• Йеңилиқлар
  • 14 Тамыз, 2014

Мүмкинчилиги чәкләнгән шәхсләр турнири

Қәйнәзәр йезисиниң Мәдәнийәт өйидә наһийәлик тәнтәрбийә вә спорт бөлүми, «Мейірімді ел» җәмийәтлик бирләшмиси һәм наһийәлик мүмкинчилиги чәкләнгән шәхсләр спорт клубиниң уюштуруши билән мүмкинчилиги чәкләнгән шәхсләр арисида тоғызқумалақ вә шахматтин очуқ турнир өткүзүлди.Турнирда Талғир вә Әмгәкчиқазақ наһийәлиридин кәлгән көзи начар көридиған вә тамамән көрмәйдиған, җәми 24 адәм күч синашти. Турнирниң ечилиш мәрасимида наһийәлик тәнтәрбийә вә спорт бөлүминиң йетәкчи мутәхәссиси Дархан Әлимхан, наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүминиң башлиғи Қалдыгүл Айсина вә «Мейірімді ел» җәмийәтлик бирләшмисиниң рәиси Мусрәт Елибақиев әқил-ой вә математикилиқ қабилийәтләрни тәләп қилидиған оюнларда спортчиларға утуқ тилиди. Тәкитләш керәкки, турнирниң асасий уюштурғучиси һәм һамийи Мусрәт Елибақиевниң өзиму І топтики нака. Талғир шәһиридики қарғулар җәмийитидә ишләп жүргинидә қазақ хәлқиниң миллий оюни – тоғызқумалақни үгинип, һәрқандақ мусабиқиларға қатнишип, спортниң бу түри бойичә спорт маһири аталған у онлиған шагиртларни тәрбийиләп өстүрди. Һазир Қәйнәзәр йезисидики Мәдәнийәт өйиниң мудири Райхан Жанбосынованиң тәкливи билән жигирмидин ошуқ йеза балисиға тоғызқумалақ оюнини үгитиватиду. Шундақла у Ишиктә шәһиридики көзи начар көридиған балиларниң җумһурийәтлик мәктәп-интернати биләнму йеқин мунасивәттә болуп, у йәрдикиләргиму йол-йоруқ көрситип кәлмәктә. Турнир нәтиҗиси бойичә, тоғызқумалақтин қизлар арисида І орунни Ақерке Асқархан, ІІ орунни Ләззат Оралжан, ІІІ орунни Жанар Тилектес қизи егилиди. Оғул балилар арисида І орун Әукен Айдосқа буйриса, ІІ орунни Артур Серик, ІІІ орунни Берик Қурмашев егилиди. Чоңлар арисида Сәкен Тиленшиев І орунни егилисә, ІІ орун Таһир Елибақиев билән Нурахметжан Қожахметовқа буйриди. Әзиз Исраилов ІІІ орунни егилиди. Шахматтин яшлар арисида Ержуман Тилеуберген баш мукапатқа сазавәр болди. Бағдәулет Байбақ ІІ, Анар Салжакенова ІІІ орунни егилиди. Чоңлар арисида Б.Қурмашев І, А.Афанасьев ІІ, Д.Мусаев ІІІ орунларни егилиди. Ахирида турнир һамийлириниң бири – «Ақжол» җәмийәтлик фондиниң рәиси Рошәнгүл Тохтахунова ғалибийәт қазанған спортчиларға ярлиқ вә маддий соғиларни тапшурди. Мусрәт Елибақиевниң ейтишичә, мүмкинчилиги чәкләнгән шәхсләр арисидики турнир наһийәниң башқиму йезилирида давамини тапиду. Рашидәм РӘҺМАНОВА. Әмгәкчиқазақ наһийәси.

417 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы