• Жиллар вә адәмләр
  • 16 Қаңтар, 2012

Һаятқа муһәббәт

Һаятиниң қисқилиғидин кәң җамаәтчиликкә дегәндәк тонулуп үлгәрмисиму, лекин әдәбиятниң поэзия жанрида өзигә хас из қалдуруп кәткән маливайлиқ жигит Һезбуллам Ғенияровниң ахирқи китавиниң нами «Һаятқа муһәббәт» дәп аталған еди. Китапқа мошу намни қоюшқа бирдин-бир дәвәтчи болған шаирниң рәпиқиси Ризвангүл Ғениярованиң пүткүл аңлиқ һаяти әйнә шу өзи қойған намға мунасип өтти. У атисидин кичик житим қалғандиму, йолдишидин әтигән айрилғандиму, төрт пәрзәндини қучақлап ишсиз ятқандиму өз еқидисидин, һаятқа болған хуштарлиғидин айрилмиди. Ризвангүл туғулған 1941-жили дәһшәтлик уруш башлинип, дадиси Аблимит ака шу жилила җәңгә атланди. Уруш аяқлишай дегәндә мәйдандин қара хәт кәлди. Кейинирәк байсейитлиқ ветеран Иврайим Садировниң ейтип беришичә, Аблимит ака Берлинға йетип берип, шу йәрдә қаза бопту. У жиллардики қийинчилиқларни ейтмисиму чүшинишлик. Ризвангүл һәдиниң бовиси Розахун һаҗимниң чоң беғи болуп, пүткүл жут балилири язлиғи әшу бағдики мевә-чевиләрни йәп күн көрәттекән. — У чағларда мән кичик болғачқа, буниң һәммисини маңа кейинирәк рәмәтлик апам Кәнҗәм, худди чөчәк ейтқандәк, ейтип берәтти, — дәйду Ризвангүл һәдә өтмүшни әсләп, — мени ялғуз дедиму яки заманниң еғирчилиғидинму, бовам рәмити апамни зорлап дегидәк Шәмшидин мәлисидики Розахун дегән кишигә ятлиқ қилиду. Шундақ қилип, мән бәш қериндашлиқ болуп қалдим. Ризвангүл 8-синипни Маливайда пүтирип, оқушни давамлаштуруш мәхситидә Челәккә келиду. Дәсләп Киров, андин һазирқи Абдулла Розибақиев намидики мәктәпләрдә оқуйду. У әшу жиллири оқутқан устазлири Мәрийәм Норузова, Яқупҗан Рахматуллин, Гүлҗаһан Тохтиева вә башқиларниң исимлирини та мошу күнгичә зор еһтирам билән тилға алиду. Чүнки шуларниң бәргән пухта билими түпәйли маарип саһасида үнүмлүк ишләп, әмгиги тилға елинишқа башлайду. Униң һаятқа болған муһәббити шу жиллири Маливай мәктивидә уйғур тили вә әдәбияти пәнлириниң муәллими болуп ишләватқан Һезбуллам исимлиқ жигит билән көңүл қошуп, аилә қуруши нәтиҗисидә техиму күчәйди. Чүнки Һезбуллам Ғенияров шу чағлардила шаир сүпитидә жутқа тонулған, зеһни өткүр, келәчәккә зор үмүт-ишәнчә билән қарайдиған көзи очуқ жигитләрдин еди. — Һезбуллам билән өткән дәқиқиләр һаятимдики әң бәхитлик чағлар болди, — дәп сөзини давамлаштурди Ризвангүл һәдә, — у маңа һәқиқий мәнасида устаз болди, униңдин көп нәрсиләрни үгәндим. Мону бир вақиә задила ядимдин чиқмайду. У чағларда мән Байсейит йезисидики Исмайил Тайиров намидики уйғур оттура мәктивидә чоң пионер йетәкчиси болуп ишләвататтим. Бир күни бир топ илғар пионерларни сәяһәткә елип чиқтим. Йезиниң четидики алмилиқ бағ көзимизгә бөләкчила чирайлиқ көрүнүп кәтти. Алмиларниң алди пишқан мәзгил болидиған. Шуңлашқа биз дәсләп бағниң күзәтчиси билән сөзлишишни орунлуқ көрүп ичкири маңдуқ. Қолида узун тайиғи бар оруқ кәлгән киши бизни көрүп алдимизға кәлди. Салам-сааттин кейин кәлгән мәхситимизни ейттуқ. У қарши болмиди. Гәптин-гәп чиқип мән у кишиниң тәқипләш қурвини болған атақлиқ рәссам Авакри Шәмси екәнлигини билдим. Мән шу күни өйгә келишим биләнла бу вақиәни Һезбулламға сөзләп бәрдим. У бәк тәсирлинип; «Бу немә дегән адаләтсизлик. Шундақ талантлиқ адәмниң күзәтчи болуп ишлиши хәлқимиз үчүн чоң йоқитиш әмәсму», дәп бир һазағичә һаяҗанини басалмиди. Аридин бир аз вақит өтүп, «Коммунизм туғи» (һазирқи «Уйғур авази») гезитида Һезбуллам Ғенияровниң атақлиқ рәссам һәққидә мақалиси йоруқ көриду. Мошу мақалә елан қилинип, көп вақит өтмәй Москвадин бир-нәччә киши келип, Һезбуллам билән Авакри Шәмсиниң өйигә бариду. Мана шуниңдин башлап атақлиқ рәссам мой қәлимини яңливаштин қолға алиду вә Исмайил Тайиров намидики мәктәптә рәсим пәнидин муәллим болуп ишқа орунлаштурулиду. Ризвангүл һәдә мәктәптә ишләш билән биллә мәтбуат саһасидиму ихтиярий мухбир сүпитидә актив паалийт елип барди. Униң әмгәк адәмлири, ана жут, йеза егилиги ишлири һәққидә язған мақалилири Челәк наһийәлик «Әмгәк туғи» гезитиниң сәһипилиридин давамлиқ орун елип турди. Униң мақалилири шундақла шу чағлардики җумһурийәтләр ара чиқидиған «Коммунизм туғи» гезитидиму пат-пат елан қилинатти. У мәктәптә ишләш җәриянида өзиниң актив паалийәтчанлиғи, җәмийәтлик ишларға паал арилиши түпәйли мәктәп мәмурийитиниң вә коллективниң һөрмәт-ишәнчисигә сазавәр болди. Әпсус, бу бәхитлик күнләр узаққа созулмиди. Худди һава очуқ күни чақмақ чаққандәк бир күни туюқсизла йолдиши Һезбуллам йоруқ дуния билән хошлашти. Бу 1975-жили еди. Әнди төрт балини бағриға бесип қалған Ризвангүл һәдигә һәм ана, һәм ата орнида болушқа тоғра кәлди. Алди техи әндиләтин 12-13, кәйни 6-7 яшларға кәлгән төрт балини беқип қатарға қошуш яш аниға оңай болғини йоқ, әлвәттә. 34 йешида сөйгән җүптидин айрилип, тул қалған Ризвангүл һәдә һаятқа болған муһәббити түпәйли пәрзәнтлирини қатарға қошуш армини билән яшиди. Арида Ишиктә шәһиридики педагогика училищесини тамамлап, устазлиқ паалийитини давамлаштурди. Ирадилик аял пәрзәнтлирини, «Тумшуқлуққа чоқтурмай, қанатлиққа қақтурмай» чоң қилди, әл қатари оқутти. Оғли Анис һазир Маливай оттура мәктивидә технологиядин, келини Гүлчәһрәм қазақ тили пәнидин дәрис бериду. Қизи Сумбат Т.Жүргенов намидики театр институтини тамамлап, һазир М.Әвезов намидики драма театрида режиссер болуп ишләватиду. Униң 1993 — 1994-жиллири атақлиқ кинорежиссер Абрар Қасимов тәрипидин чүширилгән «Назугум» кинофильмида баш қәһриман — исми ривайәткә айланған уйғур қизи Назугумниң ролини муваппәқийәтлик иҗра қилип, кәң җамаәтчиликниң иллиқ ихласиға бөләнгәнлиги һәммигә мәлум. Сумбатму атиси охшаш шеир йезишқа һәвәс қилиду. У шундақла бир нәччә драма әсәрлириниң муәллипи. Дилраба географ, Қариқат тиббий хадим. Ризвангүл һәдә һазир җәмийәтлик ишларниң активисти, йезилиқ аяллар кеңишиниң рәиси сүпитидә нурғунлиған мәдәний иш-чариләрни әмәлгә ашуруп, жутдашлириниң иззәт-һөрмитигә бөләнгән қәлби сехи инсан. Бүгүнки күндә өзиниң 70 яшлиғини қарши еливатқан нураний ана 12 нәврә билән 4 чәврисиниң қизиғини көрүп, меһмандост вә сәмимий келини Гүлчәһрәм билән гуңур-муңур һаят кәчүрмәктә. У болупму нәвриси, — Алмута шәһиридики Абдулла Розибақиев намидики 153-мәктәп-гимназияниң оқуғучиси Муштәри Исламованиң сәнъәт саһасидики муваппәқийәтлиридин бәк миннәтдар. Пурсәттин пайдилинип, биз Ризвангүл һәдигә илаһим яшлиқта тартқан җапалириңиз хатирҗәмликкә алмашсун, сиздики барлиқ инсаний хисләтләр нәврә-чәвриләрниң қәлбигә сиңсун, тениңиз сағлам болсун, дегән тиләкни билдүримиз. Мәһәмәтҗан ҺАПИЗОВ. Әмгәкчиқазақ наһийәси. СҮРӘТТӘ: Ризвангүл Ғениярова қизи Сумбат билән.

655 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы