- Әхбаратлар еқими
- 19 Маусым, 2014
Муһим мәсилиләр муһакимә қилинди
Ақордида дөләт кативи Әдилбек Жақсыбековниң қатнишиши билән Қазақстан хәлқи Ассамблеяси Илмий-экспертлиқ кеңишиниң кәңәйтилгән мәҗлиси болуп өтти.«Қазақстан-2050» стратегияси даирисидә дөләт органлириниң вә ҚХАниң Илмий-экспертлиқ кеңишиниң Илмий-экспертлиқ ишиниң йеңи вәзипилири» мавзусида өткән мәҗлискә Президент Мәмурийитиниң рәһбәрлиги, Парламент депутатлири, министрликләр билән идариләрниң, регионлардики илмий-экспертлиқ топларниң рәһбәрлири, алимлар вә иҗадий зиялилар, аммивий әхбарат васитилириниң вәкиллири қатнашти.
Дөләт кативи Әдилбек Жақсыбеков өз сөзидә «Қазақстан-2050» стратегияси, ҚХАни 2020-жилғичә тәрәққий әткүзүш концепцияси вә Дөләт рәһбириниң Ассамблеяниң ХХІ сессиясидә бәргән тапшурмилири нуқтәий нәзәридин дөләт миллий сәяситини илмий-экспертлиқ җәһәттин тәминләш ишиниң асасий вәзипилири вә йөнилишлиригә тохталди. Мәҗлистә шундақла ҚХАниң паалийитини илмий-экспертлиқ җәһәттин қоллап-қувәтләш, миллий бирлик вә җәмийәтлик разимәнлик саһаси һәм Қазақстандики милләтләрара вәзийәтниң һазирқи әһвали бойичә илмий тәтқиқатларни жүргүзүш, милләтләрара мунасивәтләр саһасидики илмий сәясәтни ишләп чиқиш үчүн университетларара һәмкарлиқни тәминләш бойичә Дөләт рәһбириниң тапшурмилирини әмәлгә ашуруш мәсилилири муһакимә қилинди. Шундақла ҚХАниң Илмий-экспертлиқ кеңишиниң иши тоғрилиқ һесават тиңшилип, башқа тәшкилий мәсилиләр қаралди.
Илмий-экспертлиқ кеңәш мәҗлисиниң йәкүни бойичә бирқатар тапшурмилар берилди.
Мәҗлис даирисидә шундақла Ассамблея вә Илмий-экспертлиқ кеңәш әзалириға Қазақстан хәлқи Ассамблеясиниң җәмийәтлик «Бірлік» алтун медали, шундақла ярлиқлар билән тәшәккүрнамиләр тапшурулди.
1015 рет
көрсетілді0
пікір