• Спорт
  • 09 Қазан, 2014

Дубайдиму биринчиликни бәрмиди

Йеқинда Бирләшкән Әрәп Әмирлигиниң Дубай шәһиридә Бразилияниң джиу-джитсу йәкму-йәк күриши бойичә дунияниң көплигән әллиридин палванлар қатнашқан Хәлиқара очуқ турнир болуп өтти. Униңға қазақстанлиқ спортчиларму иштрак қилди.Бизниң команда әзалири турнирниң дәсләпки күнила төрт алтун вә икки күмүч медальни йеңивелишқа муйәссәр болди. Уларниң арисида  85 килограммлиқ салмақ дәриҗиси бойичә күч синашқан Арманҗан Розахуновму бар. У «күмүчкә» қол йәткүзди. Шундақла қизлар арисида 65 кг. салмақта уйғур қизи Айидәм Қурбанова жуқури маһарәт көрситип, алтун медаль елишқа муйәссәр болди. Мәзкүр турнирға иштрак қилған Қазақстан командиси әзалириниң ейтишичә, бу қетимқи муваппәқийәтләрни қолға кәлтүрүштә Қазақстанға инструктор сүпитидә тәклип қилинған бразилиялик тәҗрибилик мутәхәссис Виктор Мораес чоң роль атқурған.

Наргиза МАХМУДИ.

Астана шәһири.  СҮРӘТТӘ: А.Розахунов (солда).

297 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы