• Йеңилиқлар
  • 21 Тамыз, 2014

Президент Йәттису тәвәсидә болди

Сешәнбә күни иш баби билән Талдиқорған вилайитигә кәлгән Дөләт рәһбири Нурсултан Назарбаев Йәттису йеридики сәпирини «Жерұйық-Талдиқорған» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғида әмәлгә ашурулуватқан ишларни көрүштин башлиди. Умумән 86 адәм ишләйдиған коммуналлиқ базарниң көләми 6900 квадрат метр. У йәрдә йепиқ павильонида көктат, сүт вә гөш мәһсулатлирини сетиш бөлүмлири, 14 сода орни бар. Умумән, 239 сода орни заман тәливигә лайиқ ишләйду. Модульлуқ үлгидики газ-генераторлуқ станцияси 400 тонна мәһсулат сиғидиған 1134 квадрат метр йәл-йемиш қоймисиму бар. Дөләт рәһбиригә бу объектни зиярәт қилиш давамида региондики йеза егилиги саһасиниң тәрәққияти карханиниң иши вә алдиға қойған реҗилири һәққидә һесават берилди. Шундақла Қазақстан Президентиға йеза егилиги мәһсулатлирини йетиштүрүш, сақлаш вә сетиш билән шуғуллинидиған комплексниң иши тонуштурулди. Нурсултан Назарбаев вилайәтниң йеза егилик әмгәкчилири билән сөһбәтлишип, дөләт тәрипидин алаһидә көңүл бөлүнүватқан аграрлиқ саһаниң әһмийитини тәкитлиди. Бу җәһәттин Дөләт рәһбири аграрлиқ саһа вәкиллириниң ички базарни һаҗәт болған озуқ-түлүк билән тәминләлмәйватқанлиғиға тохтилип, саһаниң бирқатар камчилиқлирини көрсәтти. Вилайәттә инновациялик лайиһиләрниң, илмий тәтқиқат ишлириниң нәтиҗисиниң йоқлуғини очуқ ейтти. Дөләт рәһбири регионда чиқириливатқан мәһсулатниң 60 пайизини Или, Қарасай наһийәлирила тәминләватқанлиғини қәйт қилди. — Дөләт регион үчүн барлиқ шараитларни яритиватиду. Субсидия, лизингқа техникилар берилмәктә. Умумән, мәбләғниң 70 пайизини дөләттин еливатисиләр. Пәқәт 25 пайизи өзәңларға тәәллуқ. Шуниңға қаримай силәр тәрәптин һечқандақ тәшәббус йоқ, қолда бар барлиқ мүмкинчиликләр пайдилинилмайватиду. Һазир Россиягә көктат вә йәл-йемиш йәткүзүшкә, шу арқилиқ пайда көрүшкә болатти. Амма бу йөнилиштики ишлар начар жүргүзүлүватиду, — деди Дөләт рәһбири. Шуниң билән биллә Қазақстан Президенти мәхсәтсиз пайдилиниливатқан йәр участкилирини ениқлап, тәкшүрүш жүргүзүш вәзиписини Алмута вилайитиниң прокурориға тапшурди. Дөләт рәһбири шуниңдин кейин Талдиқорған шәһириниң Ғәрбий-җәнуп турушлуқ өй мәйданида болди. Бу йәрдә Қазақстан Президентиға вилайәттики қурулуш саһасиниң тәрәққияти билән «Қол йетимлик турушлуқ өй-2020» дөләт программисиниң әмәлгә ешиш җәрияни тоғрилиқ һесават берилди. Шундақла Дөләт рәһбиригә 12 турушлуқ өй қурулуши, 5 микрорайон селиш мәхсәт қилиниватқан, умумий мәйдани 206 гектар Ғәрбий-җәнуп турушлуқ өй комплексиниң ениқ реҗисиниң лайиһиси тонуштурулди. Объектни зиярәт қилиш давамида Нурсултан Назарбаев қурулуш компаниялириниң рәһбәрлири вә қурулушчилар билән сөһбәтләшти. «Қол йетимлик турушлуқ өй-2020» программиси даирисидә умумий мәйдани 316,7 миң квадрат метр болидиған 121 өй селиш мәхсәт қилинмақта. У 6037 аилини өй билән тәминләшкә мүмкинчилик яритиду. Йеңи микрорайонда иҗтимаий-мәдәний мәхсәттики нишанлар — тоққуз балилар бағчиси, 5 мәктәп, Оқуғучилар сарийи, Яшлар өйи, хәлиққә хизмәт көрситиш мәркизи, ағриқхана селиш реҗиләнгән. Дөләт рәһбири новәттә «JLC сүт» җавапкәрлиги чәкләнгән йолдашлиғиға барди. Қазақстан Президенти карханида пайдилиниватқан ишләпчиқириш технологияси билән тонушти. Шуниң билән биллә Дөләт рәһбиригә заводтики қайта қуруш ишлириниң нәтиҗилири, униң қувитини ашуруш вә хам әшия базисини шәхсий сектор һесавиға тәрәққий әткүзүш мүмкинчиликлири ейтилди. Дөләт рәһбири Талдиқорғандики Тил сарийида өзиниң сәпирини аяқлаштурди. Бу жиғинда өткүр тәнқит, әһмийәтлик пикирләр ейтилди. Бүгүнки таңда Қазақстанниң тәрәққий әткән дөләтләр қатариға кириши үчүн интилишида, әмәлгә ашурулған ишларда Алмута вилайитиниңму төһписи бар екәнлиги Дөләт рәһбири тәрипидин тәкитләнгәндин кейин Алмута вилайитиниң һакими Аңсар Мусаханов вилайәттә әмәлгә ашуруватқан вә келәчәктә әмәлгә ашурулидиған ишлар һәққидә тәпсилий һесават бәрди. Вилайәт җамаәтчилиги вәкиллири вә тиҗарәтчилири билән учришиш давамида Дөләт рәһбири Алмута вилайитиниң елимиздики әң чоң регионларниң бири екәнлигигә, униңда җумһурийәт хәлқиниң умумий саниниң 16 пайизи туридиғанлиғиға тохталди. Шуңлашқа вилайәткә дөләт тәрипидин алаһидә көңүл бөлүниду. Регионға кәң көләмдә субсидияләр бөлүнмәктә, бу өзиниң нәтиҗисини бериватиду. Саламәтликни сақлаш саһасиниң вә башқиму саһаларниң тәрәққияти нәтиҗисидә хәлиқниң умумий өмүр сүрүшиниң узақлуғи 71 жилға йәтти, — деди Қазақстан Президенти. Шуниң билән биллә Нурсултан Назарбаев дөләт тәрипидин қоллап-қувәтләшкә егә болуватқиниға қаримай регионниң иҗтимаий-ихтисадий әһвалини яхшилаш ишлириниң аз екәнлигини тәкитлиди. «Қазақстанда 175 наһийә бар. Һәрким өзиниң вәзиписини адил атқуруши керәк. Силәргә яритиливатқан шараитни дурус пайдиланмай, хәлиққә иш берәлмәйватисиләр. Вилайәттә 53 лайиһә ишқа қошулса, шуниң тоққузи һазир тохтап туриду. Демәк, биз ахчини шамалға учарғинимизму? Программиларниң толуқ әмәлгә ашурулмайватқанлиғи — һакимийәтниң ишни тоғра уюштуралмайватқанлиғини, начар ишләватқанлиғини көрситиду. Һаким болуп, лавазим егиләш үчүнла силәрни тайинлимидуқ. Өз хизмитиңларда һәрикәт қилип, хәлиқниң көңлидин чиққидәк әмгәк қилиш керәк», дәп Нурсултан Әбиш оғли йеза егилигидә әмәлгә ашурулуватқан ишларға диққәт бөлди. Президент Йәттису йеридә суғирилидиған йәрниң дурус пайдилинилмайватқанлиғиниму очуқ ейтти. Дөләт тәрипидин яритиливатқан мүмкинчиликләрни дурус пайдилиналмайватқан наһийә һакимлирини Дөләт рәһбири өткүр тәнқит астиға алди. «Тиҗарәтниң йол хәритиси-2020» программиси бойичә Ақсу наһийәсидә ишниң дурус әмәлгә ашурулмиғанлиғи тоғрилиқ Дөләт рәһбири алаһидә тохтилип, мәзкүр наһийә һакимини тәнқитлиди. Барлиқ шараитлар яритиливатқан вақитта наһийәләргә инвестиция җәлип қилинмиған Қаратал, Ақсу наһийәлириниң һакимлириға «Умумән, силәрниң наһийәләрдә инвестициялик лайиһә барму?» дәп уттур соалларни қойди. Инвестиция җәлип қилалмаслиқ вилайәт һакиминиң гунаси екәнлигиниму Дөләт рәһбири очуқ ейтти. Президент йеза егилиги саһаси бойичә суғирилидиған йәрләрни дурус пайдилиналмиғанлиқтин һосулниң төвәнләп кәткәнлигигиму тохтилип, Йәттисуниң асасий мәһсулати — қәнт қизилчисини бүгүнки әвлатниң өстүрәлмәйватқанлиғиға алаһидә көңүл бөлди. Һаҗәт болса, қәнт заводлирини салайли. Шу вақитта қәнт қизилчисини өстүрүшкә деханлар диққәт бөлүп, еһтияҗму көпийиду, дегән пикирни оттуриға салди. Дөләт рәһбири региондики муһим мәсилиләрни қандақ һәл қилиш бойичә Йеза егилиги министри Асылжан Мамытбековни минбәргә чақирип, қандақ зираәтлирини өстүрүшниң қолайлиқ болидиғанлиғини сориди. Министр тәрипидин сүт мәһсулатлирини ишләпчиқиришниң, көмүқонақ вә майлиқ зираәтләрни йетиштүрүшниң йәттисулуқларға пайда елип келидиғанлиғини қәйт қилинди. Қәнт қизилчисини өстүрүшниң азлиғиға диққәт бөлгән министр Алмута вилайитидики айрим дехан  егиликлириниң униңдин мол һосул еливатқанлиғиниму тәкитлиди. Нурсултан Назарбаев вилайәтниң йеза егилигини тәрәққий әткүзүш мәсилисигә мунасивәтлик пикир ейтип, деханларниң қолида бар ресурсларни пайдилиналмайватқанлиғини вә йеңи технологияләрни киргүзүш билән шуғулланмайватқанлиғини тәкитлиди. Мошуниңға мунасивәтлик Дөләт рәһбири йеза егилиги министрлигигә йеза егилиги саһалири бойичә еһтияҗға тәтқиқ жүргүзүшни, еһтияҗи көп йөнилишләрни ениқлашни һәм саһани тәрәққий әткүзүш бойичә чариләрни тәйярлашни тапшурди. Шундақла Нурсултан Назарбаев йеза егилигиниң тәрәққий әтмәйватқанлиғи сәвәвидин ахирқи төрт жилда вилайәткә импорт қилиниватқан товарлар көләми 432 миллион доллар болғанлиғини, бу экспорттин 3 һәссә көп екәнлигини тәкитлиди. Мошуниңға мунасивәтлик Дөләт рәһбири импортниң асасини тәшкил қилидиған товарларниң түрлирини ениқлап, уни қисқартиш үчүн ишларни әмәлгә ашурушни тапшурди. Дөләт рәһбири апорт программиси бойичә алма өстүрүшниң гиҗиң жүрүватқанлиғини тәнқитлиди. Бу йәрдә дөләттин субсидия елип һөкүмәткә беқинғуси кәлмәйватқан егиликләрни тәртипкә чақириш һаҗәтлигиниму алаһидә тәкитлиди. «Көләңгүдики ихтисат», шуниң ичидә базар мәсилисиму Дөләт рәһбири тәрипидин тәнқиткә елинди. Санитариялик тазилиқ, су билән тәминләш ишлириниң начарлиғиму тәкитләнди. Алмута вилайитигә 212 йезида таза су мәсилиси тоғрилиқ статистикилиқ мәлуматлар кәлтүрүлди. Әнди иҗтимаий саһаға келидиған болсақ, 51 мәктәптә 3 сменида оқуғучилар оқуватқанлиғи, 10 мәктәпниң һалакәт гирвигидә екәнлигиму Дөләт рәһбири тәрипидин очуқ ейтилди. Әлвәттә, бу саһалар тоғрилиқ вилайәт һакимлириниң орунбасарлири статистикилиқ мәлуматлириға тайинип һесават бәрди. Дөләт рәһбири тәрипидин Йәттису йеридә нурғун мүмкинчиликләрниң бар екәнлигигә қаримай туризмниң тәрәққий әтмәйватқанлиғиму қәйт қилинди. Башқисини ейтмиғанда, пәқәт Алакөлниңла тәбиәт бәргән мүмкинчиликләрдин дурус пайдилиналмайватқанлиғини тәнқит астиға алди. Нурсултан Назарбаев җай-җайлардики вә дачилардики җинайәтләр мәсилисигә мунасивәтлик өз ой-пикрини ейтип, хәйрихаһлиқ мәсилисиниму диққәттин сирт қалдурмиди. Қерилар өйлиригә ата-анилирини өткүзүветидиған балилар, шуниң билән биллә житимлар өйигә наресидиләрни өткүзидиған ата-аниларниму тәнқит қилди. Жиғин ахирида Дөләт рәһбири вилайәтни тәрәққий әткүзүш үчүн дөләт тәрипидин барлиқ ярдәм көрситиливатқанлиғини ейтти. Өз новитидә йәрлик һөкүмәт органлири турғунларни иш билән тәминләш, турушлуқ өй қурулуши, саламәтликни сақлаш вә билим бериш саһасини тәрәққий әткүзүш мәсилилиригә алаһидә көңүл бөлүши лазим. Учришиш нәтиҗиси бойичә Нурсултан Назарбаев ейтилған әскәртишләрни һесапқа елишни, әнди Һөкүмәткә һәрбир йөнилиш бойичә алдики қәдәмләрни ениқлашни, Президент мәмурийитигә барлиқ мәсилиләрни өз назаритигә елишни тапшурди.

367 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы