• Әхбаратлар еқими
  • 14 Тамыз, 2014

Туран хәлиқлири қурултийи аяқлашти

Венгриядә туран хәлиқлири қурултийи өтти. Униңға Қазақстан Җумһурийитиниң Мәдәнийәт вә спорт министри Арыстанбек Мухамедыулы, Қазақстан Җумһурийити Парламенти Сенати вә Мәҗлисиниң вәкиллири, Түрк академиясиниң рәһбәрлири қатнашти.Мәзкүр сәпәр давамида А.Мухамедыулы Венгрияниң Адәм ресурслири министрлигиниң дөләт кативи Б.Ретвари билән икки дөләт арисидики мәдәний һәмкарлиқларниң бүгүнки әһвали вә истиқбаллири тоғрилиқ мәсилиләрни муһакимә қилди. Шундақла Қазақстан Парламенти депутатлири Венгрия Дөләт мәҗлисиниң депутатлири билән учрашти. Бу учришишта депутатлар Қазақстан-Венгер парламентларара һәмкарлиғиниң мәсилилири бойичә пикир алмаштурди. Қурултай программиси даирисидә қазақстанлиқ делегация «Опустасер» миллий тарихий паркида экскурсиядә болди, Бугаца шәһириниң әтрапида «Аттила» қарөйиниң рәсмий ечилиш тәнтәнисигә қатнашти. Шундақла қурултай қатнашқучилири үчүн қазақстанлиқ делегация тәрипидин «Шәриқ борини» театрлаштурулған җәң, концертлиқ программа һәм чавандазларниң һүнәрлири намайиш қилинди.

771 рет

көрсетілді

1

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы