• Иҗтимаий мәсилә
  • 21 Тамыз, 2014

Мүмкинчилиги чәкләнгән шәхсләргә ғәмхорлуқ

«Қазақстан-2050» Стратегиясидә жәмийәтниң әң аҗиз топи – мүмкинчилиги чәкләнгән шәхсләрниң транспорт, турушлуқ өй, җәмийәтлик орунлар вә ишләпчиқириш мәһкимилиригә тосалғулуқларсиз кирип-чиқиши тоғрисида һәртәрәплимә ейтилған.Йеқинда «Нур Отан» партиясиниң Әмгәкчиқазақ наһийәлик шөбиси «Тосалғулуқларсиз келәчәк» иҗтимаий программисини қобул қилди. Программа бойичә оқуш орунлирида, медицинилиқ мәһкимиләрдә пандуслар (мүмкинчилиги чәкләнгән шәхсләр һарвулириниң көтирилип, чүшүши үчүн пәләмпәйләргә қатар ясилидиған йол) селинип, иҗтимаий ярдәм көрситиш бөлүмлири мәхсус автотранспорт «Инватакси» билән тәминлиниду. Улар һарвуға «бағланған» адәмләргә ярдәм көрситидиған болиду. Әмгәкчиқазақ наһийәсиниң билим, мәдәнийәт вә тилларни тәрәққий әткүзүш бөлүмлири, мәркизий наһийәлик ағриқханиниң буйрутмиси билән бүгүнки күнгә қәдәр Алмута вилайәтлик бюджетидин 23 иҗтимаий орунда пандусларниң селиниши үчүн мәбләғ бөлүнди. Уларниң қурулушини «Нур Отан» партиясиниң наһийәлик шөбиси, наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүми өз назаритигә алди. Партия шөбисиниң мәслиһәтчиси Бағдат Рахимов, наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүминиң башлиғи Қалдигүл Айсина, наһийәлик мәслиһәтниң депутати, партиялиқ назарәт комиссиясиниң башлиғи Гүлсара Егинбаева вә коррупциягә қарши күрәш җәмийәтлик кеңишиниң рәиси Қазыбай Жылқыбеков һәр күни дегидәк пандуслар селиниватқан орунларда болуп, ишниң сүпәтлик жүргүзүлүшини тәкшүрүватиду. Йеқинда улар Көктөбә, Бөләк шипаханилирида вә Әймен фельдшерлиқ-акушерлиқ пунктида болуп, орнитилған пандусларни көздин кәчүрди. Шипаханилардики пандусларниң қурулушини «сүпәтлик» дәп баһалиди. Шундақла йеқинда наһийәгә узундин бери күткән «Инватакси» берилди. «Форд» автобусиға нака адәмләрниң транспортқа чиқип, чүшүши мәхсус электркөтәргүчниң ярдими билән әмәлгә ашиду. Пат-йеқин арида «Инватакси» қоллинишқа берилидиған болиду. Дөләт рәһбири Н.Назарбаевниң «Қазақстан-2050» Стратегиясидики иҗтимаий ярдәмгә бағлиқ тапшурмиларни орунлаш мәхситидә наһийәдә башқиму яхши ишлар әмәлгә ешиватиду. Мәсилән, бийил наһийәлик иш билән тәминләш вә иҗтимаий программилар бөлүми арқилиқ 81 мүмкинчилиги чәкләнгән адәм турақлиқ иш билән тәминләнди. 32 адәм һәқлиқ җәмийәтлик ишларға җәлип қилинди. 20 адәм кәспий оқуш орунлириға әвәтилди. Бу мәсилигә бағлиқ «Арлан-777» ширкитиниң нәмунилик ишлирини аташқа болиду. Йолдашлиқ фабрикисида бирнәччә нака адәм турақлиқ иш билән тәминләнгән.

Рашидәм РӘҺМАНОВА.

Әмгәкчиқазақ наһийәси.

377 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы