• Йеңилиқлар
  • 21 Тамыз, 2014

Төрт йүз жиллиқ тарихқа егә үшқиртқуч

Барикалла/ Йеқинда тәһриратимизға келип, өзини «Муслим Садиқов» дәп тонуштурған бу жигит «мениңда бир үшқиртқуч (аддий хәлиқ тилида үшқүлдақ дәпму атайду — Б.С.) бар еди, шуни сетишқа ярдәм бәрсәңлар» деди. Муслимниң бу күтүлмигән илтимасиға һәммимиз һәйран қалдуқ. Кейин у қолидики таштин ясалған үшқиртқучниң «тарихиға» қисқичә тохталди. — Бу таштин ясалған үшқиртқучни өйүмиздики мал қорасиниң темидин тепивалғинимизға анчә көп вақит болмиди, — дәп сөзини башлиди Муслим. — Башта буниңға һеч ерәң қилмидуқ. Кейинирәк дадам буниң бовиси Баһаптин келиватқан ялдама екәнлигини ядиға алди. Униңға бу һәққидә дадиси Абдрахман сөзләп бәргән екән. Абдрахман бовам 1954-жили тарихий Вәтинимизниң Нилқа тәвәсидин Кеңәш Иттипақиға көчүп чиқип, Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисиға орунлашқан екән. У бу тарихий үшқиртқучни көзиниң қаричуғидәк сақлиған охшайду. Йеши чоң болғандин кейин у буни балилириға тапшурушни унтуп қалса керәк. Һазирчә һәммимиз шундақ хуласигә кәлдуқ. Өткәндә бу ташниң қанчә жиллиқ тарихқа егә екәнлигини билиш мәхситидә Алмутидики археологиялик институтқа йолуқтум. У йәрдики алимлар бу ташни тәкшүрүп, униң 400 жиллиқ тарихқа егә екәнлигини ейтип бәрди. Алимларниң сөзичә, бу ташни мирасгаһқа һөҗҗәтсиз алмайдекән. Һөҗҗәтләрни рәсмийләштүрүш үчүн 5000 АҚШ доллири һаҗәт охшайду. Ахири у йәрдикиләр мениңдин үшқиртқучни 1000 долларға сетип беришимни сориди. Мән униңға келишмидим. Ахири силәргә йолуқуп, мәслиһәтлишиш қарариға кәлдим. Бизниң қолумиздин келидиғини гезит оқуғучилиримизни  һәрқандақ йеңилиқтин хәвәрләндүрүш, халас. Буни Муслимниң өзиму яхши чүшинип туриду. Әгәр гезитханлар арисида бу үшқиртқучниң тарихини техиму чоңқурақ билидиғанлар яки уни сетивалғучилар тепилип қалса һәҗәп әмәс. Мундақ яхши хәвәрни, әлвәттә, Муслимға дәрһал йәткүзидиған болимиз.

 Бәхтишат СОПИЕВ.

342 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы