• Әхбаратлар еқими
  • 31 Шілде, 2014

Мечит йеңиланди

Ғәйрәт йезисидики мусулман әһли үчүн селинған мечит 1995-жили өз ишигини ачқан еди. Һәрхил жилларда униңда һели мәрһум Мәрүп Баситов, Турсун Идрисов, Зерип Садиров имамлиқ қилған. Арилиқтин бир жил кам жигирмә жил өтүпту. Тәбиәтниң иссиқ-соғида мечитниң теши конирап, Алланиң муқәддәс өйини җөндәш ишлирини қолға елиш һаҗәт болди. Бу халисанә ишқа өткәндә Кеңәш Иттипақиниң Қәһримани Мәсим Яқуповниң хатирисигә беғишланған футбол турнирида ғалип чиққан И.Саттаров намидики оқуғучилар командиси әнчисигә тәккән 300 миң тәңгә ианә қилинди. Шундақла хошна Челәк йезисиниң турғуни Турсун қарим Қәмирдиновниң оғуллири Камалдин вә Данияр Қәмирдиновлар һамийлиқ қилди. Шундақ қилип, Рамзан һейти мәйрими күни йеза хәлқи йеңиланған мечитта намаз оқуди. Имам Кәримҗан Йәһияров намаздин кейин ушбу қутлуқ ишқа йеқиндин ярдәмләшкән бирқатар шәхсләргә, болупму жигитбеши Мөһидин Турғанов, Ғәйрәт йезилиқ Ханим-қизлар кеңишиниң рәиси Зәйтүнәм Турданова, жутниң паалийәтчан яшлири Ришат Турғанов, Арман Мүсәлимов, Сабир Мустафаев, Әзизҗан Мәрүпов, Ришат Имрәмзиев, Шавкәт Мирзақулов, Бәхтишат Османов, Ришат Ғаппаров, Надир Пәхирдинов, Сидиқ Садиров, Расул Турсунов кәби яшларға миннәтдарлиқ билдүрүп, дуа-тилавәт қилди. Ахирида әрвалар роһиға атап,  нәзир берилди.

Абдулҗан

АЗНИБАҚИЕВ.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

846 рет

көрсетілді

2

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы