• Йеңилиқлар
  • 07 Тамыз, 2014

Қазақстанниң шипалиқ өсүмлүклири

Мамкап  (бақбақ, одуванчик обыкновенный) Мамкап —  бәзидә егизлиги 50 см.ға йетидиған, томури йоған көпжиллиқ өсүмлүк. Йопурмақлириниң түри, шәкли вә һәҗими һәртүрлүк болиду. Бәзи йопурмақлири созмақ, инчикә болса, башқилири кәңирәк, йәни қушларниң қанатлирини әслитиду. Өсүмлүкни үзүп көрсиңиз, ғолидин сүт охшаш ширниси чиқиду, гүллири сериқ, чинигә охшаш болуп ечилиду. Апрель айлиридин тартип күзгичә гүлләп туриду. Мамкап тағ етәклиридә, турушлуқ өйниң өп-чөрисидә, ериқ бойлирида, отлақ вә җаңгалларда нурғун өсиду. Дора ясаш үчүн өсүмлүкниң йилтизлирини күздә жиғивалиду. Тәркивидә ситгмастерин, тараксастерол, инулин, каучук, һәртүрлүк майлар моҗут. Хәлиқ тибабитидә мамкапниң ғолини, йилтизини ашқазан бәзлириниң хизмитини яхшилаш үчүн пайдилиниду. Шундақла мамкапни өтни маңғузуш, сүйдүк һайдаш, хәпрүк чиқириш, мәркизий әсәб системисиниң ишини әслигә кәлтүрүш үчүн қоллиниду. Мошу хусусийәтлири үчүн мамкапни үчәйләрниң ишини рәтләш, бөрәктә, өт халтисида қум, таш пәйда болған чағларда, ашқазан ағриқлирини давалашта пайдилиниду. Шундақла тән үстидики жириңлиқ яриларни, бәзибир терә ағриқлирини, көйүктин кейин пәйда болған яриларниму давалашқа болиду. Илмий тәтқиқатларниң нәтиҗисидә кейинки жилларда мамкапни башқа дорилар билән арилаштуруп пайдиланса, атеросклерозниму давалаш мүмкинлиги мәлум болди. Оттура Азия хәлқи мамкапниң яш йопурмақлиридин елинған ширнисини адәм қансирап қалған чағларда, сүткә охшаш ғолидин чиққан ширнисини сөгәлләрни давалашта пайдилиниду. Дорини тәйярлаш вә қоллиниш усули. 20 грамм мамкапниң қурутулған йилтизини қайнап турған 1  стакан суға селип 20 минут дәмләп, йерим стакандин күнигә 2-3 қетим истимал қилиду. Ешәкйемини давалаш үчүн мамкапниң қурутуп, угитилған йилтизи билән қериқизни бир аш қошуқтин елип, үч стакан суға селип, таң атқичә тиндуруп қойиду. Әтигәнлиги тиндурмини 10 минут қайнитип, дәмләп, йерим стакандин  5 қетим ичиш керәк. Почақ  (бадана, фасоль обыкновенная) Почақ — егизлиги  60  сантиметрға йетидиған, көпчиликкә мәлум бир жиллиқ өсүмлүк. Йопурмақлири рәтлик, пәйдин-пәй җайлашқан. Гүллири ушшақ, бәш бәргидин ибарәт. Гүли ақ яки қизил болуп келиду. Мевиси созуғирақ болуп, қепиниң (қасириғиниң) ичигә дени  җайлашқан. Узундин бери почақни тамаққа пайдилинип келиватиду. Тәркивидә арганин, аспаргин, фазеолин, кремний кислотаси, глобулин бар. Почақ мевисиниң (қепи) — ғозиғи қандики қәнтниң мөлчәрини төвәнлитидиған, алди тәрәтни нормал кәлтүридиған хусусийәтләргә егә. Шуңлашқа уни қәнт диабетини давалашта, бөрәккә, досунға соғ тәккән һаләттә, досунда таш, қум болған чағда, қан бесими көтирилгәндә, ревматизм, подагра, радикулит ағриқлирини давалаш үчүн кәң пайдилиниду. Дорини тәйярлаш вә қоллиниш усули. Почақниң ғозиғидин 15  грамм елип, қайнап турған 1 стакан суға селип, 30 минут қайнитип, тиндуруп дәмләйду. Уни күнигә 3  қетим, 2 аш қошуқтин истимал қилиш лазим. Қәнт диабетини давалаш үчүн почақ ғозиғиниң, қарға җигдисиниң йопурмиғиниң вә сулу ғолиниң һәрқайсисидин икки бөләктин елип, униңға зиғир уруғиниң бир бөлигини қошуп, арилаштуриду. Мошу қошулмидин 3 аш қошуқни 3 стакан қайнап турған суға селип, йерим саат тиндуруп,  3 қошуқтин күнигә 3 қетим истимал қилиш керәк. Ашқазан астидики бәзгә соғ тегиш ағриғини (панкреатит) давалаш үчүн почақниң ғозиғи билән, қарға җигдисиниң йопурмақлиридин тәң миқдарда елип, мәзкүр қошулмидин 1 аш қошуқни қайнап турған суға селип, йерим саат тиңдуруп дәмләп, 2 аш қошуқтин  3 қетим ичиш лазим.

605 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы