• Йеңилиқлар
  • 26 Маусым, 2014

Қазақстанниң шипалиқ өсүмлүклири

Кучула (жауқазын, подснежник Воронова)/ Кучула  көпжиллиқ егизлиги 20—30 сантиметрға йетидиған гүл өсүмлүк. Кучулиниң йәр астидики пияз бешидин галантамин дегән дора тәйярлиниду. Кучула қар кетиши билән ечилиду. Шуңлашқа рус тилида «подснежник» дәп нам алған. Кучулиниң йәр астидики бешида нурғунлиған алколоидлар бар. Уларниң ичидики әң асаси «галантамин» болуп һесаплиниду. Галантамин әсәб ағриқлири, униң ичидә нерв импульсини булҗуңларға өткүзүштә муһим роль ойнайду. Буниңдин ташқири, көз ағриқлириниң бирмунчә түрлирини давалаштиму қоллинилиду. Галантамин — полимиэтил ағриғини, балилар арисидики паләч кесилини давалашта әң асасий дора болуп һесаплиниду. Бу дориниң тәсиридин аяқ, қолниң һәрикити тез әслигә келиду. Шуңлашқа галантаминни полиневрит, радикулит, нерв системиси җараһәтләнгән чағда, булҗуңларниң һәрикити аҗизлашқанда (миостения) қоллиниду. Қийимқо (атқұлақ, қымыздық, шавель конский) Қийимқо — егизлиги 1,5 метрғичә йетидиған көпжиллиқ өсүмлүк. Йилтиз-томури йоған һәм қисқа қошумчә йилтизлири нурғун. Йилтиздин чиққан вә төвәндики ғол йопурмақлири үчқирлиқ, жүрәккә охшаш болуп келиду.  Барлиқ йопурмақлириниң асти тәрипидә қисқа-қисқа түкләр бар. Гүллири ушшақ, йешил болуп келиду. Июнь — июль айлирида гүлләйду. Қийимқо җаңгалниң әтрапида, мал отлайдиған йәрләрдә, йол һәм ериқ бойлирида өсиду. Дора тәйярлаш үчүн қийимқониң йилтизини күздә вә гүллигән чағда жиғиду. Тәркивидә пурақлиқ маддилар — антиглюкозидлар, момлиқ маддилар, эфир майлири, К витамини, төмүр бар. Бу өсүмлүктин ясалған дориларни соғ тегишкә қарши тәсир қилиш, чоң тәрәтни маңғузуш, йәл чиқириш, өт маңғузидиған, қан тохтитиш үчүн пайдилиниду. Аччиқ вә тоқ үчәйләргә соғ тегишниң алдини елиш, геморрой ағриғи үдигән чағда, қан азайғанда давалаш үчүн қоллиниду. Еғиз һәм чиш әтрапидики булҗуңларға соғ тәккәндә қийимқониң тиңдурмиси билән чайқайду. Бу өсүмлүктин ясалған дориларниң адәм терисидики бир мунчә ағриқларни давалаштиму әһмийити зор. Хәлиқ тибабәтчилигидә мошу өсүмлүкниң йилтизидин тәйярланған тиңдурмини дизентерия ағриғини давалашта пайдилиниду. Униң томуриниң спиртлиқ тиңдурмисини ревматизм, чиш булҗуңлирида яра пәйда болғанда, еғиз ичидики яриларни давалашта кәң қоллиниду. Қийимқониң йилтиз томурлири дорилиқ хамәшия болуп һесаплиниду. Томурларни август айлирида гүҗәк билән колап жиғиду. Қезивелинған томурларниң йәр үстигә чиқип турған бөлигидин айрип, соғ суда жуюп, оттуридин иккигә бөлүп, чедир астида қурутиду. Қуруш мәзгили йилтиз оңайла сунғичә давам қилиду. Дорини тәйярлаш вә қоллиниш усули Қурутуп угитилған томурдин 1 аш қошуғини 1,5 стакан суға селип, 15 минут қайнитип, 4 саат тиңдуруп қойиду. Тәйярланған тиңдурмини дакида сүзүп, 1 аш қошуқтин күнигә 3—4 қетим истимал қилиш керәк.

547 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы