- Дидар ғенимәт
- 17 Шілде, 2014
Сабиқ синипдашлар учрашти
1959-жили Уйғур наһийәсиниң Кәтмән оттура мәктивидин 70 нәпәр жигит-қиз учум болған. Балилиғимиз уруш жиллириға тоғра кәлгәчкә, көпчилигимиз йерим житимлар едуқ. Кәтмән йезисида онжиллиқ мәктәп болғачқа, у йәргә Ғалҗат, Чоң Ачиноқа, Кичик Ачиноқа, Бөдүтә, Довун, Гомба вә башқа жутларниң балилири жиғилған еди.
Мәктәпни тамамлиған жили бизни тәғдир һәрян ташлиди: Алмута, Ташкәнт, Бишкек, Сәмәрқәнт, Минск, Новосибирск шәһәрлиридә билим елишқа атландуқ.
Аримиздин 28 адәм алий билим алди. Уларниң көпчилигиниң исми мошу кәмдә әлниң еғизида. Мәсилән,филология пәнлириниң доктори Тельман Баратов, тарих пәнлириниң доктори Худавәди Җанбақиев, биология пәнлириниң намзити Зина Аблизова, алий категориялик хирург Ғәйрәт Сейитов, педиатр Коммунар Баратов, шаир Илахун Җәлилов, пешқәдәм устаз Света Әхмәтова вә башқилар шулар җүмлисидиндур.
Бу қетим синипдашлар йәнә Алмута шәһиридики «Нур-Нур» кафесида учраштуқ. Бәхтимизгә бизниң төрт устазимиз — Имтахун Тохтасунов, Шавдун Өмәрбақиев вә Шавдун акиниң рәпиқиси Ида Павловна, Һетахун Мамиқовлар һаят екән. Аңлап хошал болдуқ. Амма уларниң көпчилиги саламәтлигигә бола бу баш қошушқа қатнишалмиди.
Синипдашлардин жигирмә сәккизи аләмдин өтүпту. Учришишимиз әйнә шу мәрһумларни әскә елиштин башланди. Шуниңдин кейин синип рәһбиримиз Шавдун Өмәрбақиев үч синип оқуғучилирини тизим бойичә түгәллиди. Униң давами тостларға, алий тиләкләргә, нахша-сазға улашти.
Полат ХОҖАЕВ.
Алмута шәһири.426 рет
көрсетілді0
пікір