• Замандаш
  • 31 Шілде, 2014

«Колхоз рәиси» тәхәллуслуқ полковник

Әр-аял истипадики полковник Арсен Турдиев билән истипадики старшина Ялқунум Салайдиновани (сүрәттә) тонуш-билишлири һәрбий кийимсиз тәсәввур қилалмайду. Бәзидә уларни һәрбий кийимсиз тонумай қалған пәйтләрму болған. Әр-аял хизмәт қилған һәрбий қисимдики кәсипдашлири уларға һөрмәт билән мунасивәт қилиду. Һәрбий кийим ярашқан бу инсанларни дайим яшларға үлгә тутиду. Йеқинда әр-аял хизмәт қилған һәрбий қисимдин уларға тәбрик хәт кәлди. Һәрбий қисим командири полковник Турдиевни 60 жиллиқ тәвәллуди вә уларниң аилә қурғининиң 35 жиллиқ тойи билән сәмимий тәбрикләп, әр-аялниң җумһурийитимизниң чегара хизмитигә сиңәргән әмгигини алаһидә тилға апту. Шундақла  һәр иккилисиниң чегаричилар һәққидә йезилған китапқа киргүзүлгәнлигини, Арсен Турдиевқа «Пәхрий чегаричи» атиғи берилгәнлигини хәвәрләпту. Истипадики чегаричилар бу хәтни оқуветип, өзлири туғулуп-өскән вә әмгәк паалийитини башлиған Уйғур наһийәсиниң Ғалҗат йезисини әскә алди.

Арсен Турдиевниң атиси Һәмрасопи Улуқ Вәтән уруши жиллири Ғалҗат йезисидики мәктәптә устаз, андин колхозда партком кативи, ферма башлиғи, хошна йезиларниң биридә колхоз рәиси охшаш хизмәтләрни атқурған. Униң рәпиқиси  Аминәм дуканчи болған. Ата-ана бир қиз, төрт оғулниң һәммисигә алий билим беришқа тиришиду. Пәрзәнтләрниң тунҗиси Малинур ана изи билән маңди. Оғулларниң һәммиси алий мәлумат алди. Төрти төрт кәсипниң егилиридин болди. Марс — инженер, Юпитер — биолог вә мәзкүр пән бойичә пән намзити, Тиливалди — врач, Арсен инженер- механик. Ата «балилиримниң бири колхоз рәиси болсекән» дәп арман қилаттекән. Униң бу арминини Арсен орунлап, у 35 йешида туғулуп-өскән жутидики «Социализм» колхозиға рәис болуп сайлиниду. Шу вақитта у Уйғур наһийәсидики әң яш рәис еди. Бу хизмәткә у оңай йәткини йоқ. Йеза егилиги институтиниң инженер-механикларни тәйярлайдиған факультетини тамамлап, сәккиз жил давамида егиликтә баш инженерниң орунбасари, баш инженер, колхоз рәисиниң орунбасари охшаш балдақларни бесип өтти. 1990-жили, 22-майда Ғалҗат йезисиниң Мәдәнийәт өйидә жиғин өтүп, у жутдашлириниң қоллап-қувәтлиши билән колхоз рәиси болуп сайланди. — Икки ай кам икки жил давамида мошу хизмәттә олтардим, — дәйду у сөһбәтара. —        Жутдашлириңизниң көңлидин чиқтиңизму? — соридим униңдин. —        Гәп мана шуниңда. Жутдашлиримниң көңлини ялғуз алғиним йоқ. Һәммә ишни «Социализм» колхозиниң барлиқ рәһбәрлири бирлишип әмәлгә ашурдуқ. Мән у вақитта яш едим. Шуңлашқа мән тәҗрибилик акилиримниң ярдимигә муһтаҗ болдум. Әң асасий нәрсә йезиға су киргүздуқ. Мәктәп, мәдәнийәт өйлириниң җөндәш ишлирини жүргүздуқ. Ғалҗаттин Чалкөдә яйлиғиға уттур йол ачтуқ. Йезиға 40тин ошуқ өй селип, йеңидин аилә қурған яшларни орунлаштурдуқ. Тохсининчи жилларниң еғир дәври башланғичә Арсен Турдиев өз әрки билән рәисликтин кетип, тиҗарәтчилик билән шуғуллиниду. Хитай билән Һиндстандин кийим-кечәкниң һәрхил түрлирини, Германиядин машина әкелип сатиду. — «Арсен колхозниң пулини йәп кәтти» дегән сөзләрдин қорқмидиңизму? – соридим униңдин. — Бу соалниң тәпсилий җавави сөһбитимиз давамида айдиңлишиду, дәп ойлаймән. Шәхсән өзәмниң җавави: ундақ әпқачти гәпләргә һеч қандақ әһмийәт бәрмидим. Биринчидин, мән яш едим. Мениңда колхозни «йәйдиған» тәҗрибиму, иштәйму йоқ еди. Иккинчидин,  маңа тиҗарәтни башлаш үчүн 500 АҚШ доллирини достлирим берип турди. Мән мошу пулни айлинимға салдим. Мән өмүрбойи тиҗарәтчилик қилимән, дәп ойлимидим. Немишкә, десиңиз, мән һөҗҗәтлиримни Уйғур наһийәсидики чегаричилар отрядиға әкелип өткүзүп қойған едим. Һәрбий болуш бу мениң балилиқтики арминим еди. Армиядин кейин һәрбий училищеға беришни көзләп жүрәттим. Пәқәт дадамниң гепигә болала Алмутиға келип, йеза егилиги институтида оқудум. Студент Турдиевни  йәтмишинчи жиллири Алмутидики оқуш орунлирида тәһсил көргән уйғур яшлири яхши билиду. У җәмийәтлик ишларниң активисти болуп, уйғур студентлирини гезитқа муштири болушқа, Уйғур театриға беришқа дәвәт қилатти. Арсен Турдиевниң һәрбий һаяти 1994-жили башланди. У Уйғур наһийәсидики чегаричилар отрядиға ишқа орунлишип, көп өтмәй рота командири болиду. Йәттә айдин кейин у отрядта қурал-ярақ вә техникилар бойичә командирниң орунбасари, шундақла автоинспекцияниң башлиғи болуп тайинлиниду. Техникидин хәвири бар инженер-механик отрядниң кардин чиққан техникисини тез арида «путиға турғузиду». Шу жиллири Уйғур наһийәсидики чегаричилар отряди техникиниң сүпити бойичә биринчиликни һечкимгә бәрмигән еди. Бу чоң лейтенант Турдиевқа чоң аброй елип кәлди.  Уюштуруш қабилийити жуқури болған сабиқ колхоз рәиси чегаричилар қисимдики «Офицерлар жиғини» намлиқ кеңәшкә рәис қилип сайлиниду. Бу кеңәш арқилиқ у әйнә шу тохсининчи жилларниң еғир дәвридә офицерларниң жиғисини жиғлиған еди. Отрядтики бу хилдики яхши ишлири үчүн униңға кәсипдашлири «колхоз рәиси» дәп тәхәллус қойиду. 1998-жили Алмутиға һәрбий хизмәткә йөткәлгәндиму у «Офицерлар жиғинидин» чәтнәп кәтмиди. Йәттә жилдин кейин болса, майор А.Турдиев Бурундайдики һәрбий авиация қисими командириниң орунбасари лавазимиға тайинлиниду. Мошу йәрдә у полковник унванини елип, 2010-жили истипаға чиқти. Он алтә жил һәрбий хизмәттә жүрүп, 1- вә 2-дәриҗилик «Чегара хизмитиниң әлачиси» бәлгүси билән тәғдирләнди. Униңдин башқа бирнәччә юбилейлиқ медальларни елишқа муйәссәр болди. Униң исми өзи ахирқи жиллири хизмәт қилған һәрбий қисимниң сәксән жиллиғиға мунасивәтлик чиқирилған китапқа йезилди. Россиядә ФСБниң 90 жиллиғиға чиқирилған хатирә бәлгүму униң көкригидин орун алди. Бу полковник А.Турдиевниң чегара хизмитигә сиңәргән әмгиги аз әмәс дегән сөз. Өмүрлүк җүпти Ялқунум һәдимиз иккиси жутдаш. У яқ Ғалҗат оттура мәктивини әла баһаларға тамамлиған учумкарларниң бири. У йолдишидин һеч қелишмай чегаричилиқ вәзиписини ада қилди. Һәрбийләрниң қанун-қаидилирини яхши билидиған һәдимиз полковник сөзләватқанда җим олтарди. Шундақтиму у яқни сөһбәткә җәлип қилишқа тириштим. — Бир күни мән ишта новәтчи едим, — дәп сөзини башлиди һәдимиз. — Қарисам, коча тәрәптин Арсен кирип келиватиду. Жүгрәп чиқип униңдин бир нәрсә  соримақчи болдум. Шу вақитта у бом авази билән: «Старшина Салайдинова, сиз ишта, мени иштики әһвалдин хәвәрдар қилиң» дегән еди. Мән тәртип бойичә тик туруп униңға җавап бәрдим. Иш түгәп, өйгә келип, һәрбий кийимни йәшкәндин кейин у маңа қарап: «Бая немә ейтмақчи едиң? Әнди сөзлә» деди. Әйнә шундақ ишиға алаһидә җавапкәрлик билән қарайдиған офицер еди. — Һәрбий кийим демәкчи, пенсиягә чиққандин кейин һәрбий кийимлириңларни сеғинип жүридиғансиләр? — соридим әр-аялдин. — Ана жутумиз Ғалҗат йезисидин чиққан һәрбийләр пат-пат баш қошуп туримиз, — дәп сөзини давам қилди Арсен ака. — Әйнә шундақ пәйтләрдә кийивалимиз. — Жуттин чиққан һәрбийләр көпму? — Ғалҗат оттура мәктивини тамамлиған вә һазир хизмәт қиливатқан үч полковник бар. Улар Асимҗан Әхмәтов, Шаһам Әйсаров вә Султанмурат Кибиров. Униңдин башқа офицерлар билән сержантларму аз әмәс. — Өзиңиз Алмутида турсиңизму, жутдашлар билән мунасивәт үзүлмәптидә... — Алмутилиқ ғалҗатлиқлар тәшкил қилған «Ана жут» фондимиз бар. Уни өз вақтида жутдишимиз Һезим Исламов алмутилиқ ғалҗатлиқларниң бешини қошуп, тәшкил қилған еди. У бу ишни чин көңлидин әмәлгә ашурған екән. Фондимиз мошу кәмгичә моҗут. Жутдашлар мени униң рәиси қилип сайлиди. Қолумизға пул чүшүп қалса, жутқа, асасән мәктәпкә ярдәм қилип туримиз. Өткәндә йезимиздики Улуқ Вәтән урушиға қатнашқанларға орнитилған хатирә ташни кәңәйтип, униңға кейинки вақитларда вапат болған атилиримизниң исим-нәсибилирини яздуқ. Жутдишимиз, миллитимиз җанкөйәри, алим Алимҗан Тиливалдиниң беваситә уюштуруши билән һәр жили өтүватқан «Ғалҗат йезисиниң мәдәнийәт күнлири» мәрасимиғиму бир кишидәк ат селишип туримиз. Өткән жили ғалҗатлиқларниң мәшривини қурдуқ. У йәрдиму қуруқ гәптин әмәлий ишларни қолға елишқа һәрикәт қиливатимиз. Бу йәрдә Худавәди Имамзаров, Мусрәт Тохмәтов, Шаһам Әйсаров, Абдувәли Имиров охшаш жут активистлириниң исимлирин тилға алмақчимән. Һәрқандақ мәрасимда жутдашлирим мәйли Ғалҗатта болсун, мәйли Алмутида болсун мени дәстиханниң төригә тәклип қилип, һөрмәт билдүриду. Шуниңға қариғанда мән уларни рәис болғандиму, һәрбий болғандиму рәнҗитмигән болсам керәк, дәп ойлаймән. Маңа буниңдин артуқ һөрмәт керәк әмәстәк... Турдиевлар аилисини һәрбийләр сулалиси десәкму болиду. Арсен ака билән Ялқунум һәдимизниң икки оғли — Бәхитҗан билән Артем  —  офицерлар. Қизи Ләйлинур филолог. Бир аилидә төрт һәрбий. Бу аилиниң чегаричилар һәққидә йезилған китапқа киришиму бекар әмәс. Турдиевлар әйнә шундақ һөрмәткә лайиқ инсанлар.

  Бәхтишат СОПИЕВ.

846 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы