• Әхбаратлар еқими
  • 21 Тамыз, 2014

Китаплар «угиси»

Изгү башланма/ Өткән һәптидә җәнубий пайтәхтимиздики 28-гвардиячи- панфиловчилар истираһәт беғида китапларниң «угилири» пәйда болди.Мәзкүр лайиһә һәр жили 12-август күни нишанлинидиған Яшлар күнидә Алмута шәһиридики истираһәт бағлирида турғунлар мәдәнийитини көтирип, уларниң һәртәрәплимә тәрәққий етишини қоллап-қувәтләшкә беғишлиниду. Истираһәт бағлириға дәм елишқа кәлгән адәмләр орундуқларниң йениға орнитилған «угилардин» һәрқандақ китапни елип, оқалайду. Угилардин дуния әдәбиятидин башлап, заманивий әсәрләрни, луғәтләр билән башқиму хилму-хил китапларни тепишқа болиду. Ушбу изгү башланмини қолға алған Алмута шәһәрлик яшлар сәясити башқармиси август ейиниң ахириғичә 28-гвардиячи-панфиловчилар истираһәт беғида йәнә 5-6 китап «угисини» орунлаштурушни реҗилимәктә. Китапларниң жүтүп кәтмәслигигә, чечилмаслиғиға җавап беридиған җанкөйәр яшлар истираһәт беғида китап оқуғуси келидиғанларға буккроссинг қаидисини чүшәндүриду. Әгәр бу башланма иҗабий нәтиҗә бәрсә, келәр жили әтияздин башлап җәнубий пайтәхтимиздики башқиму истираһәт бағлирида мошундақ китап «угилири» пәйда болмақчи.

Рашидәм МИРЗӘХМӘТОВА.

Алмута шәһири.

779 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы