ана тилимиздики йезиқ-әхбаратларни пайдилинишимизға болиду. Әнди йеқинда болуп өткән Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң ХХІ сессиясидә Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Нурсултан Әбиш оғли Назарбаев өзиниң нутқида Қазақстанда дөләт тилиниң роли, рус тилиниң рәсмий статуси вә барлиқ милләтләр тиллириниң һәм мәдәнийәтлириниң тәң һоқуқлуқ асаста тәрәққий етиши тоғрилиқ мәсилиләрниң һәл қилинғанлиғиға алаһидә тохтилип өтти. Дөләт рәһбири шундақла «Тиллар тоғрилиқ» қанунниң қобул қилинғиниға бийил 25 жил толуватқанлиғини һәм чарәк әсирдин буян дөләт тилини пәйдин-пәй тәрәққий әткүзүшкә вә барлиқ милләтләрниң тиллириниму риваҗландурушқа шараит яритиливатқанлиғини қәйт қилғач, «Тиллар тоғрилиқ қанунниң барлиқ тәрәплири үлгилик орунлиниши лазим», деди. Сир әмәски, һазир уйғурлар топлишип яшайдиған җайларда уйғур тили вә йезиғини пайдилиниш мәсилиси бойичә камчилиқларға йол қоюлмақта. Айрим әмәлдарлар мәмликитимиз Конституциясиниң, «Тиллар тоғрилиқ» қанунниң 6-, 7-, 21-, 23-маддилириға хилаплиқ қилмақта. Алмута вилайитидики уйғур мәктәплиридә уйғур тилидики стендлар, көрнәклик қураллар, шундақла маарип мәһкимилириниң намлири йезилған тахтилар, безәкләр елип ташланған. Мәлумки, буниңдин бирнәччә жил илгири уйғурлар зич җайлашқан айрим тәвәләрдики ана тилимизда билим беридиған мәктәпләр билән синипларда уйғур тили вә йезиғини пайдилиниш мәсилиси бойичә җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи (ҖУЭМ) Қазақстан Җумһурийити Билим вә пән министрлигигә мәхсус хәт йоллиған еди. Хошал боларлиқ тәрипи, тегишлик орунлар бу мәсилигә бепәрва қаримай, уни иҗабий һәл қилди. Йәни, 2011-жили 23-сентябрь күни Билим вә пән министрлигиниң мәктәпкичә һәм оттура билим бериш департаментиниң мудири Б.Кәримжановтин ҖУЭМниң шу вақиттики рәиси Әхмәтҗан Шардиновниң намиға рәсмий хәт кәлгән еди. Униң мәтини «Уйғур авази» гезитида елан қилинди вә хәтниң көчәрмиси уйғур мәктәплиригә әвәтилди. Әпсус, йәнә шу өзимизниң бепәрвалиғи түпәйли бу мәсилә әмәлиятта өз әксини тапқини йоқ. Бирақ, ядимизда болсунки, бу муәмма һели күн тәртивидин чүшкини йоқ. Йеқинда җумһурийәтлик Уйғур этномәдәнйиәт мәркизиниң рәиси Шаһимәрдан Нурумов вә ҖУЭМ рәисиниң орунбасари Нурмәһәмәт Палтахунов, Уйғур наһийәлик Уйғур этномәдәнйиәт мәркизиниң рәиси Закир Мәмиров вә Панфилов наһийәлик Уйғур этномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари Абдусалам Алиев Алмута вилайити һакиминиң орунбасари Серик Муқановниң һозурида болди. Баш қошушта асасән Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаевниң ҚХАниң йеқинда болуп өткән ХХІ сессиясидә Қазақстан җәмийитидики турақлиқ билән бирликниң «Қазақстан 2050» Стратегиясини әмәлгә ашуруш вә униң даирисидә бирлишип атқурулидиған иш-чариләр әтраплиқ муһакимә қилинди. Баш қошуш җәриянида шундақла оқутуш уйғур тилида жүргүзүлидиған мәктәпләрдә уйғур тили вә йезиғини пайдилиниш мәсилисиму оттуриға қоюлди. ҖУЭМ рәиси Шаһимәрдан Үсәйин оғлиниң тәкитлишичә, Серик Муқанов бу мәсилини толуқ үгинип чиққанлиғини һәм уни иҗабий һәл қилиш үчүн наһийәләрдики ички сәясәт вә билим бөлүмлиригә тапшурма берилидиғанлиғини ейтқан. Демәк, буниңдин кейин уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдә стендлар, көрнәклик қураллар, шундақла маарип мәһкимилири намлири йезилған тахтилар  тиллар  тоғрилиқ қанунға мувапиқ уйғур тилидиму йезилидиған болиду дегән сөз. Йошуридиғини йоқ, көпчилигимиз дөләт тәрипидин яритиливатқан имканийәт шараитларни толуқ пайдиланмайватимиз һәм қануний җәһәттин капаләтләндүрүлгән һоқуқлиримизни билмәйватимиз. Әгәр биз ушбу муһим мәсилиниң маһийитигә чүшинип, уни иҗабий һәл қилишниң йоллирини қараштурушқа тиришсақ, пешимиздин һечким қақмайду. Дана әҗдатлиримиз, «Сәвәп қилсаң, севәттә су тохтайду» дәп бекар ейтмиғанғу, ахир. Шәмшидин АЮПОВ, филология пәнлириниң намзити. 

366 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы