• Йеңилиқлар
  • 26 Маусым, 2014

Иманимиз билән бирлигимиз мустәһкәм болсун!

Қазақстан Мусулманлири диний башқармисиниң рәиси, Баш муфти Ержан һаҗи Малғажыулы һәзрәтниң хасийәтлик Рамзан ейиға мунасивәтлик елимиз хәлқигә мураҗиити       Һөрмәтлик қериндашлар! Мусулман әһлиниң улуқ мәрикиси — хасийәтлик Рамзан ейи мубарәк болсун! Хәлқимиздә «Байлиқ — байлиқ әмәс, бирлик — байлиқ»,  дегән нәқил бар. Аллаға шүкри, кәң далани маканлиған һәрхил милләт билән еләтниң иҗил-инақ һаят кәчүрүши — бу хәлқимизгә Алланиң бәргән немити, чәксиз рәһими. Қәдирлик қериндашлар!  Динниң мәхсити — изгүлүк, бәрикәт билән бирлик. Ислам дини мәмликәттә, җәмийәттә течлиқ, адаләтлик, турақлиқ тәнтәнә қазинишини көзләйду. Адәмләрни шуниңға тәрбийиләйду. Алла тала адәм балисини «Бөлүнмәңлар»,  дәп инақ, өм болушқа чақирған. Пәйғәмбиримиз Муһәммәд әләйһиссаламниң рәһбәргә беқинип, талаш-тартиш чиқармаслиқни тәшвиқ қилишида чоң мәна бар. Бүйүк бәхиткә имани билән интилған Рудакиниң: «Һаят — деңиз, униңда үзимән демәң, Изгүлүктин ясалмиса кемиңиз», дегән сөзи қайси җәмийәткә болсун күч-қувәт бериду. Пәйғәмбиримиз Муһәммәд әләйһиссалам өз вәсийитидә қамчиниң сепидәк қисқа һаятни мәнивий қәдрийәтләрни бейитишқа беғишлаш һаҗәтлигини ейтқан. Алла Әлчиси хошлишиш хутбисидә: «Мән араңлардин кәткәндин кейин баяғи түгимәйдиған уруш-талашқа, маҗраға қайтидин йол қоймаңлар»,  дегән. Әлһәмдулилла, ата-бовилиримиз нәччә әсирләрдин бери арман қилип өткән Мустәқилликкә қол йәткүзүшниң нәтиҗисидә муқәддәс динимиз билән қайта дидарлаштуқ. Хәлқимиз мустәқиллик шарапити билән биллә әньәнивий мәдәнийитигә, тили билән диниға толуқ егә болуп, уларни заманға мувапиқ риваҗландурушқа мүмкинчилик алди. Өчкинимиз йенип, унтуғинимиз йеңиланди. Буниң һәммиси Қазақстанниң тутқан йөнилишиниң тоғрилиғини, әҗдатлар йолидин чәтнәшмигәнлигини билдүриду. Әнди унтулушқа йүзләнгән диний қәдрийәтләрни қайтидин җанландурушниң пәйти кәлди. Биз Қазақстан мусулманлири диний башқармисиниң даирисидә 2014-жилини «Дин билән әнъәнә» жили дәп елан қилдуқ. Мәхситимиз — миллийлигимиз вариси — шәриәттики мәзһибимиз билән билишкә тегишлиқ мәктивимизни йолға қоюп, есил дурданилиримизни йоруққа чиқириш, үзүлгәнни улап, йоқатқанни түгәлләш, бирнәччә әсир тарихи бар диний рәсим-йосунлиримизни әслигә кәлтүрүш. Шуниң арқилиқ Қазақстанниң бүйүк дөләткә айлиниши үчүн қолумиздин келишичә төһпә қошуш. Бүгүнки күндә әнъәнилиримиз вариси болған роһаний қәдрийәтлиримизни йеңилаш мәхситидә җумһурийәт даирисидә изгү иш-чариләр уюштурулуватиду. Қәдирлик вәтәндашлар! Иман булиғидин су ичкән адәм вижданиға дағ чүшәрмәйду. Чүнки, Ислам инсаний қәдрийәтләрни қәдирләшкә дәвәт қилиду. Мошу мәхсәттә һәммиңларни хасийәтлик Рамзан ейини муһтаҗ адәмләргә ярдәмлишиш билән, житим-йесирға, қерилар билән накаларға меһир-шәпқәт көрситип, соваплиқ ишлар, изгү амаллар билән өткүзүшкә чақиримән. Алла таала хасийәтлик Қуръан Кәримдә: «... яхши ишқа вә тәқвадарлиққа ярдәмлишиңлар...», дәп буйриған («Маидә» сүриси, 2-айәт) Рамзан — тәлим билән тәрбийә, қилған яхшилиқларниң совави һәссилинип йезилидиған, Пәрвәрдигаримизниң меһир-шәпқитигә бөлүнидиған ай. Шундақ екән, Алланиң чәксиз сий-һөрмитигә изгү һәм соваплиқ иш-әмәллиримиз билән қол йәткүзүштә чәттә қалмайли! Хасийәтлик айниң һөрмитигә гунаға йетиләйдиған, Алланиң ғәзивигә дучар қилидиған барлиқ яман ишларға йол берилмисекән. Хәлиққә хизмәт қилишниң барлиқ түрлиригә йеникчиликләр ясалса дегән нийитимиз бар. Җәмийәтлик транспортларда йол һәққи әрзәнлитилсә, ашханиларда иптар вақтида хәйрихаһлиқ иш-чариләр уюштурулса, коллективларда, кархана, мәһкимиләрдә, болупму, қурулуш саһалирида роза тутуп жүрүп ишләйдиған қериндашлиримизға һөрмәт көрситилсә, нур үстигә нур болар еди. Изгү нийитимиз билән тилигимизни дин җанкөйәрлири инавәткә алиду дегән ойдимиз. Рамзан ейида қилған изгү нийәт билән әмәллиримиз башқа айлардиму давамлишивәргәй! Алла таала  һәмимизниң пани дуния билән бақидиму үзүмизни йоруқ қилип, келәчәккә басқан қәдимимизни бәрикәтлик қилғай! Тилигимиз қобул болсун! Байлиғимиз — иманимиз билән бирлигимиз мустәһкәм болғай!

403 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы