• Йеңилиқлар
  • 14 Тамыз, 2014

Ора қачан пәйда болған?

Интернет уйғурлар һәққидә/ Буниңдин нәччә йүз жил илгири кишиләр һазирқидәк илмий усулда ашлиқ сақлашни билмәтти. Йеза егилиги феодаллиқ қалақ һаләттә туруватқан чағларда ора җәнубий Шинҗаң деханлириниң һәрхил һашарәтләрдин, оғри-булаңчилардин хали, бехәтәр ашлиқ сақлаш орни болуп бәлгүләнгәнди. Ора колашниң ениқ өлчими йоқ. Һәрким уни көмидиған ашлиғиниң миқдариға қарап қазиду. Йәни шу пәйтләрдә ориларда оттура һесап билән бир тағардин 50 тағарғичә ашлиқ сақлашқа болатти. Әнди ора ясаш җәрияниға кәлсәк, у һойлиға, баққа яки өйниң астиға колинатти. Дәсләптә  униң тегигә қуруқ қум төкүп, үстигә саман салатти. Андин зиғир пахалини ешип, ориниң чөрисигә үстигичә йөгәп чиқатти. Пәқәт шуниңдин кейинла ашлиқни ориға төкәтти. Униң үстигә қуруқ шал пахилини селип, үстигә топа ташлап, көмүветәтти. Әйни чағда ориға 50 — 60 тағар қонақни көмүп, сақлиғили болатти. Кишиләр әтиязлиғи орини ечип, қонақ сетиш арқилиқ қишичә алған қәризлирини қайтуруп, қалған пулиға балилириға язлиқ кийим сетивалатти. Әң әвзили, әтиязлиқ терилғу ишлирини башлаветәтти. Ашлиқ бесимдарлири, болупму кәмбәғәл-деханларниң әшәддий дүшмини болған җазанихорлар ома вақтида қонақни әрзән баһада сетивелип, орида сақлап, әтиязлиғи қиммитигә сетип, нурғун пайда көрәтти. Қәшқәр тәвәсидә моңғуллар Аппақ ғоҗа қошуп әвәткән сопи-ишанларниң йол башлиши арқисида пухраларниң өйлирини мәҗбурий ахтуруп, деханларниң ашлиқ-қонақлирини, гүрүчлирини булап-таллап кетәттекән. Булаңчилар шундақла көзгә көрүнгән уйғур қиз-җуганлирини тутуп, қуллуққа сатқан екән. Қаршилиқ көрсәткәнлирини һәрхил йоллар билән җазалаттекән. Шуңлашқа уйғурлар өйлириниң ичигә ора колап, ашлиқ сақлашқа, қизлирини сиртқа әрәнчә кийиндүрүп чиқиришқа мәҗбур болғанмиш. Шундақла қора-тамлирини егизлитип қопуруп, уларға төшүкләрни қалдуруп, шу арқилиқ келидиған дүшмәнни күзәткән. Новәт билән күзитидиған җесәкчиләр хәвәр бәргәндә, авам хәлиқ, биринчи новәттә, ашлиқлирини ориларға йошурушқа алдираттекән. Ориға ашлиқ селиш әйнә шуниңдин башланған дейишиду. www.rohlan.cn

341 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы