• Әхбаратлар еқими
  • 19 Маусым, 2014

Йеңи транстпорт васитиси ишқа қошулиду

Өткән һәптидә Алмута шәһириниң һакими Ахметжан Есимов җәнубий пәйтәхттә йеник рельслиқ транспорт йолини селишниң техникилиқ— ихтисадий асасини муһакимә қилиш бойичә кеңәшмә өткүзди. — Тәкитләш лазимки, шәһиримиздә метро ишқа қошулғандин кейин алмутилиқлар транстпортниң бу түриниң яхши тәрәплирини чүшәнди. Әнди биз селишни мәхсәт қиливатқан йеник рельслиқ транспорт васитисиму йолдики вақитни қисқартиду. Униңдин ташқири, бизниң йоллиримизниң алаһидиликлири вә травмай йоллириниң болуши бу лайиһини башқа дуния шәһәрлиригә қариғанда әрзәнирәк әмәлгә ашурушқа мүмкинчилик яритиду, — деди шәһәр һакими. Мәлумки,  Алмутида йеник рельслиқ транспорт системисини киргүзүш зөрүрийити алиқачан туғулған еди. Мәзкүр транспорт системиси ишқа қошулса шәһәрниң чоң кочилириға чүшидиған еғирчилиқлар азийиду, йеңи иш орунлири пәйда болиду. Һазир селинидиған транспорт системисиниң узунлуғи 22,3 километрни тәшкил қилиду, дәп күтүлмәктә. Лайиһигә мувапиқ, Алмутида йеник рельслиқ транспорт васитисини ишқа қошуш 2018-жили әмәлгә ашурилиду, дәп күтүлмәктә.

886 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы