- Әхбаратлар еқими
- 14 Тамыз, 2014
Учумкарлар үчүн хушхәвәр
Алмута шәһәрлик иш билән тәминләш мәркизи мәктәпләрни тамамлиған учумкарлар үчүн йеңи мүмкинчиликләрни яратмақта. Атап ейтқанда, бүгүнки таңда шәһәр колледжлири базисида «Иш билән тәминләшниң йол хәритиси-2020» дөләт программисини әмәлгә ашуруш даирисидә бир жиллиқ кәспий тәйярлиқтин өткүзүш курслириға адәм топлаш башланди.
Биртуташ миллий тесттин өтәлмигән учумкарлар қисқа вақит ичидә өзигә яққан һәрхил кәсипни егиләп, ишқа орунлишалайду. Он айлиқ курсларда билим алидиған учумкарларға 13 миң тәңгә айлиқ стипендия берилиду. Оқушни тамамлиған жигит-қизларға дөләт үлгисидики диплом берилип, чоқум иш билән тәминлиниду.
Насирахун РОЗАХУНОВ.
801 рет
көрсетілді0
пікір